- «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
- 10 Наурыз, 2021
Һаят қәдрини биләйли
Талашқан дуниялириңиз қалиду. Һаятиңизда еришкән шан-шөһрәтлириңизму қалиду. Жүригиңизни парә-парә қилған дәрт-һәсрәтлириңизму қалиду. Жүригиңизни титирәткән өчмәнлик вә адавәтлириңизму қалиду. Чүнки һаят бир тиниқ билән ахирилишиду. Шундақ. Һаятимиз жиға билән башлинип, бир тиниқ билән аяқлишидекән. Туғулған күнимизни билидекәнмизу, өлидиған күнимизни билмәйдекәнмиз. Шуниң үчүн һәр вақит ақ көңүл болуң. Саламәтлигиңизгә диққәт қилиң. Өзиңизни кәлсә-кәлмәс ишларға упратмаң. Күлүң, күлүп яшаң. Шундақ. Башқиларниң көңлигә азар бәрмәң, жүригини ағритмаң. Һәрқандақ гәпни қилиштин авал, уни әқил таразиңиздин өткүзүп, андин кейинла дәң.
Яшлиғиңизға ишинип кәтмәң, чүнки қәбирләрдә ятқанларниң һәммиси қерилар әмәс. Билимиңизгә ишинип кәтмәң, чүнки қәбирләрдә ятқанларниң һәммиси наданлар әмәс. Пулиңизға ишинип кәтмәң, чүнки қәбирләрдә ятқанларниң һәммиси кәмбәғәл әмәс.
Шуңлашқиму бу төрт күнлүк аләмдә сөйүп, сөйүнүп, бир-биримизни қәдирләп яшайли.
383 рет
көрсетілді0
пікір