• Йеңилиқлар
  • 22 Қазан, 2020

Қутулдурғучиларни тәбриклиди

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти елимиз қутулдурғучилирини кәспий мәйрими билән тәбриклиди.
«Мәмликитимиз қутулдурғучилирини кәспий мәйрими билән тәбрикләймән! Силәр муһтаҗ болғанларға ярдәм қилип, қәһриманлиқ үлгисини көрситиватисиләр. Қутулдурғучилар һалакәтләр ақивәтлирини йениклитиш үчүн нурғун ишларни әмәлгә ашурди. Өзгәртилгән министрлик коллективиға утуқ-муваппәқийәтләр тиләймән», дәп язди Қасым-Жомарт Тоқаев Twitter иҗтимаий тармиғида.
Мәлумки, 2020-жили 19-октябрьда Гражданлар һимайиси органлириниң қурулғиниға 25 жил толди. Мошу жиллар мабайнида Пәвқуладдә әһвал хизмәтлири бир миллион 353 миң қетим пәвқуладдә әһвалларни йоқитиш үчүн барди. От өчәргүчиләр билән қутулдурғучиларниң хизмити, кәспий маһарити, оперативлиғи түпәйли 374 миңдин ошуқ адәм қутулдурулди, пәвқуладдә әһвал йүз бәргән зонилардин 334 миң адәм эвакуация қилинди, зәрдап чәккән 55 миңдин ошуқ адәмгә медицинилиқ ярдәм көрситилди.
Һәр жили оттура һесапта тәбиий вә техногенлиқ характерға егә 18 миң пәвқуладдә әһвал тиркилиду, уларниң 15 миңи - от кетиш әһваллири. Пәвқуладдә әһвал зонилиридин қутулдурғучилар 8 миң адәмни қутулдуриду, 20 миңдин ошуқ адәмни эвакуация қилиду, 4,5 миң адәмгә медицинилиқ ярдәм көрситиду.
Чарәк әсир җәриянида мәмликәттә гражданлар һимайиси системисини мукәммәлләштүрүш бойичә нурғун ишлар әмәлгә ашурулди. Қанунниң қобул қилиниши, пәвқуладдә әһваллардин қоғдаш үчүн йеңи объектларниң селиниши, қутулдуруш вә өрткә қарши техника һәм җабдуқларниң сетивелиниши, гражданлар һимайиси органлириниң хадимлири иш һәққиниң ашурулуши, хизмитини өтәш шараитиниң яхшилиниши, кәспий кадрларниң тәйярлиниши, өрт-қутулдуруш спорти вә хәлиқара һәмкарлиқниң тәрәққий етиши әйнә шу җүмлидиндур.
Мәсилән, 1,5 миң түрлүк техника бирлиги вә 20 миң өрт-қутулдуруш җабдуғи вә васитилири сетивелинди. Оттуздин ошуқ өрт өчириш депоси вә қутулдуруш станцияси селинди.
От өчәргүчиләрниң иш һәққи 20 пайиздин 65 пайизғичә көпәйтилди. Умумән, гражданлар һимайиси органлириниң 19 миңдин ошуқ хадиминиң лавазимлиқ мааши ашурулди.

565 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы