• Ақ йол тиләймиз
  • 10 Ақпан, 2021

Илим-пәнгә иштияқ бағлиған жигит

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Алмута шәһиридики 49-оттура мәктивиниң оқуғучиси Илияр Нурмәмәтов — мәктәп шәнини қоғдап келиватқан қабилийәтлик оқуғучиларниң бири. Һазир у 11-синипта оқуйду вә инглиз тилини пухта өзләштүрүшкә алаһидә көңүл бөлди. Һазир у инглиз тилини мукәммәл билиду. Униң миллий сәнъәткә һәм миллий тарихимизға болған қизиқишиму үстүн. 

У жуқарқи синипларда оқуватқан чағлирида бовиси Изахун Тохтахуновтин вә беғубар балилиқ чағлирини өткүзгән Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисиниң мөтивәрлиридин өзиниң иппәт-номусини сақлап қелиш йолида җасарәтлик көрсәткән қәһриман қизимиз Назугум һәққидә ривайәтләрни нурғун аңлайду. Назугумниң чөл-баяванларни, қомучлуқларни кезип өткүзгән җапалиқ һаяти, әшу бир еғир дәвирдә қисқа вақит болсиму макан тапқан Кәтмән теғиниң бағридики сирлиқ өңкүр Илиярға бәк тәсир қилиду. Ахири у, йәни 11-синипқа көчкәндә ушбу билим дәргаһиниң 9-синипида оқуватқан Ботагөз Турғунбаева билән һәмкарлиқта «Легенда о Назугум» мавзуси бойичә рус тилида илмий иш йезишқа бәл бағлайду. У Назугум һәққидә йезилған әсәрләрни көздин кәчүрүп, М.Усманова, А.Юнусова, А.Мынжанова, И.Кузнецов, М.Зейтқазиева, Р.Һәмраева, М.Тохтахунова кәби пән муәллимлириниң йол-йоруғини нәзәрдин сирт қалдурмайду. Назугум маканлиған өңкүрниму зиярәт қилиду. Көп издинишләр нәтиҗисидә йезилип, оқуғучилар көзи билән тәтқиқ қилинған ушбу әмгәк дәсләп наһийәлик илмий ишлар конкурсида, андин шәһәрлик көрүктә мукапатлиқ орунға еришип, җумһурийәтлик конкурсқа йолланма алиду. Өткән жилниң декабрь ейида «ZIAT» Илмий-методика мәркизиниң уюштуруши билән «Ғылым әлемі» намлиқ жирақтин өткүзүлгән оқуғучиларниң үчинчи җумһурийәтлик илмий ишлар конкурсида Илияр Нурмәмәтовниң бу әмгиги биринчи орунға сазавәр болуп, мәхсус диплом билән мукапатлиниду.
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Мустәқиллик һәммидин қиммәт» сәрләвһилик мақалисида «...Яшлар — һәрдайим йеңи идеяләрниң булиғи, иҗабий өзгиришләрниң һәрикәтләндүргүчи күчи. Шуңлашқа яш әвлатниң мошундақ ихтидарини дурус йөнилишкә бурап, нәтиҗидар пайдилинишимиз керәк» дейилгән. Тәкитләш лазимки, Илияр Нурмәмәтовниң мошу хилдики вә башқиму утуқларни қолға кәлтүрүши беваситә муәллимлири Дилбирим Тохтахунова билән Татьяна Съемщикованиң иҗадий издинип, Илияр Нурмәмәтов охшаш қабилийәтлик оқуғучиларниң ихтидарини дурус йөнилишкә бурап, нәтиҗидар пайдилинип, уларни әмгәксөйгүч һәм қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләштәк муһим вәзипиләрни җавапкәрлик билән атқуруватқанлиғиниң рошән испатидур. 
Ойлаймизки, Илиярниң утуғи буниң биләнла чәкләнмәйду һәм келәчәктә илим-пән билән шуғуллинидиған уйғур яшлириниң тизими йеңи исимлар билән җәзмән толуқтурулиду. 

СҮРӘТТӘ: И.Нурмәмәтов илмий йетәкчилири Т.Съемщикова (солда) вә Д.Тохтахунова билән.

371 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы