• Һакимлар һесавити
  • 10 Ақпан, 2021

Соалму қоюлди, баһаму берилди

Он төрт йеза округи һакимлириниң һесават жиғинлиридин кейин, наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновниң наһийә турғунлири алдидики һесават жиғини болуп өтти. Өткән жилға чекит қойилидиған ахирқи жиғин онлайн-форматта өткүзүлди. Турғунлар Zoom вә Инстаграмдики эфир арқилиқ һесаватини тиңшап, соаллирини йоллиди. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Шөһрәт Турдахуноғли өткән жили наһийәдә атқурулған вә келәчәккә планланған ишлар тоғрилиқ доклад қилғандин кейин, новәт соалларға берилди. Чонҗа йезисиниң турғуни Роза Омарова көпқәвәтлик өйләрни газ билән тәминләш мәсилисини көтәрсә, Лариса Сайдимова Чонҗиниң чәтки кочилиридики турғун өйләрниң мәркизий су трубилириға қачан қошулидиғанлиғини сориди. Наһийәлик мәслиһәт депутати Жамал Оқаева Чарин йезисидики Мәдәнийәт өйини мурәккәп җөндәштин өткүзүш керәклигини, Камалдин Шахиев Кәтмән йезисиға су тосмиси һаҗәтлигини ейтти. Наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Әбиләким Есуянов өй селиш үчүн берилидиған йәр мәсилисини көтәрди. Газ билән тәминләшниң күн тәртивидики мәсилиләрниң қатарида турғанлиғини чүшәндүргән наһийә һакими, Чонҗиниң чәтки кочилириниң мәркизий су трубилириға чоқум қошулидиғанлиғини, Чариндики Мәдәнийәт өйиниңму ясилидиғанлиғини қәйт қилди. Шундақла йәр мәсилиси бойичиму ишниң баш планға мувапиқ, қанун вә тәртип билән әмәлгә ашидиғанлиғини тәкитлиди. 
Һакимниң һесавитини «қанаәтлинәрлик» дәп баһалиған жут мөтивәри Ызғарбек Бектурсынов етиз-ериқтики су, җүмлидин йәрасти сулирини пайдилиниш проблемисини, жуң-терә ишләп чиқиридиған заводларниң иши тохтап турғанлиғини тилға алди. Шундақла кластер, кооператив қурушни қолға елиш, ички миграция мәсилилирини оттуриға қойди. Наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов мәзкүр мәсилиләр бойичә қоюлған соалларғиму тәпсилий җавап қайтурди. Атап ейтқанда, йәрасти сулириға инвестиция һаҗәтлигини, бу проблеминиң мәхсус дөләт программиси асасида һәл қилинидиғанлиғини тәкитлиди. 
Чонҗа йезисида истиқамәт қилидиған көпбалилиқ ана Гүлфайруз Раһатова йәттә балини дунияға елип кәлсиму, «Алтун һалқисини» техичә алалмайватқанлиғини ейтса, чоңдеханлиқлар Интернет проблемисини көтәрди. Ваһаләнки, онлайн-жиғинда онлайн-оқуштин офлайн-оқушқа көчидиған вақит тоғрилиқ сориғанларму болди. Жиғинда көтирилгән мәсилиләрниң нәзәрдин сирт қалмайдиғанлиғини ейтқан һаким наһийәдики вәзийәт турақланғандила офлайн-оқушқа рухсәт берилидиғанлиғини ейтип, биринчи орунда – балиларниң бехәтәрлигигә көңүл бөлүнидиғанлиғини агаһландурди.
      Наһийә һакиминиң һесаватини вә турғунлар тәрипидин келип чүшкән соалларни тиңшап, вилайәт дәриҗисидә йешилидиған бәзи мәсилиләрни қәғәзгә чүширип олтарған Алмута вилайити һакими аппарати рәһбириниң орунбасари Жумағул Әлимбеков жиғилғанларни вилайәт даирисидики айрим йеңилиқлардин хәвәрдар қилди. 
Һакимниң наһийә хәлқи алдида бәргән йәкүн һесаватини турғунлар «қанаәтлинәрлик» дәп баһалап, бийилқи жилниң утуқлуқ болушиға тиләкдашлиқ билдүрүшти. Хулләс, онлайн форматта өткән һесават жиғини – жилниң йәнә бир алаһидилиги болсиму, буниңғичә өткән офлайн жиғинлардин анчила пәриқлинип кәтмиди. Чүнки жилдиқидәк соалму қоюлди, җавапму қайтурулди, баһаму берилди... 

 Уйғур наһийәси.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы