• Мәдәний мирас
  • 03 Наурыз, 2021

Йәссави тамғиси тепилди

Өзбәкстанниң Намәнгән шәһиридә Ғоҗа Әхмәт Йәссави нәсәбнамиси вариантлириниң бири вә тамғиси тепилди. 
«Әзирет Султан» Дөләт тарихий-мәдәний қоруқ-музейи тәрипидин уюштурулған «Йәссави изи билән» намлиқ илмий экспедиция даирисидә Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт вә спорт министрлиги Намәнгән шәһиридә Ғоҗа Әхмәт Йәссави нәсәбнамиси вариантлириниң бирини вә түркий дунияда исламни аммибаплаштурушқа алаһидә үлүш қошуп, ислам әһли арисида атақлиқ он бир шейхниң исми бар тамғисини тапти. 
Әхмәт Йәссавиниң тарихиға бағлиқ бебаһа мирас Йәссавиниң әвлади Иврайимҗан Шарипғоҗаевниң қолида сақлиниватиду. 98 яшлиқ бу мөтивәр Түркстанда туғулған. Коммунистлар тәрипидин уюштурулған динға қарши тәқипләш жиллирида Түркстандики тәқвадарлар тәқипкә учрайду, китаплар көйдүрүлиду. Бу Ғоҗа Әхмәт Йәссави әвладиға күчлүк зәрбә болиду. Шуңлашқа атисидин әтигән айрилған мойсәпит Икрамҗан он йешида аниси билән Намәнгәнгә йошуруниду. 
– Биз ата-анимиздин әвлаттин-әвлатқа қеливатқан Нәсәбнамә вә тамғини сақлап қелиш үчүн Намәнгәндә нурғун қийинчилиқларни баштин өткүздуқ, – дәп әсләйду мөтивәр. – Атимизни Түркстанда дәпин қилдуқ. Анимиз Нәмәнгәнгә йәрләнди. Әвлаттин-әвлатқа мирас болуп қеливатқан аманәтни сақлап қелиш --  бизниң асасий қәрзимиз еди. Шу мудһиш жилларда биз сир сақлап, аманәтни кодаңға көмүп қойдуқ. Йәрдә узақ вақит ятқанлиқтин Нәсәбнаминиң бәзибир йәрлириниң бойиғи өчүп кетипту. Мән бу аманәтни әҗдадим дәпин қилинған йәргә тапшурушни арман қилған едим, – дәйду Иврайимҗан қажы.
Намәнгәндин тепилған Нәсәбнамә варианти чағатай тилида йезилған. Узунлуғи – 2,5 метр. Мирасниң қайси әсиргә тәәллуқлуғи һазирчә намәлум. Йеқинқи вақитта «Әзирет Султан» Дөләт тарихий-мәдәний қоруқ-музейи тәрипидин Нәсәбнамидә йезилған мәлуматларға мунасивәтлик әтраплиқ илмий-тәтқиқат ишлири жүргүзүлиду. 
Намәнгәндила әмәс, бәлки пүткүл Өзбәкстанда чоң һөрмәткә егә улуқ алим Иврайимҗан ақсақалниң сәккиз оғли вә үч қизидин туғулған әвлат чоң сулалигә айланди. 
– Мениң оғуллирим Ғоҗа Әхмәт Йәссави әвладидин чиққанлиғи билән наһайити пәхирлиниду. Диний билим егилигән чоң оғлум мениң йолумни давамлаштурди, – дәйду мөтивәр.
Иврайимҗан қажы өз өйиниң бир бөлмисини Ғоҗа Әхмәт Йәссави вә Түркстанға беғишланған мирасгаһқа айландурди. Нәсәбнамә вә тамға көчәрмилири, шундақла Түркстанға мунасивәтлик фотосүрәтләр, китаплар шу мирасгаһтин орун алған. 
Елбасыниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» вә «Улуқ даланиң йәттә қири» сәрләвһилик программилиқ мақалилири даирисидә башланған «Йәссави изи билән» намлиқ илмий-экспедициялик лайиһә әнди Ташкәнттә давамлишиду.
 

409 рет

көрсетілді

15

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы