• Концерт
  • 07 Қаңтар, 2021

«Йеңичә концерт»

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Жил давамида барчимиз таҗсиман вирус түпәйли дәккә-дүккә ичидә яшап, роһий озуқтинму мәһрум қалғинимиз раст. Ағриқниң касапити бизни шу дәриҗигә йәткүздики, һәтта әтики күнимизгә үмүт қилиштин қалдуқ. Бүгүн көргәнни әтиси тапалмай, әң йеқинимизниң йениға йетәлмәй қалған йәрлиримизму болди.
Мошундақ бир пәйттә, йәни кәйпиятимиз чүшкәндә, көңүлгә арам беғишлайдиған саз-нәғмиләрниң алидиған орни бөләкчә екәнлиги һәқиқәт. Мана мошу әһвалимиздин убдан хәвәрдар вә өзиниң сәнъәттики йеңилиқлири билән көпчиликкә тонуш «Artur Production» продюсерлиқ мәркизи бизгә Йеңи жил кечиси күтүлмигән соға қилди. Ениғирағи, онлайн режимда «Йеңичә концерт» уюштуруп, һәмминиң бешини көккә йәткүзди.
Ундақ дейишимиздики сәвәп, карантинға бола барчимиз Йеңи жилни өйдә қарши еливатқинимизда, тәрәп-тәрәптин «Интернет торида интайин яхши уйғурчә концерт болуватиду» дегән учур тарқилишқа башлиди. Буниңдин хәвәрдар болғанниң һәммиси қолида бар смартфон-планшетларға чаплашти. Һәқиқәтәнму, у йәрдә илгири-кейин биз пәқәт өзгә тиллардила тамашә қилидиған йеңичә форматтики концерт болувататти. Нахша-сазлар арисида ихчам ләтипиләр “онлайн-тамашибинларға” күлкә-чақчақларға ғәриқ қилса, концертниң заманивий һашамәтлик бенада уюштурулғанлиғи бу саһада хелила тәҗрибигә егә шәхсләр тәрипидин уюштурулуватқанлиғидин далаләт берәтти.
Йеңи жил кечиси бу концертни уюштурған «Artur Production» продюсерлиқ мәркизиниң рәиси, талантлиқ сәнъәткар Артур Илахунов мундақ дәйду:
— Концертни ихчамла өткүзимиз дәп ойлиғандуқ. Бирақ иш мабайнида коллективниң тәшәббуси билән уни кәңәйтишкә тоғра кәлди. Әнди өзәң билисән, бизниң бу саһада азду-тола тәҗрибимиз бар. Шуңлашқа болса керәк, һәр нәрсини җай-җайиға орунлаштуруш, концертниң сценарий муәллипи вә режиссери Әзиз Сәйпитулла, актерлар Алимҗан Бавдинов, Бәхитҗан Савурҗанов, Мурат Әйсаров, Рахман Мухпулов, Дилшат Зайир, Бәхтияр Имран вә аваз оператори Муһит Тохтахунов билән «Best dey» видеостудиясиниң әзалириниң бир-бирини қоллап-қувәтлиши түпәйли ишимиз биз ойлиғандинму чапсан вә көңүлдикидәк әмәлгә ашти. Әнди униң баһасини беридиған йәнә шу бизниң тамашибинлиримиз, дәп ойлаймән.
Әлвәттә, бүгүнки заманда мундақ ишниң һөддисидин ялғуз чиқиш асан әмәс. Шу сәвәптин, пурсәттин пайдилинип, «Йеңи иш башлапсиләр, ишиңлар оңушлуқ болсун» дегән нийәттә бизни қоллап-қувәтлигән «Султан сарай» рестораниға (рәһбири Азат Абдуллаев), «Техноград» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиға (мудири Билал Һошуров), «Пәрваз» иҗрачилар бирләшмисигә, «R&R» әрләр кийим-кечәк дукиниға, оранжировщик Ризайдин Сейитовқа вә «Долан» уйғур миллий уссул ансамблиға (рәһбири Бәхтияр Имран) миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз.
Интернет тори арқилиқ дуниядики пүткүл уйғур әһлигә һәқиқий йеңижиллиқ соға һәдийә қилған сәнъәткарларниң ишиға утуқ тиләп, иҗадийитиниң техиму өрлишигә тиләкдашлиқ билдүримиз.

454 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы