• Муштири  топлаш – 2021
  • 07 Қаңтар, 2021

Бийил бизни 16 123 аилә оқуйду

Шәмшидин АЮПОВ,
“Уйғур авази”

Мана, 2021-жилға қәрәллик нәширлиримизгә муштири топлаш мәвсүмиму аяқлашти. Өткән жили «Уйғур авази» гезити йенида муштири топлаш бойичә қурулған мәхсус штаб әзалири — «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити фондиниң мудири Карлин Мәхпировниң (җумһурийәтлик штаб рәиси), тарих пәнлириниң доктори Абләһәт Камаловниң, әдлийә пәнлириниң доктори Шаймәрдан Шәриповниң, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүповниң вә башқиму көплигән җәмийәтлик ишларниң активистлириниң паалийәтчанлиғи түпәйли, муштири топлаш нәтиҗиси яман болмиди. Муштирилар саниниң 16 миңдин ешишиға мунасип төһпимизни қоштуқ. Бу көрсәткүчни қолға кәлтүрүш үчүн май ейидин башлап алимлар, журналистлар вә җәмийәтлик ишларниң активистлиридин тәркип тапқан тәшкилий топ уйғурлар зич орунлашқан 60тин ошуқ йеза вә мәһәллини арилап чиқтуқ. Җай-җайларда оқурмәнләр билән болған учришишлар наһайити мәзмунлуқ һәм әһмийәтлик өтти. Бу, әлвәттә, интайин җавапкәрлик паалийәт.
Әнди бийилму, өткән жилдиқидәк, йәни 2021-жилға гезитимизға муштири топлашқа штаб әзалири билән биллә, жутларниң жигитбашлири, ханим-қизлар, мәктәпләр коллективлири вә башқа җанкөйәрлиримиз дегилик қатнашти. Чүнки улар «Уйғур авазиниң» уйғур хәлқиниң соғулмас булиғи, муқәддәс мәнивий байлиғи екәнлигини ениқ чүшәнди. Бу, әлвәттә, җамаәтчилик арисида жүргүзүлгән тинимсиз чүшәндүрүш, тоғра тәшвиқат ишлириниң мевисидур.
Тәшвиқат демәкчи, «Уйғур авазиға» муштири топлаш мәхситидә штаб әзалири бийилму, таҗсиман вирус пандемиясигә бағлиқ дуч кәлгән айрим қийинчилиқларға қаримай, уйғурлар зич орунлашқан Алмута шәһири вә вилайитидики мәһәллиләрни арилап чиқтуқ. Бу қетим биз, штаб әзалири, пәқәт өткән жили сайланған штабниң рәислири билән учришип, миллий нәширлиримизгә йезилиш җәрияниниң кетип бериши тоғрилиқ сөһбәтләштуқ. Улар бизни жуқури кәйпият илкидә қарши алди. Гезит һәққидә яхши параңлар болди. Тәкитләш лазимки, өткән жили һәм бийилму биз пәқәт гезитниңла гепини қилмидуқ. Миллий маарипимиз, миллий сәнъитимиз вә миллий мәшрәплиримиз һәм медиация (ишни сотқа йәткүзмәй өзара һәл қилиш) әтрапидиму сөз қилдуқ. Чүнки маарип, мәтбуат вә мәдәнийәт — бу бизниң бир-бири билән зич бағлинип кәткән үч әңгүштәримиз.
Шу жиғилишларда сөзгә чиққан штаб әзалири Абләһәт Камалов, Шаймәрдан Шәрипов, Рәхмәтҗан Йүсүпов, Карлин Мәхпиров, «Уйғур авази» гезити муһәрририниң җәмийәтлик ишлар бойичә орунбасари Бәхтишат Сопиев вә мәзкүр қурларниң муәллипи дөлитимизниң миллий сәясити вә шуниң асасида һәрбир милләтниң өз балилирини ана тилида оқутуш һоқуқи, қазақ вә уйғур тиллириниң йеқинлиғи, миллий нәширлиримизгә өз ихтияримиз билән йезилиш тоғрилиқ мәсилиләргә әтраплиқ тохталдуқ. Мошу йәрдә «Уйғур авазиниң» Алмута шәһири бойичә штаб башлиғи Санийәм Бавдинованиң җанпидалиқ әмгигиниму тилға елишқа әрзийду. У қиммәт вақтини бөлүп, өйму-өй кирип муштири топлиди. Таҗсиман вирус пандемиясигә бағлиқ елимиздә пәвқуладдә һаләт һәм карантин тәртивиниң елан қилиниши көплигән мәсилиләрни кәлтүрүп чиқарғанлиғи һәммимизгә яхши мәлум. Бу һәм аһалиниң күндилик тикрикчилигигиму сәлбий тәсирини йәткүзгән еди. Шу мунасивәт билән Долқунтай Абдухелил, Азат Ибрагимов, Сәнәм Беширова, Кәрим Худайбәрдиев, Мизангүл Авамисимова, Әбәйдуллам Җаппаров, Сабит һаҗим Йүсүпов, Роберт Өмәрбақиев, Рустәм Хәйриев, Санийәм Бавдинова, Шаймәрдан Шәрипов, Рәхмәтҗан Йүсүпов, Тохтияр Тохтахунов, Йолдаш Һевуллаев, Бәхтияр Союзов, Мәмәтхан Ибрагимов, Адилҗан Палтушев, Әркин Имиршаев охшаш гезитимизниң җай-җайлардики җанкөйәрлири билән Алмута шәһиридә, Уйғур, Панфилов, Әмгәкчиқазақ вә Талғир наһийәлиридә кичик вә оттура тиҗарәт билән шуғуллиниватқан тәдбирчан һәм сахавәтлик тиҗарәтчилиримиз муһтаҗларға һамийлиқ қилип, муштирилар саниниң көпийишигә өзлириниң мунасип һәссисини қошти. Пурсәттин пайдилинип, бизму «Уйғур авазиға» муштири топлаш штабиниң җай-җайлардики рәһбәрлири билән әзалириға, шундақла һамийларға миннәтдарлиғимизни изһар қилғумиз келиду.
Дәрвәқә, өткән жилиғу, жуқурида қәйт қилғинимиздәк, штаб әзалириниң вә гезитимиз җанкөйәрлириниң көп күч чиқириши түпәйли, гезитимиз муштирилириниң сани хелила өсти. Бийилму уларниң барлиқ күчини сәпәрвәрликкә кәлтүрүши түпәйли, нәтиҗә яман болмиди.
Шундақ қилип, бийил “Уйғур авазини” 16 123 адәм оқуйдиған болиду.
Хәйрият, мақаләмни көрнәклик һоқуқшунас, әдлийә пәнлириниң доктори, мәрһум Әнвәр Һаҗиевниң 1999-жили «Уйғур авази» гезитида елан қилинған «Гезитимиз тәғдири — миллий мәдәнийитимиз тәғдири» сәрләвһилик мақалисида ейтилған төвәндики пикри билән тамамлашни тоғра көрдүм: «...әң алди билән һәрқайсимиз «Уйғур авазиға» йезилишимиз шәрт. Чүнки гезит биз, уйғурлар, үчүн нәшир қилиниватқанлиғини һәргиз унтумайли. «Уйғур авази» — муқәддәс байриғимиз, өлмәс роһий байлиғимиз».

600 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы