• Йеңилиқлар
  • 22 Қазан, 2020

Президент Шәмәйдә болди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Шәмәй шәһиридә иш бабидики сәпәрдә болуп, Абайға орнитилған ядикарлиқни ечиш мәрасимиға қатнашти, абайшунаслар билән учришип, селиниватқан микрорайонни көздин кәчүрди, шундақла Шәрқий Қазақстан вилайитиниң Абай наһийәсидә мемориал комплексни зиярәт қилди.Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Шәмәй шәһиридә иш бабидики сәпәрдә болуп, Абайға орнитилған ядикарлиқни ечиш мәрасимиға қатнашти, абайшунаслар билән учришип, селиниватқан микрорайонни көздин кәчүрди, шундақла Шәрқий Қазақстан вилайитиниң Абай наһийәсидә мемориал комплексни зиярәт қилди.

Президентниң Шәмәй шәһиригә қилған иш бабидики сәпири Абай Қунанбаевниң 175 жиллиқ тәвәллудиға беғишлинип орнитилған «Ұлы ақын ұлдарымен» ядикарлиғини ечиш мәрасимиға қатнишиштин башланди. Ядикарлиқта улуқ шаир вә мутәпәккүр оғуллири Ақылбай вә Турағул билән әкис әттүрүлгән.Дөләт рәһбири чарә-тәдбир қатнашқучилирини Абайниң тәвәллуди билән тәбрикләп, шаирни хатириләшниң умумий қәрзимиз екәнлигини тәкитлиди.– Улуқ Абай пәқәт бизниң мәмликитимизниңла пәхри әмәс, бәлки дуниявий миқиястики данишмән. У қазақ хәлқиниң роһий дуниясини толуқ чүшинип-билгән намайәндә. Униң шеирлири билән әқлийә сөзлири бизниң миллий турмуш-еңимизни чоңқур әкис әттүриду. Заманивий әдәбиятимизниң асасчиси болуп һесапланған Абай мәмликәт тарихида ярқин из қалдурди. Униң әсәрлири мана бир әсирдин ошуқ вақиттин буян актуаллиғини йоқатмиди. Улар илгәркидәкла һәммимиз үчүн роһий озуқ болуп һесаплиниду. Шаирниң бай иҗадий мираси қазақ хәлқиниң вә пүткүл инсанийәтниң байлиғи болуп һесаплиниду. Абай вәсийәтлири – бу өсүватқан әвлат үчүн нишан, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.Президент хәлиқниң бәхит-саадити үчүн әмгәк қилған вә Абай әслитип өткән «бәш дүшмәндин» қутулғандила җәмийитимизни йеңилалайдиғанлиғимизни тәкитлиди. Дөләт рәһбириниң пикричә, «Җавапкәр дөләт – җавапкәр җәмийәт – җавапкәр адәм» системисиниң ишәшлик ишлиши шаир йезип қалдурған алийҗанап сүпәтләргә беваситә бағлиқ.– Буниң үчүн һазирқи әвлат Абай мирасиға мураҗиәт қилип, роһий җәһәттин мукәммәллишиши шәрт. Мәзкүр ядикарлиқ яшларни илһамландуруши лазим. Абай вә униң сөзи һәм ишлирини давамлаштурған оғуллири Ақылбай билән Турағул – улар мәмликәт үчүн үлгә болуп хизмәт қилидиған шәхсләр. Ядикарлиқ - әвлатлар варислиғиниң, ата вә балилар оттурисидики өзара һөрмәтниң рәмзидур. Тәрбийә милләтниң жуқури хисләт-пәзиләтлирини шәкилләндүридиған асасий амилларниң бири болуши керәк! – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.Президент бийил Абайниң 175 жиллиғини нишанлашқа алаһидә әһмийәт берилгәнлигини атап өтти. Мәмликитимиздә вә чәт әлләрдә миқияслиқ чарә-тәдбирләр өткүзүлүп, уларда шаирниң мираси тәрғип қилинди вә униң иҗадини өсүватқан әвлат чоңқур оқуп-үгәнди.– Юбилей вақтида биз исрапчилиққа йол қоймидуқ. Бу «махтанчақлиқ» вә «ошуқ аваригәрчиликтин» қутулуш йоллириниң бири дәп һесаплаймән. Улуқ мутәпәккүрниң мираси – мәмликитимизниң техиму гүллинишигә йол ачидиған бебаһа байлиқ. Абайниң алийҗанап роһи бизни улуқ мәхсәтләргә елип кәлгәй! – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Дөләт рәһбири ядикарлиқни ечиш мәрасимидин кейин Абайниң «Жидебай-Бөрили» тарихий-мәдәний вә әдәбий-мемориал мирасгаһ-қоруғини зиярәт қилип, униң экспозицияси билән тонушти. Президент улуқ мутәпәккүр һаяти вә иҗадийитиниң асасий басқучлири тоғрилиқ һекайә қилидиған «Шаирниң балилиқ чағлири», «Шаирниң шәкиллиниши», Шаирниң иҗадийити», «Абайниң шеирий мәктиви», «Аилә», «Әқлийә сөзләр» дәп аталған залларни көздин кәчүрди.Абай мирасгаһи 1940-жили шаирниң 95 жиллиғи шәрипигә ечилған еди. Бу - Қазақстан тарихидики биринчи әдәбий-мемориал мирасгаһ. Шаирниң 175 жиллиғиға даир униң заллири реконструкция қилинди, алди вә әтрапи аватлаштурулди. Дөләт рәһбири ачқан «Ұлы ақын ұлдарымен» ядикарлиғиму мошу йәрдә қәд көтәрди.Президент шундақла Шәмәйдә, мәдәнийәт-спорт комплексида абайшунаслар билән учрашти.Қасым-Жомарт Тоқаев учришиш алдида Абайниң «Абай дунияси» түркүми даирисидә нәшир қилинған аз учрайдиған китаплири, филология пәнлириниң доктори, профессор Мекемтас Мырзахметулыниң шаир иҗадиға беғишланған көп томлуқ әмгиги қоюлған көргәзмини көздин кәчүрди.Экспозициядин шундақла Шәрқий Қазақстан Сәнъәт мирасгаһи вә Невзоровлар аилиси намидики Тәсвирий сәнъәт мирасгаһи фондлиридин елинған 18 картина орун алди. Президент униңдин ташқири «Улуқ дала алтуни» археологиялик көргәзмисиниму зиярәт қилди.Дөләт рәһбири абайшунас алимлар билән болған учришишта юбилейлиқ чарә-тәдбирләрниң пандемиягә тоғра келип қалғанлиғиға қаримай, улуқ әҗдат алдидики қәрзимизни мунасип өтәш үчүн барлиқ күч-қувәтниң сәрип қилинғанлиғини қәйт қилди.– Бийилдин тартип 10-август – «Абай күни» дәп аталди. Шаир әсәрлири он тилға тәрҗимә қилинип, нәширдин чиқти вә дунияниң әң яхши китапханилириға әвәтилди. Бизниң чәт әлләрдики әлчиханилиримизда Абай мәркәзлири ечилди. Әлвәттә, бу пәқәт дәсләпки қәдәм. Келәчәктә Абай институтлириниму ачалаймиз, дәп ойлаймән – деди Президент.Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә йеңи миллий кимликни шәкилләндүрүш охшаш стратегиялик вәзипигә тохтилип өтти. Президентниң сөзичә, бу ишта Абайдин башқа дана устаз йоқ.– Әгәр биз шаирниң мирасини оқуп-үгәнсәк, гүллинишкә қол йәткүзимиз. Бизни қизиқтуридиған барлиқ соалларға һаким Абайниң өлмәс шеирлири билән дана сөзлиридин җавап тепишқа болиду. Йеңи җәмийәтни қурушта биз шаирниң мирасиға вә зиялилиримизниң иқтидариға тайинишимиз лазим. Билим вә маарип бизниң миллий идеямиз болуши шәрт, – дәп тәкитлиди Президент.Дөләт рәһбири учришиш давамида зиялиларниң жәмийәттики роли вә орни тоғрилиқ гәп қилип, униң алийжанап вәзиписиниң миллий қәдрийәтләрни сақлаштин ибарәт екәнлигини атап көрсәтти.Учришишта шундақла Мекемтас Мырзахметулы, Турсын Журтбай, Ғарифолла Есим, Борис Щербаков қатарлиқ алимлар вә абайшунаслар, «Абай оқушлири» конкурсиниң ғалиби–Риддер шәһири 16-оттура мәктивиниң оқуғучиси Варвара Владимирцева сөзгә чиқти.Қасым-Жомарт Тоқаев учришиш ахирида елимиз илим-пәниниң вә абайшунаслиқниң риважлинишиға чоң һәссә қошқан бир түркүм алимларға дөләт мукапатлирини тапшурди.... Дөләт рәһбири Шәмәйгә қилған иш бабидики сәпири вақтида шундақла «Қарағайлы» микрорайонида қурулуш ишлириниң жүргүзүлүши билән тонушти, мәзкүр микрорайондики надир спорт комплексини көздин кәчүрди, көп балилиқ анилар билән учрашти.Президент Шәмәйдики чарә-тәдбирләрдин кейин Жидебай шәһиридә (Шәрқий Қазақстан вилайитиниң Абай наһийәси) болуп, «Абай-Шәкәрим» мемориал комплексини вә шаирниң музей-өйини йеңилаш бойичә жүргүзүлүватқан ишларниң нәтижиси билән тонушти.Дөләт рәһбири шундақла реконструкция қилинған «Визит-мәркәзни» көздин кәчүрүп, униң зиярәт қилғучиларға хизмәт қилиш ишини жуқури баһалиди, дәп хәвәр қилди Президентниң мәтбуат хизмити.

571 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы