• Қәлб төридики инсанлар
  • 21 Сәуір, 2021

Алий хисләтлиридин қайилмән

2019-жили Пәнҗим йезилиқ Мәдәнийәт өйидә өзәм рәһбәрлик қиливатқан «Гүлайим» уссул ансамблиниң «Яшлиқ – сөйгү, сәнъәт – мәңгү» намлиқ һесават концертини бәргән едим. Униңға, әлвәттә, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин ака Әйсаев билән биллә бир топ миллий мәдәнийитимиз җанкөйәрлирини тәклип қилдим. Өзи җиддий иши чиқип қелиш сәвәвидин, коцертимизға келәлмисиму, мәркәзниң башқарма әзалири арқилиқ иллиқ салимини йоллап, тәбрикнамилирини әвәтипту. Мана шу чағда униң сәнъитимизгә нәқәдәр чин дили билән көйүнидиған милләтпәрвәр инсан екәнлигигә ениқ көз йәткүзгән едим.
 Мошу йәрдә Ризайдин Сейитоғлиниң йәнә бир қири – алий инсаний хисләтлиригә тохталмақчимән. Бир күни Пәнҗим йезисида кәлкүн елип кетиш сәвәвидин, зәрдап чәккән өйләрниң әслигә кәлтүрүлүшигә мунасивәтлик өткүзүлгән чарә-тәдбиргә тәклип қилиндуқ. Униңға йеза һакими, жигитбашлири, җәмийәтлик ишларниң активистлири вә жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар қатнашти. У күни һава бәк соғ еди. Шуниңға қаримай, «өз дәриҗисидә чирайлиқ өтсун» дегән нийәттә, мәрасим түгигичә ялаң болсиму, миллий кийимдә жүрдуқ. Шу пәйттә Ризайдин ака һә десила йенимизға келип: «Музлидиңларғу дәймән, уйғурниң қәһриман қизлири. Хәп, ағрип қалмисаңлар болаттиғу? Сәл чидаветиңлар, җуму» дәп роһий мәдәт берип, һалимиздин хәвәр елип турған еди. Әйнә шу бир қисқа дәқиқиниң өзидила мән у кишиниң иш йүзидә қәтъий, тәләпчан рәһбәр болсиму, инсан сүпитидә нәқәдәр юмшақ, кичикпейил екәнлигидин бәк тәсирләнгән едим. Жүригимниң қетидин чиққан төвәнки мисраларни Ризайдин Әйсаевтәк вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр, мәрт-мәрданә инсанға болған алаһидә иззәт-еһтирам сүпитидә қобул қилғайсиләр.
 
Яхшиларға һаят күлүп қарайдекән,
Аллағиму яхши инсан ярайдекән.
Ана йәрму амрақмекин яхшиларға,
Илғап жүрүп, өз қойниға орайдекән.

Елип кәтти бир яхшини аримиздин,
Айрилдуқ биз бом авазлиқ «таримиздин»,
Хәлиқ үчүн көйгән жүрәк аз үчүнму,
Айрилғандәк болуп қалдуқ баримиздин.

У хәлқини тоғра йолға башлиғанди,
Мошу йолда дадил қәдәм ташлиғанди.
Ели үчүн, хәлқи үчүн җенин тикип,
Еғир иштин һеч вақитта қачмиғанди.

Баһалатти сәнъәт, тарих, тилимизни,
Чәксиз сөйди вәтинимиз – елимизни.
Өз хәлқигә муһәббити чәксиз еди,
Шу арқилиқ йорутти у дилимизни.


Миллий мәктәп қәдрини у чүшинәтти,
Яш әвлатни 
                   тәрбийиләштин ялиқматти.
Мәтбуатниң пири – «Уйғур авазиға»
«Барчә уйғур йезилса!» дәп арманлатти.

Бирла қетим келимизкән бу өмүргә,
(Һә, мәзмунлуқ яшаш уни бәк һөзүрдә!)
Чидаймизкән биз бәзидә еғир-йеник 
Синақлири азар бәрсә гаһ көңүлгә.

Миллий роһ вә миллий ғурур шәйдасиниң
Еғир кәлди тохтиғини нәпәсиниң.
Сизниң шанлиқ намиңизни жүригидә
Мәңгү сақлар хәлқи Яркәнт тәвәсиниң.

 Гүлнарәм АБЛИЗ.
 

256 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы