• Билип қоюң
  • 03 Наурыз, 2021

Йеқинчилиқ аталғулири

Тоғур әргә нисбәтән хотун тәрәпниң туққан вә қериндашлири
­­­­­­Қайдаш­­­­­­ – ата бир ана башқа қериндаш;
Егидаш – ана бир ата башқа қериндаш;
Қайлиқ ­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­(Йинчик қиз) – бойиға йәткән қиз;
Әтәгә (Әткә) – баққучи ата;
Әнәгә (Әнкә) – баққучи ана;
Қудуз – чокан, җуван, секиләк (әргә тәккән аял);
Юлқа (Юфға) – асранди, асрап алған бала;
Житим – атиси яки аниси өлгәнләр;
Қара житим – һәм атиси, һәм аниси өлгәнләр;
Обушға – қери әр;
Орағут – қери хотун;
Имилдаш – бир анини әмгән уруқ-туққан балилири;
Күкүлдаш – бир анини әмгән уруқ-туққанчилиғи йоқ балилар;
Түркүн – уя-қаяштин тарилип, айрим өй-отақлиқ болғанлар аилиси;
Қандаш – бир қәбилидин болғанлар;
Ағун – йилтизи иҗтимаий җәмийәттин башланған әҗдатлар;
Оғуш – әвлат, әҗдатниң избасарлири;
Әгәч – өзиниң, әқил-парасити билән кишиләргә өз сиңлисидәк туюлидиған қизчақ;
Әнәҗ (Аниқиз) – кичик болушиға қаримай, әқил-парасити билән һәммигә өз анисидәк туюлидиған қизчақ;
­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­­

317 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы