• Йеңилиқлар
  • 24 Қыркүйек, 2020

Йол бойидики сервис тәрәққий етиду

Инфрақурулумни тәрәққий әткүзүшкә беғишланған «Нұрлы жол» дөләт программиси даирисидә 2025-жилниң ахириғичә җумһурийәтлик әһмийити бар автомобиль йоллириниң бойида 297 санитарлиқ-гигиенилиқ пост орнитилиду.
Униңдин ташқири шәхсий инвестицияләрниң һесавиға санитарлиқ-гигиенилиқ постлири бар 128 янармай қуюш бекәтлирини селиш планлиниватиду. Дөләт рәһбири Мәктүптә таҗсиман вирусиға қарши күрәшкә барлиқ күчләрни җәлип қилишниң муһим екәнлигини тәкитлиди. Шуниң билән биллә «Йол бойидики сервисни тәрәққий әткүзүш мәсилисигә» алаһидә әһмийәт берип, Һөкүмәткә һаҗәт вәзипиләрни жүклиди.
Бийил қайта йеңилаш ишлири даирисидә Шортанды – Зеренди, Қарағанда шәһириниң айланма йоли, Нур-Султан – Павлодар, Жетибай – Жаңаөзен, Нур-Султан шәһириниң айланма йоли, Узунағаш – Отар, Өскәмән – Рахман қайнари билән Петропавл – Қорған автойоллирида 22 санитарлиқ пост қоюлиду. 2021-жили 40 санитарлиқ – гигиенилиқ пост, 2022-жили – 50, 2024-жили – 65, 2025-жили 87 санитарлиқ-гигиенилиқ постлар орнитилиду, –дәп күтүлмәктә.
Шуниң билән биллә 2025-жилниң ахириғичә хәлиқара вә җумһурийәтлик әһмийити бар йолларниң бойида шәхсий инвестициялар һесавиға санитарлиқ-гигиенилиқ постлири бар Compass, ҚазМунайГаз, Helіos, Sіnooіl вә Kaztransgaz охшаш ширкәтләрниң 128 янармай қуюш бекәтлири селиниду.
Һазирқи таңда Алмута – Қорғас, Алмута – Ташкәнт, Ақтөбә – Мартық, Нур-Султан – Темиртау, Алмута – Өскәмән, Екатеринбург – Алмута вә Доссор – Ақтав деңиз порти автомобиль йоллирида 18 янармай қуюш бекәтлири селиниватиду. Йол бойидики сервисни тәрәққий әткүзүш мәсилиси Индустрия вә инфрақурлумлуқ тәрәққият министрлиги Автомобиль йоллири комитетиниң диққәт-нәзәридә болуватиду.

524 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы