• Йеңилиқлар
  • 15 Қазан, 2020

Һәрбир бала бәхитлик болушқа лайиқ

Қазақстандики Инсан һоқуқлири бойичә вәкил сәпдашлири билән миграция программисиниң нәтиҗилириниң муһакимә қилишқа беғишланған онлайн-учришиш өткүзди.
Европа Иттипақи вә БМТ Балилар фонди (ЮНИСЕФ) Қазақстандики инсан һоқуқлири бойичә вәкили билән бирлишип, “Миграция җәриянидики балиларни һимайә қилиш” программиси даирисидә дөләт органлириниң, Мәркизий Азия дөләтлири әлчиханилириниң вә бирнәччә хәлиқара тәшкилатлар вәкиллириниң қатнишиши билән онлайн-учришиш өткүзди. Программа шериклири миграция җәриянидики балиларниң һоқуқлирини һимайә қилишниң нәтиҗилири билән кәлгүси ишлирини муһакимә қилди.
Йеқинда Coram International хәлиқара илмий-тәтқиқат институтиниң қатнишиши билән программа даирисидә жүргүзүлгән Нур-Султан, Алмута вә Чимкәнт шәһәрлиридики миграция җәриянлиридики балиларға мунасивәтлик әһвални тәтқиқат қилиш нәтиҗилири тәминати начар аилиләрниң һөҗҗәтлири йоқ балилириниң қийинчилиқларға дуч келиватқанлиғини ениқлиди.
Ата-анилириниң чәт әлгә көчүп кетиши пәйтидә аилиниң қериндашлири яки достлири билән қалған қазақстанлиқ балилар кейин туққанлири яки аиләвий достлири билән ғәмхорлуқ шәртини рәсмийләштүридиған ишәнчә хетиниң болмаслиғиға мунасивәтлик мәһкимиләргә орунлаштурулиду. Ата-анисиз вә егисиз қалған балилар сетиш яки зорлуқ-зомбилиққа учраш ховупиға дуч келиду.
“Миграция җәриянидики балилар өзлириниң һоқуқлири билән мәнпийәтлирини алаһидә һимайә қилишни тәләп қилиду. Улар қәйәрдә болсун вә уларниң тарихи қандақ болсун, мигрант балилар, әң алди билән, башқилар билән тәңһоқуқлуқ болуши лазим. Мошу тәтқиқат нәтиҗилири көрсәткинидәк, Қазақстандики миграция җәриянлириға қатнишидиған һәрбир бала өзиниң һимайә қилинғанлиғини толуқ һис қилиши үчүн йәнә көп ишларни әмәлгә ашурушимиз керәк. Биз программиға қатнашқан вә уни нәтиҗидарлиқ әмәлгә ашурушқа ярдәмлишидиған Қазақстан Һөкүмитигә, Инсан һоқуқлири бойичә вәкилгә, Европа Иттипақи вә барлиқ шериклиримизгә тәшәккүр изһар қилимиз”, деди ЮНИСЕФниң Қазақстандики вәкили Артур ван Дизен.
2020-жилниң апрель ейида Қазақстанда миграция бойичә бирләшкән программа бойичә таллавелинған үч региондики балиларға миграция җәриянида хизмәт қилидиған лайиһиләр ишқа қошулди. Бу лайиһиләрниң асасий мәхсити – миграция җәриянлиридики балиларға һәртәрәплимә иҗтимаий, психологиялик вә һоқуқ җәһәттинин ярдәм көрситиш.
“Бизниң шериклиримиз – “Родник”, “Сана Сезім”, “Адам құқықтары және заңдылықтың үстемдігі жөніндегі қазақстандық халықаралық бюро” һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлири бизгә мошу хизмәтләрни таллавелинған регионларда киргүзүшкә ярдәмлишиду. Шундақ қилип, Қазақстан мигрант балилар билән уларниң аилилирини нәтиҗидарлиқ қоллаш системисини тәрәққий әткүзиду. Миграция җәриянидики балилар, уларниң мәртивисигә қаримастин, өзлириниң барлиқ һоқуқлирини қоллашқа вә пайдилинишқа һоқуқи бар”, деди Қазақстандики Инсан һоқуқлири бойичә вәкил Эльвира Азимова.
Учришиш давамида қатнашқучилар тәтқиқат нәтиҗилири билән биллә миграция мәсилилири билән шуғуллинидиған мутәхәссисләрни тәйярлаш мәсилисини муһакимә қилди. Шуниң билән биллә миграция мәсилилирини миллий вә регионлуқ тәрәққият стратегиялиригә интеграцияләш саһасидики илғар тәҗрибиләрни қарап чиқти.
“Европа Иттипақи Қазақстанниң миграция җәриянидики балиларниң һоқуқлирини һимайә қилиш бойичә чарилирини қоллайду. ЮНИСЕФ билән бирләшкән программимизниң даирисидә биз өзимизгиму, йәрлик һакимийәт органлириғиму Қазақстандики миграция җәриянини яхши чүшинишкә ярдәм беридиған тәтқиқатларни жүргүздуқ. Шуниң билән биллә биз миграция мутәхәссислирини балиларға нәтиҗидарлиқ хизмәт көрситиш бойичә оқуттуқ. Программа Қазақстанда келәчәктиму давамлишиду вә бу миграция җәриянлириға қатнишидиған балиларниң һаятини яхшилашқа ярдәмлишиду дәп ойлаймиз. Чүнки һәрқандақ бала һаятини бәхитлик вә тәшвишсиз өткүзүшкә лайиқ”, деди елимиздики Европа Иттипақи вакаләтлигиниң һәмкарлиқ бөлүминиң рәһбири Йоханнес Стенбек Мадсен.
Тәкитләш лазимки, миграция җәриянидики балиларни һимайә қилишқа қаритилған һәртәрәплимә программини ЮНИСЕФ Евро иттипақиниң мәбләғ җәһәттин қоллап-қувәтлиши билән Бангладеш, Малайзия, Мьянма, Қазақстан, Қирғизстан, Таҗикстан, Өзбәкстан вә Таиланд охшаш бирнәччә дөләт билән бирлишип әмәлгә ашуриду. Асасий мәхсәт – миграция җәриянидики балиларниң һоқуқлирини нәтиҗидарлиқ қоллаш вә һимайә қилишни тәминләш.

600 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы