• Муштири  топлаш – 2021
  • 18 Наурыз, 2021

Бәрикәт булиғи соғулмиғай

Бийил биз гезитимизниң биринчи санини 16 123 нусха билән чиқардуқ. Буниңдинму көп болуши керәкти, амма дунияни һәләйкүмгә салған таҗсиман вирус пандемияси бизниң муштири топлаш паалийитимизгә хелила тосалғулуқ қилди. Шуниңға қаримай, гезит оқуғучилиримизниң санини он алтә миңдин ашурдуқ. Бу биз үчүн чоң утуқ. Униңға йетишимиздә бизгә миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири болған жигитбашлири, ханим-қизлар, жут активистлири вә җай-җайлардики «Уйғур авазиға» муштири топлаш штабиниң әзалири чоң ярдәм қилди. 

Бәхтишат СОПИЕВ,
«Уйғур авази»

Оза, ядиңларда болса, биз «Уйғур авази» йенида муштири топлаш штабини тәшкил қилип, уйғурлар зич җайлашқан 70кә йеқин йезида униң 100дин ошуқ шөбисини қуруп, пәқәт «гезитқа йезилиңлар» дегән тәшвиқат биләнла чәкләнмидуқ. Көплигән оқурмәнләр билән учраштуқ. Уларниң гезит һәққидә пикирлирини тиңшидуқ. Штаб ишиниң нәтиҗиси яман болмиди. Бир жилдин кейин бизгә бәш миңға йеқин муштири қошулған еди. Булту, башта ейтқинимиздәк, карантин кашила болди. Муштирилар билән болған учришишлар чәклик адәм сани билән яки онлайн-форматта өтти. 
Җай-җайлардики штаб башлиқлири билән һәр күни дегидәк телефон арқилиқ сөзлишип турдуқ. Һәр жили биз гезитханларни толуқ бир жилға йезилишини тәләп қилаттуқ. Бу қетим әһвалға бағлиқ уларниң өз мәйлигә қоюп бәрдуқ. Ақивәттә, алтә, һәтта үч айға йезилғанларму болди. Амалниң йоқидин муштирилиримизниң дегинигә келиштуқ. Келәчәктә улар гезитимизға йезилиш қәрәлини узартиду дәп үмүт қилимиз. 
2021-жилға муштири топлаш мәвсүми аяқлашқандин кейинму оқурмәнлиримиз билән алақимизни үзмәй, уларниң илтимаслириға, пикир-тәклиплиригә қулақдар болуп жүримиз. Жил давамида «Қазпочта» рәһбәрлиги билән қоюқ мунасивәт орнитип, гезитни вақтида алалмайватқан муштирилиримизниң проблемилирини һәл қилип келиватимиз. Почта хизмитиниң ишидин қанаәтләнмигән алмутилиқ вә шәһәр әтрапида яшайдиған оқурмәнлиримизгә гезитни редакциядин йәткүзүп бериватимиз. Мәсилән, Аэродром мәһәллиси 100 данә гезитни нәқ мошундақ шәкилдә еливатиду. Жигитбеши Ришат Һидайәтов бу ишни тәшкиллик билән йолға қойди. 
Бизгә: «Мәлимиздә карантинға мунасивәтлик ишсиз қалған, шундақла башқиму иҗтимаий проблемилириға бағлиқ сөйүмлүк гезитимизға йезилалмайватқанлар бар», дәп мураҗиәт қилған җанкөйәрлиримизму болди. Уларға һамийларни тепип бәрдуқ. Мәсилән, Алмута шәһири Бостандық наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси – ­­баш жигитбеши Алимҗан Гайитов телефон қилип: «Булту бизниң наһийәдин «Уйғур авазиға» 127 аилә йезилған еди, пандемиягә мунасивәтлик келәр жили қандақ боларкин?» дәп қалди. Бираз һәрикәт қиливедуқ, бу мәсилиму йешилди. Һазир мәзкүр наһийәдә туридиған бирнәччә аилә һамийларниң һесавиға гезит еливатиду. Мәзкүр наһийәдә һазир 130дин ошуқ муштиримиз бар. 
Әнди һамийлар кимләр? Бу соалму гезитханларни қизиқтурса керәк. Улар — миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири, гезитимизниң һәқиқий достлири, әлвәттә. Шуларниң бири, йәр академиги аталған Кәрим Худайбәрдиев жилдики адити бойичә: «Әмгәкчиқазақ наһийәсидә аһалиниң гезитқа йезилиш әһвали қандақ болуватиду? Пандемия тосалғулуқ қиливатамду?» дегән соаллар билән телефон қилди. У өзи мәзкүр наһийәдә көмүқонақ өстүрүш билән шуғуллиниду. Гезитимизниң турақлиқ оқуғучиси. Һәр жили имканийити яр бәрмәйдиған 5 — 10 адәмниң муштири болушиға ярдәм қилатти. Бу жили 100 адәмни йезивәтти. Шундақ қилип, бийил пандемиягә қаримай, мәзкүр наһийә бойичә муштирилар сани 135 адәмгә көпәйди. «Гезитқа немә йезиш, уни қандақ чиқириш керәклигини узун жиллиқ тарихи бар миллий нәшримиздә хизмәт қилип келиватқан салаһийәтлик һәм тәҗрибилик журналистлиримиз биздин яхши билиду. Һә, биз, оқурмәнләрниң асасий вәзиписи – гезитимизниң «Уйғур авази» дегән улуқ намини сақлап қелиштин ибарәт», дәйду Кәрим ака.
  Шундақла бир-икки, бәш, он, әллик аилиниң муштири болушиға һамийлиқ қилған миллитимиз вәкиллириму көп. Уларниң исимлирини атап өтмисәк рәнҗимәс, дәп ойлаймиз. Уларму буниңға муһтаҗ әмәс. Чүнки өзлириниң илтимаси шундақ. Әнди икки жилдин бери муштирилар санини 4000ға йәткүзүватқан яркәнтлик җанкөйәрлиримизниң исимлирини қандақ тилға алмаймиз? Болупму у йәрдә Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң әмгиги көп. Турғанҗан Зайитов, Йолдаш Беширов, Талипҗан Яқупов қатарлиқ һамийлиримиз өзлириниң халисанә ярдимини көрсәтти. 
Булту муштири топлаш мәвсүминиң аяқлишидиғиниға топ-тоғра бир ай қалғанда, гезитханлар саниниң техи он миңға йәтмигинини көрүп, һәләйкүмгә чүшкинимиз раст. Дәрһал «Достлуқ» өйидә җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң бюро әзалири билән баш қоштуқ. «Вақит қис, униңдин көрә мундақ қийин әһвалдин чиқишниң йолини издәйли, шәхсән мән 10 аилини гезитқа йезип берәй» деди дәсләп сөз алған ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров. Уни шу күни жиғинға иштрак қилған башқарма әзалири Сәнәм Беширова, Сабит һаҗим Йүсүпов, Азат Ибрагимов, Мизангүл Авамисимова, Шаймәрдан Шарипов бир еғиздин қоллап-қувәтлиди. Бир дәқиқидила алди 400 миң, кәйни 20 миң тәңгидин муштирилар санини көпәйтишкә маддий җәһәттин ярдәм көрсәтти. Шундақ қилип, шәһәрдә карантинниң ақивитидин ишсиз қалған йүзлигән адәм «Уйғур авази» гезити билән үз көрүшүш имканийитигә егә болди.    
Мошу йәрдә Алмутида туруп вә шәһәргә келип ишләватқан көплигән яшларниң тапавәтсиз қелип, гезитимизға йезилалмай қалғини тоғрилиқ ейтип өткүмиз келиду. Бу мәсилини миллий мәдәнийитимиз җанкөйәри, меценат Долқунтай Абдухелил өз һөддисигә елип, 600дин ошуқ яшниң ушбу хиҗалитидин чиқти. Униң пикричә, келәчигимиз болған яшлиримиз билән иш елип барсақ, кәлгүсидә оқурмәнлиримизниң сани өссә өсидекин, кемимәйду. Һәқиқәтәнму шундақ. Чүнки бийил жуқурида исми аталған гезитимизниң садиқ дости, ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Долқунтай Абдухелил «Уйғур авазиға» муштири топлаш штабиниң рәиси болуп сайланди. 
Мошу йәрдә Карлин Мәхпиров рәһбәрлигидики бир топ атақлиқ алимлардин тәркип тапқан җумһурийәтлик штабниң әзалири: Абләһәт Камалов, Шаймәрдан Шарипов, Рәхмәтҗан Йүсүповқа чәксиз миннәтдарлиғимизни билдүрүшни тоғра көрүватимиз. Муштириларниң көпийишидә улар җай-җайлардики активистлиримиз билән һәмкарлиқта җошқун паалийәт жүргүзүп, гезит билән гезитхан арисиға мустәһкәм көрүк салди. 
2019-жили штабниң иши билән Тәшкәнсазда болған бир учришишта көп жиллар давамида йезидики уйғур мәктивини башқурған бир жанкөйәримиз: «Адәттә, биз мәктәпкә балиларни жиғишқа – август ейида, гезитқа муштири топлашқа сентябрьда киришимиз. Мундақ ишларни силәргә охшаш жилниң оттурисидин башлисиму болидекәнғу. Әслидә әтигән қолға алған иш нәтиҗисиз қалмайду. Апирин! Ишлириңлар илгири болсун!» дәп сәмимий тилигини изһар қилған еди.
Җанкөйәримиз ейтқандәк, һәқиқәтәнму ишлиримиз иҗабий нәтиҗә бәрди. Униң йәнә бир ейтқан гепи – пәқәт ойлинидиғанла әмәс, бәлки тез- арида қолға алидиған мәсилә. «Бизгә уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш штаби һавадәк һаҗәт, шу вақитта нами улуқ гезитимизни, сәнъитимизниң қутлуқ дәргаһи – Уйғур театрини вә башқиму миллий қәдрийәтлиримизни чоқум сақлап қалалаймиз», дегән еди у. 
Келәчәктә бу мәсилигиму көңүл бөлидиған болимиз. 

281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы