• COVID - 19
  • 03 Қыркүйек, 2020

«Башта мәнму ишәнмигән...»

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Дәрһәқиқәт, «Таҗсиман вирус Қазақстанғиму йетип кәпту. Бемарларниң сани күндин-күнгә көпийиветипту» дегән хәвәр таралғанда, көпчилигимиз буниңға ишәнмигән едуқ. Аримизда «Вай, нәниң ағриғи. Ялған гәп» дәп бар мәсилини һәтта сәясәткә иштәргәнләрму болди. Мана шундақ беғәмликкә селинип жүргинимиздә, вирусниң қандақ тез ямрап, тумшуғумизниң түвигә келип тақалғанлиғини туймай қалдуқ. Һалбуки, әтрапимиздин ағриқниң зәрдавини тартиватқанларни байқиғандила, таҗсиман вирусниң моҗутлуғини иқрар қилип, карантин тәләплиригә әмәл қилишқа башлидуқ. Бирақ бу пәйт, нурғунимиз вирусниң чаңгилиға илинип, җенимизни қоярға җай тапалмай, худди судин чиққан белиқтәк, тепирлашқа башлидуқ. Бәзилиримиз дохтурханиға жүгрисәк, әнди биримиз өйдә давалинишни хоп көрдуқ. Гәпниң очуғи, «Дохтурханиға барсаң, өлүгүң чиқиду» дегән әндишидә болди бир түркүм турғунлар. Узун сөзниң қисқиси, вәзийәт таҗсиман вирустин қорқушимиз керәклигигә көзүмизни йәткүзди. Саат санап көпәйгән рәқәмләргиму ишәндуқ. Җан талишип тәр төкүватқан саламәтлик сақчилириниң әһвалиниму чүшәндуқ...
Гезитимизниң алдинқи санида Уйғур наһийәсидә таҗсиман вирусниң тарқилиши бойичә әһвалниң бираз турақланғанлиғи тоғрилиқ язған едуқ. Униңда наһийәниң 1486 турғунида «вирус жуқтурди» дегән гуман пәйда қилғанлиғи, җәми 191 бемардин вирус ениқланғанлиғи һәм 114 бемарниң дохтурханида, қалған 83 бемарниң дохтурлуқ амбулаторияләрдә даваланғанлиғи қәйт қилинған еди. Шундақла 173 бемарниң вирусни йеңип, үзүл-кесил ағриқтин сақийип чиққанлиғи тоғрилиқ тәкитләнгән еди. Хош, аталған цифрларниң испати сүпитидә, бу новәт таҗсиман вирусни йеңип, бүгүнки күндә һаяти бир қелипқа чүшкән наһийә турғунлирини издәштүрүп, уларниң бирқанчисини сөһбәткә тартишқа тириштуқ. Бир қизиғи, сөһбәтдашлиримизниң барлиғи дегидәк исмини гезитқа йезишимизға қаршилиқ билдүрди. Бирақ һәммиси бир өлүмдин аман қалғанлиғини йошурмиди. Җүмлидин уларниң арисида гезитимиз арқилиқ ақхалатлиқ жанларға дегән миннәтдарлиғини йоллиғуси келип, исим-фамилиясини йошурмиғанларму болди. Шуларниң бири – соаллиримизға әтраплиқ җавап қайтурған Чонҗа йезисиниң турғуни Рәхмитулла Шәрипов (сүрәттә).
Рәхмитулла ака аңлиқ һаятини йеза егилиги саһасиға беғишлиған һөрмәтлик дәм елиштики зооинженер екән. У йеңилиқлардин көрүп, аңлап жүргән хәтәрлик ағриққа муптила болимән дәп башта һеч ойлимиғанлиғини йошурмиди.
– Бу вирусниң моҗутлуғиға башта мәнму ишәнмигән. Растимни ейтсам, тән һараритим көтирилип, һалсизлиниш аламәтлири байқалғанда “соғ тәгдиму” дегән ойда болдум. Бирақ бара-бара тәм сезиш йоқап, демим сиғип, мағдирсизлинишқа башлиғанда, буниң аддий туму-пушқақ әмәслигигә көзүм йәтти. Чүнки ичкән дора-дәрмәкләр тәсир қилмай, әһвалим күндин-күнгә начарлишишқа башлиди. Ағриқниң дәсләпки аләмәтлири байқилип, бир-икки күн өткәндин кейин, дәрру дохтурханиға бармисам болмайдиғанлиғини чүшәндим. Дохтурлар әһвалимниң еғирлиғини көрүп, тәкшүргәндин кейин бирдин наһийәлик мәркизий дохтурханиниң жуқумлуқ ағриқлар бөлүмигә ятқузди. Ақхалатлиқ инсанлар сақийип кетидиғанлиғимға ишәндүрүп, мени психологиялик җәһәттин тәйярлиди. Анализ тапшуруп, таҗсиманвирус ениқланған пәйттиму улар яхши сөзлири билән қоллап-қувәтләп, роһий чүшкүнлүккә берилмәй, өзәмгә мәккәм болушумға ярдәмләшти. Шундақ қилип, бир-икки һәптә дохтурханиниң жуқумлуқ ағриқлар бөлүмигә ятқузулдум. Дохтурларниң ярдими билән әһвалим аста-аста яхшилинишқа башлиди. Қайтидин анализ тапшуруп, үзүл-кесил сақайғанлиғим ениқланғандила, өйгә қайтурулдум, – дәп қисқичә баян қилди Рәхмитулла Шәрипоғли.
Әлвәттә, таҗсиман вирус билән күришиш яшанған атимизға оңайға чүшмигини ениқ. «Мән үчүн у күнләрни әскә елишниң өзи еғир» дәйду мөтивәр. Тәләйгә яриша, хәтәрлик кесәл билән Шәриповлар аилисидә башқа һечким ағримапту. Чоң синақни йеңип чиққан Рәхмитулла Шәрипоғли һазир аилиси билән карантин тәләплиригә әмәл қилип, бехәтәрлик чарилирини сақлашқа җиддий көңүл бөлүп кәлмәктә.
– ...Қайтидин путумдин дәс турушум — дохтурларниң төһписи. Уруш жиллири җәңчиләр оқ билән отниң арисида җанпидалиқ билән күрәшкән болса, мана бүгүн ақ халат кийгән қәһриманлиримиз өлүм вә өмүр арисидики җәңдә тавланмақта. Уларниң бебаһа әмгиги һөрмәткә лайиқ. Җүмлидин даваланған мәзгилдә дохтурханимиздики хадимларниң әмгиги билән әрлигигә қайил болдум. Язниң тинҗиқ күнлиридә үстидин мәхсус кийимини йәшмәй хизмәттә болған дохтурларға қарап, бәкму тәсирлинип кәттим. Тазилиқ хадимлиридин тартип, врачларғичә күн-түн демәй, бизниң сақийип кетишимиз үчүн тәр төкти. Өз өмрини хәтәргә тикип, бемарларниң өйлиригә сақ-саламәт қайтиши үчүн өзлири айлап-айлап аилисини көрмиди. Вәзийәт уларниң кәспигә болған садақитини намайән қилди. Дохтурханидикиләр барлиқ сақлиқ тәләплириниң сақлинишиға көңүл бөлүп, әстаидиллиқ билән хизмәт көрсәтти. Дохтурларниң қабилийити вә дохтурханидики төмүрдәк тәртипниң арқисида өлүм гирвигидә ятқан талай бемар путиға турди. «Дохтурханиға барсаң, қаримайду» дегән әпқачти параңларниң һәммиси бош сөз. Шәхсән өзәм дохтурларниң җапалиқ әмгигидин толиму хурсән болдум. Болупму, мәркизий ағриқханиниң хадимлири Әнвәр Рашитов, Зарина Бәкриева, Камиләм Қурбанова, Ядикар Ваһидинов, Баһадур Семәтовниң исмини алаһидә атап өткүм келиду, – деди гезитимиз арқилиқ саламәтлик сақчилириға дегән чәксиз миннәтдарлиғини йоллиған сөһбәтдишимиз Рәхмитулла Шәрипоғли.
Ахирқи рәқәмләргә асаслансақ, Уйғур наһийәсидә таҗсиман вирустин он сәккиз адәм вапат болди. Әгәр буни ағриғанларниң ортақ сани билән селиштурсақ, бемарларниң тәхминән 99 пайизи сақийип чиққанлиғиға көз йәткүзимиз. Бу болсиму, Рәхмитулла Шәрипов ейтқандәк, бүгүнки күн қәһриманлири аталған саламәтлик сақчилириниң тиришчанлиғи билән җапалиқ әмгигиниң нәтиҗисидур.

190 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы