• Жиллар вә адәмләр
  • 29 Қазан, 2012

Инақ жутниң инавәтлик мөтивәри

Мәзкүр мақалиниң йезилишиға Яркәнт шәһиридики Әмгәкчи мәһәллисиниң жут-җамаити түрткә болди. Җүмлидин жигитбеши Решит Мәхпиров, җамаәтчилик ишлириниң җанкөйәри Тәлъәт Имин вә башқиму бир қанчә маңа тонуш һәм натонуш жутдашлар мошу һәқтә илтимас қилишти. Шуниңға бенаән Абдукерим һаҗим Илиевни йоқлиғач, һәмсөһбәттә болдум. Сәксән алтә яштин алқиғанлиғиға қаримастин, әс-хатирисиниң өткүрлүги, гәп-сөзиниң мәнтиқилиқ вә орунлуқлиғи мени қайил қалдурди. Абдукерим ака Һәмра оғли әсли мошу Яркәнттә, йәнә келип һазир өзи истиқамәт қиливатқан Әмгәкчи мәһәллисидә кәмбәғәл-дехан аилисидә дунияға кәлгән екән. Оттузинчи жиллардики маллиматаңчилиқларға бола чегара атлап тарихий вәтинимизгә өтүп кетипту. У қатта өткән сәл кам чарәк әсирлик һаяти җәриянида баштин кәчүргән сәргүзәштилириниң өзи  қизиқарлиқ вә ечинишлиқ тарих. Мәсилән, Или вилайитиниң Чилпәңзә шәһиригә орунлишип, йеши толғанда, шу йәрдики башланғуч мәктәпкә кирип оқуйду. Уни әла баһалар билән тамамлап, оқушини йәниму давамлаштурушиға шу чағдики Шәрқий Түркстанниң мутлақ һакими болувелип, әшәддийлишип кәткән Шең Шисәйниң рәзил сәясити яр бәрмәйду. Аридин үч жил өтүп, Үч вилайәт миллий-азатлиқ инқилави партлиғанда, шәһәрлик һаким идарисигә катип болуп ишқа орунлишиду. Өзиниң тиришчанлиғи, яшлиғиға қаримастин, ишқа пишшиқлиғи вә зеһниниң өткүрлүги билән көзгә чүшүп, идарә кативатиниң мәсъул кативи дәриҗисигичә көтирилиду. —   У Алланиң бешимизға рәһмити төкүлгән ғенимәт бир жиллар екән, — дәп әскә алди яшлиғини сөһбәтдишим чоңқур ечиниш билән. — Әшу чағларда қол елишип көрүшүп, һағда туруп сөзләшкән уйғурниң есил оғланлириниң нурлуқ симаси һазирғичә көз алдимдин кетәр әмәс. Әхмәтҗан Қасимий, Ғени батурларни унтуш мүмкинму? Исит, әзиз җанлар, мәсүм қанлар?.. 1949-жиллири қутлуқ диярдин қут-бәрикәт учуп, сүзүк асмини күндин-күнгә мананлишишқа башлиди. Гәрчә хизмәт үстилидин айрилип қалмиған болсиму, заманниң рәптайидин һәзәр әйлигән Абдукерим ака ахири 1955-жили аилиси билән кеңәшкә көчүп чиқишқа мәҗбур болиду. Дәсләп Қирғизстанниң Талас вилайитидики бир колхозға, кейинирәк мошу Әмгәкчи мәһәллисигә келип олтирақлишиду. «Октябрьниң 40 жиллиғи» колхозиға ишқа кирип, бираз вақит һәрхил ишларда ишләйду. Бойиға сиңгән тиришчанлиғи билән әмгәксөйгүчлүги түпәйли, трактористларни тәйярлайдиған қисқа муддәтлик курсни тамамлиғандин кейин, механизатор болуп әмгәк паалийитини давамлаштуриду. Кейинирәк участкилиқ механик болуп бәлгүлиниду. Ахири он бәш жил шофер болуп ишләп, 1988-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Шуниңғичиму жут мәнпийити йолидики чарә-тәдбирләрдин чәттә қалмай жүргән Абдукерим ака әнди бу ишқа әстаидил киришип кетиду. Жут әһлиниң иҗил-инақлиғини йәниму мустәһкәмләш, яшларни достлуқ роһида тәрбийиләп, әдәп-әхлаққа ят һәрқандақ яман ишлардин нери болушқа дәвәт қилиш, урпи-адәт, рәсим-қаидиләрниң бурмилинишиға йол қоймаслиқ вә башқиму шуларға охшаш мәсилиләр бойичә жутдарчилиқ ишлириниң җанкөйәрлири билән һәмкарлиқта җиддий шуғулланди. Рәсмий миллий нәшримиз болған «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш ишини бир қинға чүширип, қелиплаштуруштиму сиңәргән әмгиги тилға аларлиқ. Мошу йәрдә мөтивәрниң бу җәһәттики паалийитигә мунасивәтлик төвәндики икки мисални кәлтүрүп өтмәскә болмайду. Әмгәкчи — чоң жут. Шуниңға мунасип мечит селиш зөрүрийити туғулди. Мундақ хәйирлик ишқа Абдукерим ака мәрһум Һаким һаҗим Улисаев вә сәпдиши Һасанмәһәмәт Шәмиев билән тәшәббускар болди. Барлиқ рәсмийәтләр өтилип, 2000-жили май ейида қурулуш ишлири башланди. Чоң-кичик демәй, жут әһлиниң түгәл сәпәрвәрликкә кәлтүрүлүши нәтиҗисидә бу муқәддәс дәргаһ әшу жилниң август ейида пайдилинишқа берилди. Әнди униңда имамәтчилик қилиш үчүн исим-шәрипи Яркәнт тәвәсидила әмәс, униң сиртидиму яхши мәлум болған Бақәм Сонуров мунасип дәп тепилди. Аридин үч жил өтүп, бу атақлиқ диний зат панидин бақиға кәтти. Бир топ чоңларниң тәшәббуси вә мечит қоми билән жутниң қоллап-қувәтлишидә мечитқа мәрһумниң намини бериш қарар қилинди. Буни мунасивәтлик орунларда тәстиқлитип, қанунийлаштуруш иши Абдукерим акиниң зиммисигә чүшти. Мана он жилдин бери «Бақәм мечити» дегән нам яркәнтликләрниң қулиғиға сиңишип кәтти, шуниң билән пак яшап, пак кәткән бир диянәтлик инсанниң исми жутдашлириниң қәлбидә сақлинип қалди. Иккинчи мисал. Жутта ушшақ балилиқ аилиниң бешиға күн чүшүп, еғир әһвалда қалди. Бир кәлсә, қошлап келидекән, алдинқи жили уларниң өйи өрүлүп, әһвали техиму еғирлишип кәтти. Буниңға сәвәп, зәй тартип, шор өрләп турған тамлар қаттиқ яққан ямғурдин кейин кәлгән сәлгә бәрдашлиқ берәлмиди. Аилиниң атиси болса, ағриқчан еди. Әмгәкчиликләр қарап турмай, жут болуп һашарға чиқти. Буни аңлиған айрим мәһкимә-тәшкилатлар коллективлири билән көплигән сахавәтлик яркәнтликләрму қол учини сунди. Нәтиҗидә пүтүнсүрүк йеңи өйниң барлиқ қурулуш чиқимлири һөддигә елинип, күзгә қалмай өй пүтти. Жут әһлини мундақ сәпәрвәрликкә кәлтүрүштә Абдукерим ака аз күч чиқармиди. Униң үстигә аилә атисиниң йеши йетип кәткәнлигигә қаримастин, шәхсий гуванамисиниң вә башқа һөҗҗәтлириниң йоқлуғидин, пенсия пулиниму алматтекән. Тегишлик орунларға йолуқуп, бу мәсилиниму бир тәрәп қилип бәрди. Буниңдин артуқ соваплиқ иш болмиса керәк. Абдукерим һаҗим Илиевниң шәхсий һаятиму ибрәтлик. Турмуш-тирикчиликниң җапа-мәшәқитини тәң тартип өткән мәрһум Мәрийәм ана билән алтә пәрзәнт көрүп, һәр җәһәттин үлгилик қилип қатарға қошти. Уларниң үчи мәхсус оттура вә алий мәлуматлиқ мутәхәссисләр. 20 нәвриси билән 19 чәвриси бу мөтивәр затниң Алла бәргән көңүл хушлуғи. Мән һаҗим билән хәйирлик тиләп хошлишиветип, аримизда мошундақ меһир-шәпқәтлик һәм диянәтлик адәмләрниң техиму көп болушини арман қилдим.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Яркәнт шәһири.  

381 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы