• Йеңилиқлар
  • 24 Қыркүйек, 2020

«Болашақ»: йеңи тизим елан қилинди

Йеқинда «Болашақ» чәтәлләрдә оқутуш дөләт программисиниң стипендиатлириниң тизими елан қилинди.
Шу мәлуматларға асаслансақ, 2020-жили чәтәлләрдә кадрларни тәйярлаш бойичә Җумһурийәтлик комиссия 106 намзатқа стипендия тайинлаш қарариға кәлгән. Әнди чәтәлләрдә билим алидиған студентларниң оқуш җәрияни вә сүпитини хәлиқара программилар мәркизиниң йеңи портали арқилиқ мониторниг қилиниду.
Өз новитидә Билим вә пән вице-министри Мирас Дауленов өзиниң «Фейсбуктики» торбетидә бу һәққидә чүшәнчиләр бәрди. Униң тәкитлишичә, стипендиатларни таллаш Президент яш кадрлар резерви үлгисидә толуғи билән автоматлаштурулған. Намзатниң барлиқ қәдими рәқәмләштүрүлгән, һәрбир басқуч видеоға чүширилиду, тестлаш вә сөһбәт җәрияни сүпәтлик өзгәртилди. Намзатлар алий оқуш орунлириға оқушқа чүшкән пәйттә пәнләр бойичә билимини намайиш қилғачқа уларни тәкшүрәшниң һаҗити йоқ. Униң орниға намзатниң тәһлил қилиш, тәнқидий ойлаш, фактлар билән ишләш, өзлири үгәнмигән шараитқа маслишиш салаһийити баһалиниду. Мошундақ маһарәтләрсиз чәтәлләрдә билим елишниң әмәлий әһмийити йоқ.

480 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы