• Йеңилиқлар
  • 19 Қараша, 2020

«Қарадала» театриға ақ йол!

Буниңдин бир ай муқәддәм «Уйғур наһийәсидә хәлиқ театри ечилиду» дегән хәвәр тарқиған еди. Йеқинда Алмута вилайитиниң мәркизи Талдиқорған шәһиридики Бикен Римова намидики драма театрида «Қарадала» хәлиқ театриниң рәсмий ечилиш мәрасими болуп өтти. Вилайәт һакими Амандық Баталовниң наһийәләрдә хәлиқ театрлирини ечиш тоғрилиқ тапшурмисиға бенаән қурулған «Қарадала» хәлиқ театри улуқ Абайниң 175 жиллиғиға беғишлинип, «Ескендір» спектакли билән өз паалийитини башлиди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

– Алмута вилайитидә он йәттә наһийә, үч шәһәр бар. Мошу жилниң ахириғичә биз барлиқ наһийәләрдә хәлиқ театрини ечишни көздә тутуватимиз. Бүгүнки күндә алтә наһийәдә он бәш хәлиқ театри вә икки қочақ театри бар, – деди Алмута вилайәтлик Мәдәнийәт, архивлар вә һөҗҗәтләр башқармисиниң башлиғи Марлен Көлбаев.
– Бу наһийәниң башқа наһийәләрдин алаһидилиги – Мәдәнийәт өйиниң ичидә икки милләтниң вәкиллири хизмәт қилиду. Уйғур хәлқиниң узақ тарихқа егә «Арзу» намлиқ чоң хәлиқ ансамбли бар. Шундақла дәл шу йәрдә қазақларниңму «Жазерке» намлиқ хәлиқ ансамбли моҗут. Һазирчә «Қарадала» хәлиқ театриниң әзалирини шу икки ансамбльниң сәнъәткарлири тәшкил қилиду. Бүгүн мана шу икки ансамбльниң, йәни қериндаш икки милләт сәнъәткарлириниң бир айлиқ әмгигигә баһа берисиләр, – деди қоюлум режиссери Асқар Әбдиғалимоғли.
Мошу мәрасимға беғишлинип өткән мәтбуат-конференциядә Қазақстан театр әрбаплири иттипақиниң рәиси, Қазақстан хәлиқ артисти, Дөләт мукапитиниң лауреати, профессор Туңғышбай Жаманқулов театрни һәқиқий тәлим-тәрбийиниң макани сүпитидә тонутуп, Қазақстандики әллик йәттә театрда ишләватқан хәлиқниң иллиқ ихласиға бөләнгән талант егилириниң тәңдин-толисиниң йезилардин чиққанлиғини ейтти. «Театр көп болса, түрмә етиварсиз қалиду. Илаһим, түрмә, зинданлар етиварсиз қалсун. Елимиз яшлири пәқәт театрниң әтрапида, сәһнә пәрдисиниң у яқ-бу йеқида учришип, әдәбиятқа, сәнъәткә иштияқ бағлап өссун. Шаирлар, актерлар көпәйсун!» дегән тилигини йәткүзди натиқ.
Мошундақ изгү башланминиң келәчигиниң парлақ болушиға Қазақстан Язғучилар иттипақи рәисиниң биринчи орунбасари Бақыт Беделхан билән актер Бекжан Турысму тиләкдашлиқ билдүрди.
Конференцияни Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари Қадыржан Бағбаев хуласиләп, кәлгүсидә театрниң милләтләр достлуғиға, мәдәнийәткә, яшлар тәрбийисигә, умумән, мәнивий тәрәққиятқа зор үлүш қошидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
Орунлуқ пикир, салмақлиқ тәклипләрдин кейин кәч давами сәһнилик қоюлумға улашти. «Қарадала» хәлиқ театриниң дәсләпки қоюлуми — «Ескендір» спектакли тамашибинларниң алқишиға еришти. Абай, Александр, Аристотель қатарлиқ тарихий шәхсләр образлири өз ипадисини тапқан мәзмуни чоңқур қоюлум ташибинларниң көңлидин чиқти. Адиллиқ билән зулумлуқ, меһриванлиқ билән мәнмәнлик, бийлик билән батурлуқ хисләтлири гәвдиләнгән қоюлумда «Жазерке», «Арзу» ансамбльлириниң сәнъәткарлири өзлириниң кәспий маһаритини намайиш қилди.
Қоюлум тамамланғандин кейин сәһнә төригә вилайәт һакими Амандық Баталовниң гүлдәстиси кәлтүрүлди. Андин минбәргә чиққан Марлен Көлбаев қоюлумға жуқури баһа берип, режиссер Асқар Наймантаевқа Мәдәнийәт башқармисиниң тәбрик хетини тапшурди. Хәлиқ театриниң ечилишиға йеқиндин ярдәм қилған вилайәт рәһбәрлигигә, қоюлумни сәһниләштүргән Асқар Әбдиғалимоғлиға вә өзлиригә жүкләнгән вәзипиләр һөддисидин мувапәққийәтлик чиққан артистларға рәхмәт ейтқан Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари Қадыржан Бағбаев вилайәтлик драма театриниң коллективиға Чарин чатқаллиғи тәсвирләнгән рәсимни соға қилди.

Уйғур наһийәси.

597 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы