• Онлайн-конференция
  • 14 Қаңтар, 2021

Китап тонуштурулди

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

Өткән жилниң ахирида Қазақстан миллий география җәмийитиниң әзаси Абдуллаҗан Самсақовниң «Уйғурлар. Энциклопедиялик ениқлима» намлиқ йеңи китави нәширдин чиқти. Мәзкүр китап йеқинда ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси, биология пәнлириниң доктори Мәсимҗан Веләмовниң уюштуруши билән ZOOM платформисида онлайн тонуштурулди. Униңға қазақстанлиқ вә чәтәллик алимлар, тарихчилар, җәмийәт әрбаплири, зиялилар, муәллимләр қатнашти. Онлайн конференциягә Мәсимҗан Веләмов модераторлуқ қилди.
Тәкитләш лазимки, Абдуллаҗан Самсақовниң қәлимигә 40тин ошуқ илмий мақалилар мәнсүп. Шуларниң ичидә «Қарабалғасунға сәяһәт», Қедимий шәһәр Бешбалиққа сәяһәт», «Муқәддәс Туюқ», «Хотән қаштеши», «Хотән қәғизи», «Турпан каризлири» вә башқиму әмгәклири оқурмәнләр арисида чоң қизиқиш һасил қилған еди.
Әнди униң новәттики, «Уйғурлар. Энциклопедиялик ениқлима» намлиқ китави үч қисимдин ибарәт. «Уйғурлар тарихидин» намлиқ биринчи қисмида уйғур хәлқиниң тарихи, сәнъити, урпи-адәтлири, мемарчилиғи, миллий таамлири, әдәбияти һәққидә әхбаратлар берилгән.
Иккинчи қисмида болса, айрим шәртләр билән таллавелинған хәлқимиз арисида тонулған 620 шәхсниң тәрҗимиһали бар. Шундақла аммивий әхбарат васитилиригә, алий оқуш орунлириға, җәмийәтлик тәшкилатларға, тарихимиздики бәзи вақиәларгә беғишланған 400 мақалә орун алған. Бу қисимда шундақла Өзбәкстан, Түркмәнстан, Қирғизстан, Қазақстанда яшаватқан уйғурлар һәққидә йезилған мақалилар киргүзүлгән. Китапниң үчинчи қисмида Йәттишәр дөлитиниң рәһбири Яқупбәгниң Россия императори Александр ІІ билән болған дипломатиялик алақиси, Или султанлиғиниң султани Әлахан султанниң Түркстан губернаториға, Ғоҗиниязниң Англия вә Түркия һөкүмитигә, Әлахан төрә Сағунийниң СССР һөкүмитигә, Сталинға язған хәтлири берилгән. Мәзкүр материалларниң һәммиси тарихий һөҗҗәтләр, фотолар билән толуқтурулған.
Китап кәң оқурмәнләр аммисиға беғишланған.

411 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы