• Йеңилиқлар
  • 01 Қазан, 2020

Президент һозурида болди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң һакими Ғали Есқалиевни қобул қилди, дәп хәвәрлиди Президентниң мәтбуат хизмити.
Қазақстан Президентиға регионниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң асасий көрсәткүчлири, шундақла илгири берилгән тапшурмиларниң орунлиниши һәққидә һесават берилди.
Қасым-Жомарт Тоқаевқа Жайық дәриясидики су көләминиң төвәнлишиши, регионниң энергияға муһтаҗлиғи вә йәрлик йолларниң әһвали охшаш вилайәттики асасий мәсилиләр тоғрилиқ мәлуматлар берилди. Дөләт рәһбири Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң һакимиға Һөкүмәт билән бирлишип, мәзкүр мәсилиләрни һәл қилишни тапшурди.
Қ.Тоқаев гөшлүк мал егилигини тәрәққий әткүзүшни вә мошу йөнилишкә илмий җәһәттин әһмийәт бериш, нефть вә газ ишләпчиқиришқа мунасивити йоқ саһаға җәлип қилинидиған инвестиция көләмини көпәйтиш, санаәтни риваҗландуруш, шундақла қайта ишләш саһасиниң мәһсулатлирини ашуруш бойичә Ғали Есқалиевниң алдиға бир қатар вәзипиләрни қойди.
Дөләт рәһбири ишсиз вә өзини-өзи иш билән тәминләватқан гражданларни ихтисадий әмгәккә җәлип қилишни давамлаштурушни, шуниң билән биллә региондики үчсменилиқ вә бузулуш әһвалида турған мәктәпләрниң мәсилилирини түпасастин һәл қилишни тапшурди.

***
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Миллий пәнләр академиясиниң президенти Мурат Журиновни қобул қилди, дәп хәвәрлиди Президентниң мәтбуат хизмити.
Қасым-Жомарт Тоқаевниң Алмутидики резиденциясида өткән учришиш давамида Қазақстан пәнини тәрәққий әткүзүшкә, вәтәнлик лайиһәләрни санаәткә киргүзүш, шундақла, илмий-тәтқиқатларниң ихтисадий турғидин мәхсәткә мувапиқлиғи мәсилилири муһакимә қилинди.
Миллий пәнләр академиясиниң президенти Дөләт рәһбириниң инсан капиталини қоллашқа, билим вә пән саһасиға инвестиция җәлип қилишқа, ихтисатниң технологиялик вә риқабәткә қабиллиғини ашурушқа мунасивәтлик Мәктүптә ейтилған тәшәббусларни қоллайдиғанлиғини ейтти.
Қазақстан Президенти вәтәнлик чоң карханиларниң ишини илмий тәрәптин қоллап-қувәтләшниң муһим екәнлигини тәкитлиди. Униң пикричә, алимлар билән тиҗарәтчиләрниң зич мунасивәттә болуши инновацияларни киргүзүп, ихтисадий өсүмни тәминләш үчүн йеңи имканийәтләргә йол ачиду. Умумән, илим-пән елимизниң ихтисадиға хизмәт қилиши керәк.

497 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы