• Муштири  топлаш – 2021
  • 27 Қараша, 2020

«Биз — ака-ука»

Бәхтишат СОПИЕВ,
“Уйғур авази”

Йеқинда Талғир шәһиридә «Уйғур авазиға» келәр жилға муштири топлаш бойичә уюштурулған жиғиндин хуш кәйпият илкидә чиқтуқ. Чүнки Талғир наһийәсидиму бизни қоллап-қувәтләйдиған адәмләр көп екән.
Талғир шәһиридики вә Азат йезисидики җанкөйәрлиримиз Мәрүпҗан Рәһманов вә Нурәхмәт Әхмәтовниң уюштуруши билән өткән бу баш қошушқа талғирлиқ, азатлиқ вә аватлиқ қериндашлиримиз қатнашти. Көпчилиги Азат йезисидин болди. Бу йезида 600 уйғур аилиси яшайду. Бирақ «хәп» дегүзидиғини, миллий нәширлиримизни оқуйдиған аилиләр аз.
У күни мәзкүр баш қошушқа биз билән биллә иштрак қилған. «Азия бүгүн» гезити баш муһәррирниң орунбасари Тельман Нурахунов өз сөзини атмиш жиллиқ тарихқа егә «Уйғур авазидин» башлиди.
– «Уйғур авази» - 60 жиллиқ тарихқа егә миллий нәшримиз. У һәрбир уйғур аилисидә болуши керәк. «Азия бүгүн» - шәхсий гезит. Бизму «кичик» әмәс. Он бәш жиллиқ тарихимиз бар. Андин биздә чоңлар үчүн әрәп йезиғида мақалиларни бериш мүмкинчилиги бар. Ана тилини билмәйдиғанлар мақалилиримизни рус тилида оқалайду. Бу йәрдә «монуниңға йезил», «монуниңға йезилма» дегән пикир йоқ һәм болмайду. Биз «ака-ука» нәшир. Икки нәширниң баһасини қошқанда бир жилға 7 миң тәңгә болидекән. Шуңлашқа мән силәрни һәр иккила гезитқа муштири болушқа чақирған болар едим.
«Уйғур авазиға» муштири топлаш җумһурийәтлик штабиниң башлиғи Карлин Мәхпировму мошундақ пикирни алға сүрди.
– Чоң гезитимизда миллитимизниң нами туриду. Биз шуни унтумайли. Авазимизни йоқитип қоймайли. Авази йоқ милләт - түгигән милләт, – деди у өз сөзидә.
Ахирида көпчиликниң пикрини тиңшидуқ. Бизни қоллиған, йәнә шу яшанған атилиримиз билән анилиримиз, пенсионерлар. «Биз йезилған һәм йезилимиз» дейишти улар. Яшлиримиз жиғиндиму йоқ...
СҮРӘТТӘ: баш қошуштин көрүнүш.
Талғир шәһири.

319 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы