• Сәнъәт
  • 09 Қараша, 2020

Сәнъитимиз шәйдалири

 Йеқинда «Мереке» балилар вә өсмүрләр иҗадий мәркизиниң уюштуруши билән онлайн тәртивидә «Ұстазым — ұлағаттым» мавзусида қабилийәтлик балилар вә өсмүрләрниң җумһурийәтлик сәнъәт көрүги болуп өтти. Униңға елимизниң җай-җайлиридин чоң сәһниләрдә көрүнгән яш талантлар қатнишип, нахшилирини «җанлиқ авазда» орунлиди.

 Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА,
«Уйғур авази»

Көрүк иштракчилириниң һүниригә исимлири елимизгә тонулған сәнъәткарлардин тәркип тапқан адилқазилар мунасип баһасини бәрди. Нәтиҗидә 10 — 12 яшлиқ балилар арисида Радмир Ғоҗамбәрдиев «Елим бар», «Устазим» нахшилири үчүн Баш мукапат – Гран-приға,«Қазақстан» нахшисини иҗра қилған Алишах Сабитов биринчи орунға еришти. 8 яшлиқлар арисида болса «Детство» нахшиси билән қатнашқан Нурали Мубарәков биринчи орунға лайиқ дәп тепилди. Уларниң һәммиси Пәхрий ярлиқ вә дипломлар билән тәғдирләнди. Шундақла яш әвлатниң сәнъәткә болған һәвәсини ашуруп, заман тәләплиригә лайиқ тәрбийә бәргәнлиги үчүн «Аsia Plus Records»студиясиниң мудири Сәһәрдин Йүсүповму Пәхрий ярлиқ билән мукапатланди.
Мән бүгүнки утуққа йәткән тәлимгарлиримни чин қәлбимдин тәбрикләймән. Шуниң билән биллә, пурсәттин пайдилинип, уларни һәм бизниң паалийитимизни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп келиватқан Саһидәм Һошурова, Әмәрхан Мухлисова, Нуршат вә Адаләт Мубарәковлар қатарлиқ сәнъитимиз җанкөйәрлиригә чәксиз миннәтдарлиғимни билдүрмәкчимән, — дәйду Сәһәрдин Қәмбәроғли.
Бизму студия мудириниң пикригә қошулуп, яш талантлиримизниң келәчигигә ақ йол тиләймиз.

 

250 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы