• Иҗтимаий мәсилә
  • 10 Наурыз, 2021

Башқичә рәсмийләштүриду

Әнди қазақстанлиқлар пенсия вә ярдәм пулини бәлгүләш үчүн әризини, туруватқан йеридин қәтъий нәзәр, һәрқандақ Аһалиға хизмәт қилиш мәркизидә берәләйду.
Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш вице-министри Ербол Оспановниң тәкитлишичә, хизмәтләр 1-апрельдин башлап басқучлуқ асаста шундақ тәртипкә көчирилиду.
Идарә шундақла накалиқни сирттин бәлгүләш бойичә ишни жүргүзүватиду. Униң механизми мундақ: әризә бәргүчи пәқәт медицина мәһкимисигә мураҗиәт қилиду, қалған җәриянлар әхбарат системилириниң бирләштүрүлүши арқилиқ, униң қатнишишисиз жүргүзүлиду. Бу йәрдә сөз ярдәм пулини бәлгүләш, иҗтимаий хизмәтләрни вә әслигә кәлтүрүшниң техникилиқ васитилирини көрситиш тоғрилиқ болуватиду – мошу барлиқ хизмәтләрни автоматлиқ тәртиптә көрситиш планланмақта.
– Һазирниң өзидә зөрүр болған барлиқ әхбарат системилирини интеграцияләш жүргүзүлди, пәқәт Саламәтликни сақлаш министрлиги билән интеграцияни тамамлаш иши қалди, у йеқинқи вақитта әмәлгә ашурулиду, – дәп тәкитлиди Ербол Оспанов. 
Министрлик шундақла Аилиниң рәқәмлик хәритисини вуҗутқа кәлтүрүш үстидә ишләватиду. Лайиһә қийин турмуш әһвалида қалған аилиләрни автоматлиқ рәвиштә ениқлашқа қаритилған. Бу гражданларға, уларниң дөләт органлириға мураҗиәт қилишини күтмәстинла, түрлүк саһалардин комплекслиқ ярдәм қилиш имканийитини бериду.

457 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы