• ТУҒАН ЖЕР
  • 10 Желтоқсан, 2020

Қош Қәһриманниң жутида

«Җүҗини күздә сана» демәкчи, һәр жили муштири топлаш мәвсүми башланғанда байқайдиғинимиз, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаракемер вә Алмалы йезилиридин гезитимизға бир адәмдинла йезилиду. Асасән қериндаш қазақ хәлқиниң вәкиллири җайлашқан йезилардики муштирилиримизни көрүш истиги бизни йеқинда Қарамкемер йезисиға елип барди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА, 
«Уйғур авази»

Қаракемер — наһийәниң дәсләпки мәркизи

Әмгәкчиқазақ наһийәси 1928-жили қурулуп, Сөгити наһийәси дәп аталған екән. Униң дәсләпки мәркизи – Қаракемер йезиси болған. Бир жилдин кейин у Әмгәкчи-Қазақ (Эңбекші-Қазақ) наһийәси болуп өзгириду. 1932-жили наһийә мәркизи Түргән, икки жилдин кейин Ишиктә йезилириға көчирилиду. 1968-жили Ишиктә йезиси тәрәққий етип, кәңийишигә бағлиқ шәһәр статусиға егә болиду. 1993-жили Қазақ ССР Алий Кеңиши Президиуминиң Қарариға бенаән наһийә нами тоғрилинип, Әмгәкчиқазақ (Еңбекшіқазақ) болуп өзгәртилиду. 1997-жили униң тәркивигә бурунқи Челәк наһийәси қошулуп, әнди у Алмута вилайитиниң әң чоң наһийәсигә айлиниду. Атап кетиш керәкки, ушбу анчә чоң әмәс, бирақ наһийә тарихида интайин чоң әһмийәткә егә Қаракемер йезисидин инсанийәт тарихидики әң еғир Улуқ Вәтән урушиға иштрак қилип, Улуқ Ғалибийәткә төһписини қошуп, унтулмас җасарити түпәйли Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани аталған Қашаған Жаманғараев билән Рақымжан Тоқатаев чиққан.

Қашаған Жаманғараев
Қашаған Жаманғараев 1910-жили туғулған. Атисидин әтигән айрилған уни аниси Салиха билән чоң акиси Мухамеджан тәрбийилиди. Тиришчан, оқумушлуқ бала коллективлаштуруш жиллири әмгәк паалийитини колхозда һесапчи болуштин башлап, колхоз башқармисиниң рәиси, андин наһийәлик сотниң кативи болуп ишлиди. 1933 — 1935-жиллири 105-Қазақ кавалерлиқ полкида Вәтән алдидики һәрбий борчини ада қилғандин кейин 1936 — 1940-жиллири НКВД инспектори болуп әмгәк қилди. Улуқ Вәтән уруши башланған жили Қашаған Жаманғараев 105-Қазақ кавалерлиқ полкиниң инструктори еди. Урушқа у өз әрки билән атланди вә униң дәсләпки күнлиридә 1-гвардиялиқ Қизил Туғлуқ Глухов артиллерияси тәркивидә Сталинград үчүн болған җәңгә қатнашти. Ушбу җәңдә у дүшмәнниң үч танкисини вә 60 солдити билән офицерини уҗуқтурди. Бу әрлиги үчүн Қашаған Жаманғараев «Сталинградни қоғдиғини үчүн» медали билән мукапатланди.
Андин Қашаған Жаманғараев І Украин фронти 1-гвардиялик пушка артиллерия дивизиясиниң орудие командири ретидә Курск доғиси йенидики вә Днепр бойида җайлашқан йезилардики җәңләргә қатнашти. Курск доғиси йенидики җәңдә чоң сержант Жаманғараев дүшмәнниң икки танкисиниң көкини асманға учирип, қалған төртини чекинишкә мәҗбур қилди. Нәтиҗидә кеңәш һәрбийлири үнүмлүк илгириләп, Лапков хуторини дүшмәндин тазилиди. Бу қәйсәрлиги үчүн Қ.Жаманғараев «солдат ордени» – «Әрлиги үчүн» медали билән тәғдирләнди.
Бу 1943-жилиниң 7-октябрь күни еди. Украининиң Губин и Медвин йезилирини азат қилиш җәңлири кетип баратти. Қашаған Жаманғараев рәһбәрлигидики орудие Шаповаловка наһийәсидин Губин йезисиға кетип баратти. Йолда у дүшмәнниң шу йезиға келиватқан атлиқ артиллериясини байқап қалди. Орудие немис һәрбийлиригә қарита от ачти вә дүшмәнниң икки орудиеси вә икки җүп ат командисини вә расчетниң 11 адимини уҗуқтурди. Бир вақитта Жаманғараев орудиесиниң трактори иштин чиқип, дүшмән солдатлири ишәшлик йеқинлашқа башлиди. Бирақ қәйсәр командир һеч һодуқмай, тез арида техникини җөндәп, ишқа қоштидә, дүшмәнгә қаритип оқ яғдурди. Жаманғараев бу җәңдә дүшмәнниң 80 солдити билән офицерини уҗуқтуруп, икки танкисини кардин чиқарди вә уларниң йезиға бесип кириш планини бәрбат қилди. Ушбу җәңдин кейин орудие тәркивидики И.Лозокевич, А.Ненашев, В.Бушуев, А.Узлов вә Т.Пахрудинов дөләт мукапатлири билән тәғдирләнди. Чоң сержант Қ.Жаманғараев «Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани» атилип, Ленин ордени вә «Алтун Юлтуз» медали билән мукапатланди. Шуниңдин кейин көрсәткән әрликлир үчүн у «Берлинни алғини үчүн» вә «1941 — 1945-жиллардики Улуқ Вәтән урушидики Германия үстидин Ғалибийәт қазанғанлиғи үчүн» медальлириға еришти. Шундақла ІІІ дәриҗилик «Шөһрәт» ордениниң вә І дәриҗилик «Вәтән уруши» ордениниң саһиби аталди.
Уруштин кейин Қашаған Жаманғараев старшина унвани билән елигә аман-есән қайтти. 40 жил мабайнида Әмгәкчиқазақ наһийәлик иҗраий комитетиниң һәрбий бөлүмидә, Алий партия мәктивини тамамлиғандин кейин Орман егилиги министрлигидә, Қазақ ССР Министрлар Кеңиши йенидики тәнтәрбийә вә спорт комитетида хизмәт қилди. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин Йешил көлдики Қутулдурғучилар станциясиниң башқурди, андин Қаракемер өрт бехәтәрлиги бөлүминиң башлиғи болуп ишлиди.
1999-жили Қәһриманниң 90 яшлиқ тәвәллудиға бенаән Әмгәкчиқазақ наһийәлик мәслиһити униңға «Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини» намини бәрди. Қашаған ата 2001-жили 22-сентябрьда вапат болди. Һазир Ишиктә шәһиридики мәркизий кочиларниң бири униң нами билән атилиду.

Рақымжан Тоқатаев

Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Рақымжан Тоқатаев 1923-жили дунияға кәлгән. Атиси әтигән вапат болуп, алтә яшлиқ у икки һәдиси вә бир акисини әгишип өсти. Башланғуч билимни йезида, 5 — 8-синипларни Ишиктә шәһиридики Молотов намидики мәктәптә алди. Андин өз жутидики «Рабфакта» тәһсил көрди. У ІІІ курста оқуватқинида, уруш башлинип, «Рабфак» йепилип қалди. Рақымжан оқушини 10 айлиқ муәллимләр курсида давамлаштурди. Кейин Қаракемердики йәттә жиллиқ мәктәптә математика вә физика пәнлиридин дәрис бәрди. Камаләт йешиға әндила толған Рақымжан 1941-жили һәрбий сәпкә чақиртилди. Бирақ, у салмиғиниң йетишмәслигигә бағлиқ, армияға елинмиди. Шу чағда у Түргән йезисидики һәрбий комиссариатқа берип, тизимға йезилди. Бирақ салмақ билән бойни өлчәйдиған дохтурни айлинип өтти. Шуниң билән у 1941-жили 9-августта армиягә елинип, Алмутида бөлүмчә командирлирини тәйярлайдиған курсқа әвәтилди. Андин Ташкәнт йенидики Чирчиқ шәһиридә артиллерия училищесиниң мәргәнләрни тәйярлайдиған курсида оқуди.
Рақымжан Тоқатаев 1943-жили майда уруш мәйданиға атланди. Дәсләп 4-Украина мәйданиниң Қизил Туғлуқ Станиславск артиллериялик 1672-мәргәнләр полкида наводчик болуп хизмәт қилди. У қатнашқан дәсләпки җәң Днепрда, І-Украина мәйданида болди. Кейин Рақымжан Тоқатаев Киев, Житомир, Фастово, Винницк, Бердичев вә башқиму шәһәрләрни азат қилиш җәңлиригә қатнашти. Буниңдин башқа 4-Украина мәйданиниң тәркивидә Ғәрбий Украинини, Иваново-Франково, Мукачев, Ужгород зиминлиридин дүшмәнни қоғлап чиқти. Андин Венгрия вә Чехословакиядики ушбу әлләрни фашист басқунчилиридин тазилаш җәңлиригә қатнашти.
Рақымжан Тоқатаев Прага шәһирини азат қилиш үчүн болған җәң мәйданида жүргинидә, Кеңәш Иттипақиниң Ғалибийәт қазанғанлиғи һәққидә хәвәрни аңлиди. Йәни Улуқ Ғалибийәт мәйримини Чехословакияниң Оламауц шәһиридә қарши алди.
Бу 1945-жили 9-апрель күни еди. Чехославакия. Фашистлар Моравска Острава шәһири йенидики Кеңәш Иттипақиниң плацдармини бузуп, Бук йезисини елишқа һәрикәт қилди. Шу күни чүштин кейин немислар 50кә йеқин танкиси вә бронетранспортерлирини кеңәш һәрбийлиригә қаритип әвәтти. Улар кеңәш бөлүмчилирини Камень йезисиғичә чекиндүрди. Йезиға ишәшлик келиватқан дүшмәнни бу йәрдә Рақымжан Тоқатаев вә рязаньлиқ Федор Кердань иккиси күтивалди. Бирақ уларда бронь танкилирини яридиған 15 данила снаряд қалған еди. Шуңлашқиму улар оқ-дорини бекарға сәрип қилмаслиқ мәхситидә, дүшмән танкилири 300 метр йеқинлашқичә оқ чиқармиди. Алтә снарядни қатар селип, дәңләп туруп танкларға қаритип атти. Алтә снарядниң барлиғи нишанға дәл тәгди. Танклар отқа оринип, бир орунда туруп қалди. Кейин улар аста чәткә бурулушқа башлиди. Шу чағда Рақымжан билән Федорму зәмбирәклирини уларға қаритип буравалдидә, төрт қетим атти. Уларму нишанға дәл тегип, төрт танк көйүшкә башлиди. Буни көргән дүшмән танкистлири һәрян питирап қечишқа башлиди. Алди билән еғир танклар, андин қалғанлири чекинди. Күтүлмигән йәрдин ичидин бири илгириләп, кеңәш солдатлириға қарап маңди. Рақымжан вә Федор шу заман оқ етип, уни йерип ташлиди. Уларда бари-йоқи төрт оқ қалған еди. Уни қечип кетиватқан бронетранспортерларға дәңләп етип, төрт оқниму дәл тәккүзди. Нәтиҗидә Рақымжан вә Федор 30 минутниң ичидә тоққуз дүшмән танкисиниң кукум-талқинини чиқирип, төрт бронетранспортерни уҗуқтурди. Иккиси бир зәмбирәк билән 50 танкқа қарши туруп, 50 фашистни йәр билән йәксән қилди.Әйнә шу шиддәтлик тоқунуштин кейин Рақымжан Тоқатаев билән Федов Кердань көрсәткән әрлиги үчүн Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани аталди.
Рақымжан Тоқатаев уруштин кейин Абай намидики Қазақ педагогика институтида оқуп, әмгәк паалийитини Ишиктә шәһиридики Молотов намидики оттура мәктәптә муәллимликтин башлиди. Шуниң билән қатар шахмат вә шашка өмәклиригә рәһбәрлик қилди. Кейинирәк узун жиллар давамида ушбу билим дәргаһиниң мудири болуп ишлиди.
«Әр исми - әл ядида» демәкчи, һазир Ишиктә шәһириниң чоң кочилириниң вә оттура мәктәпләрниң бири Рақымжан Тоқатаевниң намида атилиду. Қәһриман исимға лайиқ мәктәп һәр жили шахмат, шашка вә тоғызқумалақ оюнлири бойичә мусабиқиләрни уюштурушни әнъәнигә айландурған. Пешқәдәм устаз икки мәртә «Хәлиқ ақартиш ишиниң әлачиси» бәлгүси билән вә Алий Кеңәшниң пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнгән. Бирнәччә қетим йезилиқ Кеңәш депутати вә наһийәлик партия комитетиниң бюросиниң әзаси болуп сайланған. Рақымжан Тоқатаев 2011-жили 88 йешида аләмдин өтти.
Бир Қаракемердин чиққан қош Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани — Қашаған Жаманғараевму, Рақымжан Тоқатаевму артиллерист-зәмбирәкчи болди. Қаракемер Мәдәнийәт өйи алдида уларға ядикарлиқ орнитилип, у қаракемерлик қериндашлар пат-пат зиярәт қилип, Қәһриман атилар роһиға тазим қилидиған муқәддәс орунға айланған.

Округ тәрәққий етиш үстидә

Қаракемер йезисиға болған сәпиримизни Қаракемер йеза округи һакимийитидин башлидуқ. Округ һакими Дархан Ахметов бизни хушчирай қарши алди вә униң нәпәси билән тонуштурди.
Ениқлап көрсәк, Дархан Бекетоғли наһийәдики әң яш һаким болуп чиқти. Ихтисат вә һоқуқ Академиясиниң әдлийә факультетида тәһсил көргәндин кейин, әмгәк паалийитини Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йеза округи һакимийитидә йетәкчи мутәхәссис сүпитидә башлапту. Андин икки жил наһийәлик спорт бөлүмидә ишләпту. Икки йерим жилдин бери Қаракемер йеза округиға рәһбәрлик қилип келиветипту. Спортниң футбол, бокс вә күрәш түрлири билән шуғуллинидекән. Шуниң үчүнму округтики Қ.Орымбетов намидики вә Талдыбулақ оттура мәктәплиридә вә йеза Мәдәнийәт өйидә ечилған спорт секциялирини қоллап-қувәтләп келиветипту.
Шуниң билән 8374 гектар мәйданға орунлашқан Қаракемер йеза округиниң тәркивигә Қаракемер, Сатай вә Талдибулақ йезилири кириду. Хәлиқ сани – 7478 адәм. Өткән жилқи санақ бойичә бир жилда 104 бала туғулса, бийилқи алтә айниң ичидә 82 оғул-қиз дунияға кәлгән. Аһали саниниң өсүшигә бағлиқ 2015-жилдин тартип округ қаримиғидин муһтаҗ аилиләрниң өй-маканлиқ болуши үчүн йәр бөлүнүп, йеңи Сатай-2 йезиси бәрпа болған. Һәр үч йезиниң кочилири толуғи билән асфальтлинип, йоруқлуқ билән тәминләнгән. Пәқәт Талдибулақ йезисиниң бирнәччә кочиси ремонт ишлирини тәләп қилиду. Сатай-2 йезисиниң төрт кочисини җөндәш үчүн һөҗҗәтләр тәйярлинип, наһийә рәһбәрлигигә йоллинипту. Дархан Бекетоғли бу мәсилиниң иҗабий һәл болушиға ишинидиғанлиғини билдүрди.
Мәлумки, йеза турғунлириниң асасий қисминиң ихтисадий һал-әһвали қорасидики мели билән қаримиғидики өлчүк йеригә бағлиқ. Чүнки көплигән йезиларда иш орунлири йоқ. Қаракемерлиқларниң шәхсий мүлкидә 400 ат, 1700 сийир вә буқа, 2000 қой вә өшкә һәм 2900 қуш бар.
Округ турғунлири, асасән, йеза егилиги мәһсулатлирини өстүрүш билән шуғуллиниду. Бу йәрдә 353 дехан егилиги тиркилип, улар алма, үзүм вә көктат пәрвиш қилиду. Үзүм плантациялириниң мәйдани – 300 вә алма бағлири 300дин ошуқ гектарни тәшкил қилиду.
Қаракемер йеза округида шарап ишләп чиқиридиған «Arba Wine» вә «Био Тау Жер» җавапкәрлиги чәкләнгән чоң икки йолдашлиқ бар. У йәрдә 60 — 70 адәм ишләйду. «Төре-Жайлау» егилиги бу заводларни үзүм билән тәминләйду. Буниңдин башқа округта 83 кичик вә оттура тиҗарәт көзлири моҗут. Уларда 105 адәм иш билән бәнт.
Округ балилири Қ.Орымбетов намидики вә Талдыбулақ оттура мәктәплиридә билим алиду. Мәктәп йешиғичә болған гөдәкләр Қаракемердики «Аружан» вә Талдыбулақ оттура мәктиви йенидики ихчам-мәркәздә тәрбийилиниду.
Қаракемерда 2014-2015-жиллири селинған амбулатория, Талдибулақта фельдшерлиқ пункт паалийәт елип бариду. Уларда бәш врач, 25 оттура мәхсус билимлик медицина хадими вә техникилиқ хадимлар аһали саламәтлигини күзәтмәктә. Қишқа тәйярлиқ пәйтидә һакимниң ярдими билән пунктқа йеңи пәч орнитилди. Қаракемерда Мәдәнийәт өйиму бар. У 2015-жили мурәккәп җөндәштин өтти.
Ушбу йезида туғулуп өскән Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң депутати Зағипа Балиеваниң ярдими билән йезида Қаракемер кәспий колледж селинип, униңда Алмута вилайитиниң барлиқ наһийәлиридин кәлгән яшлар билим алиду. Колледж 9- вә 11-синипни тамамлиған жигит-қизларни ашпәз (қәндәләт мутәхәссиси, калькулятор, официант, бармен, сервис менеджери), кәпшәлигүчи, техникилиқ хизмәт көрситиш: автомобильни җөндәш вә дурус пайдилиниш, автослесарь, фермер, йеза егилигидики тракторист-машинист, электромонтер, тикинчилик вә кийим модельери, униң ичидә тикинчи, кийим конструктори, кийим пичкүчи, тикинчилик технологи вә технолог-техник кәсиплири бойичә оқутиду.
Округ һакими сөһбәтара округ тәрәққияти үчүн тәр төккән сабиқ һакимлар Абай Махметов, Асыл Байтулақов, һели мәрһум Өмирқул Тазабеков һәм Алтынбек Исаков қатарлиқ абройлуқ һәм инавәтлик инсанларниң исимлирини атап, Абай вә Асыл ағаларниң һәм мәктәп вә колледжниң һазирқи мудирлири Шара Халықова, Алима Юнусова вә Марат Исаков, Мәдәнийәт өйиниң мудири Арайлым Мамырбекова вә онлиған вәтәнпәрвәр қаракемерлиқларниң җанпидалиқ әмгиги, уларниң көрситиватқан йол-йоруғи билән ғәмхорлуғидин чәксиз миннәтдар екәнлигини билдүрди.
Округ һакимийитидин чиқип, Қаракемердики ялғуз муштиримизниң өйигә қарап йол туттуқ.

Йезидики «Уйғур авазиниң» тәнһа муштири ким?

Қаракемердики ялғуз муштиримиз – егиликниң сабиқ агрономи Һакимҗан Тохтиев болуп чиқти. Өзи әсли көктөбилик екән. Аллаһ буйриса, февральда 81 яшқа келиду.
Һакимҗан Ғуламдуноғли Көктөбидә башланғуч мәктәпни түгәткәндин кейин Ишиктә шәһириниң Крупская намидики оттура мәктивидә билим алиду. Улуқ Вәтән уруши накасиниң оғли вә балиларниң чоңи болғанлиғидин уни армия қатариға алмайду. Шуңлашқиму Һакимҗан Талғир шәһиридики йеза егилиги техникумиға оқушқа чүшиду. ІІ курста оқуп жүргинидә әскәргә елинип, үч жил мабайнида Горьков һәрбий-қурулуш бөлүмидә хизмәт қилиду. Взвод командирлирини тәйярлайдиған курста оқуп, өз взводини башқуриду. Вәтән алдидики борчини ада қилип кәлгәндин кейин оқушини давамлаштуруп, қолиға диплом алиду вә йолланма билән Нарынқол наһийәси Текес йезисиға қарашлиқ К.Маркс намидики колхозда агроном, инженер-гидротехник хизмәтлирини атқуриду. 1968-жили Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қайтип келип, наһийәлик сотта сот орунлиғучиси болуп ишләйду. Шу җәриянда Һакимҗан Ғуламдуноғли өзини өз ишиниң маһири, өзигә жүкләнгән вәзипини чоң җавапкәрлик билән атқуридиған хадим сүпитидә көрситишни билди. Шуңлашқа болса керәк, шу чағдики наһийәлик партия комитетиниң биринчи кативи Любовь Алексеенко яш агрономни Қаракемер округиға қарашлиқ Киров намидики йәл-йемиш вә көктат совхозиға әвәтип, униңға пәтир бөлүп бәрди. Һакимҗан Тохтиев ушбу егиликтә 15 жил мабайнида бригадир вә ишчилар комитетиниң рәһбири болуп ишлиди. 1978-жили наһийәлик партия комитети бюросиға әза вә ушбу комитетта кәспий иттипақиниң рәиси болуп сайланди. 1986 — 1990-жиллар арилиғида у Талғир наһийәсиниң «Панфиловский», Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң «Социализм» совхозлирида әмгәк әтти. Көктөбә йезисида питомник ечип, 10 гектар йәрдә бедә өстүрүп, алма вә үзүм көчәтлирини пәрвиш қилиш билән шуғулланди. Шундақ күнләрниң биридә Киров совхозиниң шу чағдики мудири Сатылхан Журумбаев уни қайтидин Қаракемерға ишқа чақирди. Тәҗрибилик агрономға һашамәтлик өй селип бәрди. Шуниң билән Һакимҗан Тохтиев ушбу егиликтә йәнә 31 жил үнүмлүк әмгәк қилди. Арилиқта иштин қол үзмәй Молдавияниң пайтәхти Кишинев шәһиридики үзүм вә йәл-йемиш пәрвиш қилишниң алий курсида оқуди. Хәлиқ егилиги мувапәққийәтлири көргәзмилиригә қатнишип, социалистик мусабиқилириниң ғалиби аталди. Мәхсус дипломлар билән мукапатланди.
Өткән әсирниң тохсининчи жиллири, йәни егиликләр тариғандин кейин һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә үч жил давамида алим Кәрим Худайбәрдиев рәһбәрлигидики «НурАгро» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғида агроном болуп хизмәт қилди.
Һакимҗан Ғуламдуноғлиниң әстаидил әмгиги мунасип баһалинип, у «За трудовые доблести» медали вә нурғунлиған пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди.
Ейтмақчи, һазир Һакимҗан ака рәпиқиси Мәрийәм һәдә вә қизи Маһинур һәм нәвриси билән 50 жил бурун совхоз селип бәргән өйдә яшаватиду. Йенида 20 соткиға йеқин өлчүк йери бар. Бағвәнчилик билән шуғуллиниду. Алминиң «апорт», «американка», «лимон», «золотой превосходный», «столовка», «кандиль» вә башқиму сортлирини пәрвиш қилиду. Мәслиһәт сорап кәлгән яшларға өмүрбойи жиққан тәҗрибисидин һәртәрәплимә дәрис беришкә тиришиду.
Һакимҗан ака билән Мәрийәм һәдиниң өй-отақлиқ болғиниға бийил 48 жил болди. Рәһимҗан, Зоһра, Маһинур вә Тайирҗан исимлиқ пәрзәнтлирини заман тәливигә мувапиқ тәрбийиләп, қатарға қошти. Қизлири аписиниң йоли билән ихтисатчи-бухгалтер, Рәһимҗан – инженер-металлург, Тайирҗан - һәрбий. 11 нәвриси вә бир чәвриси бар.
Һакимҗан ака билән сөһбитимиз миллий мәктәпләр, театр вә мәтбуат һәққидә давамлашти.
– Биз туғулуп, өскән йезида уйғур синиплири болмиди. Амма ата-анимиз бизни ана тилимизда тәрбийилиди әмәсму? Йезимиздики турғунларниң нурғуни миллитимиз вәкиллири болғанлиқтин, һәрбир өй «Коммунизм туғи» гезитиға түгәл йезилип, оқаттуқ. Театрғиму турақлиқ берип тураттуқ. Рәпиқәм тарихий Вәтинимиздә туғулуп, 11 йешида Қазақстанға көчүп кәлгән. Һазир биз һөрмәтлик дәм елишта. Ишләп жүргинимиздә гезитни бешидин ахириғичә оқуп чиқишқа тиришсақ, һазир уни қайта-қайта оқуймиз. Биз ишлигән өткән әсирниң 70 — 80-жиллири транспорт мәсилиси бүгүнкидәк оңай әмәс еди. Шуниңға қаримай, өз бригадамдики уйғурларни Уйғур театриға, қазақлар билән русларни өз тиллиридики театрларға, спектакль вә концертларға апиришқа тиришаттим. Һә, у чағда Қаракемерда уйғур аилилири хелила көп яшатти. Автобус, йеник машина йоқ. Егиликтики техникилиқ жүк машинилириға олтирип, Алмутиға берип, қайтаттуқ, – дәйду Һакимҗан ака өтмүшни әсләп.
Һакимҗан акиниң ейтишичә, бурун униң бригадисида һәрхил милләт вәкиллири әмгәк қилатти. Қаракемер вә Сатай йезилирида 15 — 20 уйғур аилиси болған. Егиликләр тариғандин кейин һәммиси дегидәк Алмутиға көчүп кетипту. Һазир Қаракемерде – икки, Сатайда – икки уйғур аилиси бар. Қаракемерда яшайдиған Исраил ака вә Халидәм һәдә Йүсүповлар билән телефон арқилиқ сөзлишиведуқ, улар «бийил чоқум «Уйғур авази» гезитиға йезилимиз» дәп вәдә бәрди.
Қошумчилаш керәкки, биз Тохтиевларниң өйидә дәстә-дәстә гезит-журналларни көрдуқ. «Уйғур авазидин» башқа уларниң арисида «Азия бүгүн» гезити, «Интизар», «Әхбарат» вә «Ихсан» журналлири бар еди. Һакимҗан ака билән Мәрийәм һәдиниң ейтишичә, уларни чоң оғли Рәһимҗан йәткүзүп беридекән. Өзи рус мәктивидә оқусиму, ата-анисидәк миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри екән.
Бу аилигә «апирин» ейтип, узақ өмүр, зор саламәтлик вә көңүл хатирҗәмлигини тиләп қайттуқ.


Әмгәкчиқазақ наһийәси.

331 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы