• Жил йәкүни
  • 14 Қаңтар, 2021

Мәркәздики мәйрәм

Йеқинда Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң мәҗлисләр залида мәркәз паалийити бойичә өткән жилниң йәкүни чиқирилди. Карантин чарилиригә әмәл қилған һалда өткән баш қошушқа барлиқ аңлиқ һаятини тәвәниң ихтисадий-иҗтимаий саһалириниң тәрәққиятиға тегишлик һәссисини қошқан әмгәк ветеранлири билән миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири тәклип қилинди.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Мәйрәмлик баш қошушта дәсләп сөз алған наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев жиғилған көпчиликни Йеңи жил билән тәбриклиди. Рәис бир жил давамида елип барған ишларға тохтилип, келәчәктә әмәлгә ашурулидиған ишлардинму хәвәрдар қилди.
— Өткән жилда жигитбашлири, ханим-қизлар билән наһайити муһим ишларни әмәлгә ашурдуқ. Уларниң барлиғини атап өтүш мүмкин болмисиму бир-иккисигә тохтилайли. Пандемиягә қаримастин, көңлүмизгә пүкүп жүргән иш — бүйүк мутәпәккүр Билал Назим истираһәт беғини бәрпа қилдуқ. Униң үчүн жигитбашлири билән ханим-қизлар тәр төкти. Шуңа мән бүгүн уларға миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Андин қәбирстанлиқларни рәтләш, аватлаштуруш қатарлиқ хәйри-еһсанлиқ ишта йәнә шу жигитбашлири башламчи болди. Уйғуртиллиқ мәктәпләргә бала топлаш, миллий нәширләргә муштири болуш бу һәрбиримизниң борчимиз екәнлигини чүшәндүрүш ишлири йәниму давамлишиватиду. Ейтсақ, ейтсақ әмәлгә ашқан ишлар нурғун. Биз буниң билән чәклинип қалмаймиз. Алда муһим вәзипә-мәхсәтләр күтүп туриду.
Ризайдин Сейитоғли өз нутқида жиғилғанларни мана шундақ җан көйдүргән һәм җан көйдүрүватқанларниң бирқатар дөләтлик һәм җәмийәтлик мукапатлар билән тәғдирләнгәнлигидин хәвәрдар қилди.
Шундақ қилип, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәсис қилған «Сахавәт» медали билән Зәйнавдун Сабитов, Нуруллам Ваҗитов қатарлиқ жигитбашлилири билән муһтаҗ болуватқанларға қол учини созуватқан Турлиғоҗа Қурбанов вә Молутҗан Тохтахунов тәғдирләнсә, Хәлиқара «Бейбітшілік әлемі» қазақ иҗаткарлири тәсис қилған «Абай» ордени билән мәрипәтчи Сүбһидин Мәңсүров мукапатланди. Мошу йәрдә шуниму тәкитләш керәкки, өткән жилниң йәкүни бойичә наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий саһалириға тегишлик һәссисини қошуп, бүгүнки күндә һөрмәтлик дәм елишқа чиққан әмгәк ветеранлири Абдулҗан Мәсимов, Һүрийәт Семәтова, Һакимҗан Йүсүпов билән барлиқ аңлиқ һаятини саламәтлик сақлаш саһасиға сәрип қиливатқан ақхалатлиқ пасибанлар Имәрҗан Тейипов билән Реһангүл Абдулакимова «Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини» аталғанлиғини йәнә бир қетим тәкитләп, уларға һөрмәт билдүрүлди.
Наһийә мәктәплиридә келәчәк әвлатларға билим вә тәрбийә бериш йолида тинимсиз, иҗадий издинип хизмәт қиливатқан бир топ устазларму диққәттин сирт қалмиди. Қисқиси, бу күни Алмута вилайити һакиминиң, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң, Панфилов наһийәси һакиминиң, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң пәхрий ярлиқлири мунасипларға тапшурулди.
Бу күни һаятиниң шанлиқ пәллисигә көтирилип, шанлиқ тәвәллудини қарши еливатқан бир топ мөтивәрләргиму тәшәккүрнамиләр тапшурулуп, уларға һөрмәт билдүрүлди. Мәрасимниң ахири Расул Исрапулов рәһбәрлигидики «Қәшқәр» уссулчилар ансамблиниң орунлишидики уссуллар билән Әхмәтҗан Ибрагимовниң иҗрасидики нахшиларға улашти.

Панфилов наһийәси.

317 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы