• Әдәбият гүлзари
  • 21 Қаңтар, 2021

Яш иҗаткарлар баш қошти

Өткән һәптидә ZOOM арқилиқ «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң новәттики жиғини болуп өтти. Униңда өткән жилниң йәкүни чиқирилип, бийил атқуридиған ишлар һәққидә гәп болди. 
Яш иҗаткарлар бирләшмисиниң рәиси Вильям Молотов дәсләп һели давамлишиватқан пандемияға мунасивәтлик өткән жили чарә-тәдбирләрниң асасий қисми онлайн-режимда өткәнлигини қәйт қилди. 
Жил бешида Абдулҗан Азнибақиевниң «Жүрәк альбоми» китави нәширдин чиқти. В.Молотовниң «Қәлбим асмини», «Юлтузларда арманлар» намлиқ топламлири тонуштурулди. Яшлар Абай Қунанбайулыниң туғулғиниға 175 жил, шаир Мәшүр Җәлиловниң туғулғиниға 90 жил толушиға мунасивәтлик өткүзүлгән чарә-тәдбирләргә паал қатнашти. Шундақла «Уйғур авази», «Азия бүгүн», «Иҗаткар», «Интизар», «Әхбарат» нәширлиридә яшларниң иҗадийити әтраплиқ йорутулди. Бир түркүм яшларниң шеирлири түрк, өзбәк тиллириға тәрҗимә қилинди. 
А.Азнибақиев болса қазақ, өзбәк, қирғиз, хакас тилидин бирқатар шаирларниң әсәрлирини уйғур тилида «сөзләтти». Әнди Молутҗан Тохтахуновниң  нахша мәтинлири «Варис» бирләшмисиниң паалийитигә иҗабий тәсирини йәткүзүватқанлиғи хошал қиларлиқ әһвал. 
Баш қошушта яш иҗаткарлар Г.Сәйдуллаева, А.Әмәтова, Д.Розиева, М.Тохтахунов мошу жили атқуридиған ишларға тохталди. Ахирида В.Молотов жиғинни йәкүнләп, қәләмдашлириға иҗадий утуқ тилиди.

Гүлнарәм АБЛИЗ.

555 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы