• Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә Мәктүби
  • 17 Қыркүйек, 2020

Милләтниң йеңи сүпити аилидә шәкиллиниду

Дөләт рәһбири Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә бирқатар муһим мәсилиләрни оттуриға қойди. Он бир баптин ибарәт ушбу муһим һөҗҗәтниң һәрбир бөлүминиң атқуридиған жүки салмақлиқ. Бизниң пикримизчә, әйнә шу актуал пикирләрниң һәммиси «Милләтниң йеңи сүпити» дәп атилидиған ахирқи бапта җәмләнгән.
Мәлумки, дуния хәлқи бешидин кәчүргән пандемия пәйтидә бала тәрбийиси билән билим беришниң һәммә еғирчилиғи аилә егилиригә чүшти.Күндилик тирикчилик билән турмуш һәләкчилигидә жүргән көплигән ата-анилар балилириға билим вә тәрбийә бериштә хелә гаңгирап қалди. Чүнки, йошуридиғини йоқ, бүгүнки күнгә қәдәр билим вә тәрбийә мәсилисигә бағчилар билән мәктәпләрла җавапкәр болуп кәлгән еди. Мошу җәһәттин қариғанда, һазирму аилигә дегән дуниявий көзқараш түп асасидин өзгәрди. Һазир пүткүл дуния аилә билән ата-аниларға қандақ ярдәмлишишкә баш қатурмақта. Жирақтин оқутуш җәриянида ата-анилар мәктәпниңму, муәллимниңму қәдир-қиммитини чүшинишкә башлиди, дәрисликниң мәзмун-маһийитигә чөкти, оқуш программилириниң йөнилишини пәрәз қилишти, умумән, билим бериш билән тәрбийиниң мүшкүл екәнлигигә көз йәткүзди. Һәтта иҗтимаий торларда балисини оқутуш үчүн бир-биридин мәслиһәт сораватқан тәвсийә-пикирләрдә чәк болғини йоқ. Демәк, аилә, ата-анилар билән балиларму ярдәмгә муһтаҗ. Бу мәсилидә, болупму бағчилар билән мәктәпкичә тәрбийиниң әһмийити зор. Униңға Президент Мәктүбидиму алаһидә диққәт бөлүнгән. Адәм сүпити аилидә шәкиллиниду дәйдиған болсақ, япон алимлири балиниң мейисиниң йетилиши, ойлаш системисиниң асаси үч яшқичә шәкиллиниду дәп тәхмин қилишиду. Мошу турғудин елип қариғанда, Дөләт рәһбири тәрбийә мәсилиси тоғрилиқ ейтип келип, алтә яшқичә болған гөдәкләрни бағчилар билән йетәрлик дәриҗидә тәминләш зөрүрлүгигә тохталди. Муәллимләрниң маашини көтириш, алий оқуш орунлирида шараит яритишму мәзкүр Мәктүптики асасий мәсилиләр қатарида тилға елинди. Шуниң билән биллә, әң асасий мәсилә — аилә, көпбалилиқ аилиләргә көңүл бөлүшкә диққәт ағдурғини ата-аниларниму тәрбийиләш һаҗәтлигини көрсәтсә керәк. Әгәр аилидә тәрбийә дурус йолға қоюлмиса, у чағда бағчидики, мәктәптики тәрбийә тоғрилиқ сөз қозғашниң өзи ошуқ болса керәк. Шуңлашқиму Һөкүмәт Дөләт рәһбириниң Мәктүбини әмәлгә ашуруш җәриянида аилә тәрбийисини риваҗландурушқа қаритилған мәхсус дөләт программисини қобул қилиши керәк дәп ойлаймиз. Бу, умумән, тәрбийә ишиға, аилигә, ата-аниларға көрситилгән дөләт дәриҗисидики зор ғәмхорлуқ болар еди.
Дилфуза РОЗИЕВА,
Абылайхан намидики Қазақ хәлиқара мунасивәтләр вә дунияйүзи тиллири университетиниң кафедра рәһбири.

320 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы