• 13-сентябрь – Миллий аилә күни
  • 09 Қыркүйек, 2020

Җәмийәтниң муһим асаси

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

Аилә дегинимиз немә? Бу соалға һәрким һәрхил җавап бериши мүмкин. Кимду-бири өзиниң ата-аниси, бова-момиси, ака-ука яки һәдә-сиңиллири һәққидә гәп қилса, кимду-биригә бу сөзниң мәнасини ечип бериш үчүн хелә күч чиқиришқа тоғра келиду.
Мәлумки, қедимдин тартипла адәмләр қоюлған мәхсәт-муддиасиға йетиш, җүмлидин аман қелиш үчүн бирлишип яшашқа тиришқан еди. Әнди һазирқи җәмийәттә аилә – бу қедимий адәмләр яшиған чоң җамаә әмәс. Һазир аилә ениқ адәмләр даириси биләнла чәклиниду.
Аилә. Әлвәттә, бу сөзниң мәнасини һазир һәммиси билиду. Әтималим, бир қаримаққа, аилиниң инсан һаятидики мәзмун-маһийити аддийдәкла көрүнүп-билиниши мүмкин. Бирақ әслидә аилиниң мәзмунини ениқ ечип бериш үчүн нурғун вақит сәрип қилип, көплигән сөз-аталғуларни ишлитишкә тоғра келидекән.
Аилә – сени тақәтсизлик билән күтидиған, саңа әң йеқин адәмләр яшайдиған җай. Сени қанитиниң астиға алидиған, шундақла хошаллиғиңға ортақлишип, ғәм-қайғуңни тәң тартидиған қутлуқ дәргаһ. Һәтта йеқин туққан болмиған адәмләр өзлирини аилә десә, улар шуниң арқилиқ өзлириниң бир-биригә болған алаһидә мунасивитини, йеқинлиғини, сәмимийлигини көрситишкә тиришиду. Шуңлашқиму бизгә бала вақтимиздин тартипла бу сөз яхши тонуш вә қәлбимиз төридин орун алған.
Демәк, аилә – биринчи новәттә бир-бирини қоллап-қувәтләш, ярдәмгә келиш, дегән сөз. Мустәһкәм вә инақ аилә әзалири бир-биригә хаинлиқ, утуқ-муваппәқийәтлиригә һәсәтхорлуқ қилмайду. Ундақ аилидики мунасивәтму иллиқ болиду. Мустәһкәм аилә – һәрбир адәмниң утуқ қазинишиға кепиллик берәләйду. Шу йолда ярдәмгә келиду.
Иккинчидин, аилә – бу бир-биригә болған ишәнчә. Пәқәт ата-аниғила өзәңниң әң есил арманлириңни ейтип, сени қийнап-азаплаватқан мәсилиләрдин хәвәрдар қилишқа болиду. Пәқәт ата-анила еғир әһвалда қалған балисиниң үстидин күлмәйду, бәлки ярдәм қилип, әмәлий мәслиһәтләрни бериду.
Үчинчидин, аилә – бу бир-биригә болған ғәмхорлуқ, муһәббәт, садақәт, ишәнчә. Аилә – бу саңа һаят-тәғдир тәйярлап қойған барлиқ қийинчилиқларни йеңип чиқишқа ярдәм беридиған чоң вә пүтмәс-түгимәс күч. Һимайисигә алидиған қәлъә.
Аилә – бу күндилик турмуш, иш. Әтиму яки кәчму дәсләпки күчлүк туйғу-сезимлар пәсийип, уларниң орниға бир-биригә болған өзара һөрмәт вә һәқиқий муһәббәт келиду. Әр вә аялму аилә қурғанда өзара һөрмәт, муһәббәт, садақәт, ишәнчә, ғәмхорлуқ охшаш инсан үчүн бебаһа қәдрийәтләрни арман қилиду, шуларға еришишкә тиришиду.
Әнди қануний нуқтәий нәзәрдин алғанда, аилә – җәмийәтниң дәсләпки ячейкиси, әр вә аялниң ихтиярий иттипақи. Бу наһайити ениқ тәриплимә. У, биринчи новәттә, умумий турмуш вә әвлатни давамлаштурушқа қаритилған.
Аилә тоғрилиқ гәп қилғанда, «Униңда ким муһим орун егиләйду?» дегән соалниң туғулуши орунлуқ. Әлвәттә, аилә қуруштики баш роль аял-аниға тәәллуқ. Аял киши мәлум бир саһада йетүк мутәхәссис болуши мүмкин. Амма униң җәмийәттики әң асасий вә муһим роли – аилә қуруш. Йошурушниң һаҗити йоқки, бу вәзипини әр кишиләр анчила оңушлуқ атқуралмайду. Аял аилә әзалириниң өзлирини әркин-вәзмин һис қилиши, иллиқлиқ-сәмимийликни, бир аилиниң әзалири екәнлигини сезиши үчүн яхши шараит яриталайду. Әлвәттә, бу — наһайити мурәккәп вә җавапкәр вәзипә. Һә, аял һәр дайим униң һөддисидин муваппәқийәтлик чиқип кәлгән.
Раст, һазир тамамән башқа вақит вә һаят тәризиму өзгичә. Аял җәмийәт иши билән бәнт болғачқа, униң аилисигә көңүл бөлүши үчүн вақти бәк қис. Бирақ шундақ болсиму у, нурғунлиған жиллар давамида илгәркидәкла аилини сақлап, униңда яхши кәйпият яритип кәлмәктә. Буниң шундақ екәнлигини һәрқандақ әр киши инкар қилса керәк.
Әлвәттә, аилиниң инақ вә үлгилик болуши үчүн ялғуз аниниң күч-қувити азлиқ қилиду. Шундақ екән, аилиниң барлиқ әзалири аиләвий шараитни яритиш үчүн күч чиқириши шәрт. Чүнки аилә – бу һәммидин авал коллектив.
Һәқиқәтәнму аилиниң әң муһим иҗтимаий институтлардин екәнлиги һечкимдә шәк-шүбһә туғдурмайду. Нәқ аилә — түрлүк әвлатларни өзара бағлаштуридиған муһим һалқа, шәхсниң шәкиллиниш йолидики дәсләпки қәдәм. Шуңлашқа һәрқандақ дөләтниң келәчигиму яш әвлатниң җәмийәтниң толуқ һоқуқлуқ вә мукәммәл әзаси сүпитидә шәкиллиниш җәрияниниң оңушлуқ болушиға бағлиқ.
Аилиниң инсан вә җәмийәт һаятида әйнә шундақ муһим роль ойнайдиғанлиғи көздә тутулуп, нурғунлиған мәмликәтләрдә Аилә күни тәсис қилинди. Буниңдин Қазақстан Җумһурийитиму истисна әмәс.
2013-жилдин етиварән сентябрь ейиниң иккинчи йәкшәнбиси бизниң елимиздә Аилә күни сүпитидә атап өтүлиду. Бу мәйрәмни тәсис қилиш идеяси 2009-жили туғулди. Шу чағда аяллар иши вә аилә-демографиялик әһвал билән шуғуллинидиған миллий комиссия Қазақстанда Аилә күнини тәсис қилиш вә уни һәр жили 15-майда Хәлиқара аилә күнигә беғишлап өткүзүш тәшәббусини көтәргән еди.
2013-жили 1-мартта мәмликәт Президенти Нурсултан Назарбаев «Қазақстан Җумһурийитидики Кәспий вә башқа мәйрәмләр тизимиға өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш тоғрилиқ» Пәрманини имзалиди. Әйнә шуниңға мувапиқ мәмликитимиздә йеңи мәйрәм – Аилә күни тәсис қилинип, уни сентябрь ейиниң иккинчи йәкшәнбисидә атап өтүш қарар қилинди.
Аилә институти арқилиқ мәдәний қәдрийәтләрни, әнъәниләрни, мәнивийликни сақлап қелиш, өскиләң әвлатни мунасип шәхсләрдин қилип тәрбийиләш, демографиялик проблемиларни, шундақла иҗтимаий характерға егә мәсилиләрни һәл қилиш бойичә миллий дөләт вәзиписини әмәлгә ашуруш — мәзкүр мәйрәмни тәсис қилишниң вә һәр жили өткүзүшниң асасий мәхсити болуп һесаплиниду.
Елимиздә һәр жили Аилә күнини мәлум шиар астида атап өтүш әнъәнигә айланған. Бу күни пүткүл мәмликәт бойичә концертлар, көргәзмиләр, башқиму чарә-тәдбирләр уюштурулуп, уларға дөләт вә җәмийәт әрбаплири, маарип, саламәтликни сақлаш, мәдәнийәт, сәнъәт вә спорт саһалириниң вәкиллири қатнишиду. Әпсус, һазирқи эпидемиологиялик әһвалға бола бийил көздә тутулған чарә-тәдбирләр онлайн-тәртиптә өткүзүлмәкчи. Шундақ болсиму җәмийәтниң муһим институтлириниң бири болған аилә қәдрийәтлиригә беғишланған күнниң мунасип атап өтүлидиғанлиғиға ишәнгүмиз келиду.

 

 

 

 

660 рет

көрсетілді

5

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы