• Онлайн-әнҗуман
  • 21 Сәуір, 2021

Алим тәвәллудиға беғишланди

Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәлик билим бөлүми вә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән наһийәниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллимлири Zoom суписи арқилиқ алим, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалдиниң 60 яшлиқ тәвәллудиға мунасивәтлик «Устазлар паалийитигә мәдәт берип, оқуғучилар иҗадийитини илһамландурған алим» мавзусида онлайн-әнҗуманини уюштурди. Униңға шаир-язғучилар, алимлар, Әмгәкчиқазақ, Уйғур вә Панфилов наһийәлириниң уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллимлири болуп, җәми 45 адәм қатнашти. Әнҗуманға Маливай оттура мәктивиниң илмий мудири Арзигүл Абдримова модераторлуқ қилди. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

Алимниң қисқичә тәрҗимиһали, әмгәк вә илмий паалийитигә тохталған модератор наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Сулайман Мәхсүтовниң тәбригини оқуп бәрди. Мемарчилиқ пәнлириниң доктори, профессор Бәһримҗан Ғлавдинов, язғучи вә драматург Әхмәтҗан Һашири, рәссам Әхмәт Әһәт, москвалиқ шаир Вильям Садиқов, шаирә Ташгүл Һезиярова, җәмийәтлик ишларниң активистлири Мизангүл Авамисимова, Абдумеҗит Абдуллаев вә башқиларниң тәбриги, Алимҗан Тиливалдиниң рәһбәрлигидә уюштурулуватқан Абдумеҗит Дөләтовниң хатирисигә беғишланған әнъәнивий «Баһар қайтиду» шеирийәт фестивали тоғрисидики пикирлири һәққидики видеолар қатнашқучилар диққитигә һавалә қилинди. Андин  сөз новитини алған көрнәклик шаир, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики әдәбият секториниң рәһбири Җәмшит Розахунов мундақ деди: 
– Алимҗан иним, 60 яш аз яш әмәс. Өткән һаятиңға баһа берип, башлиған ишларни чапсанирақ түгитишкә алдирайдиған яш. «Адәм һаятидики әрлик йеши» дәп қойиду. Мана шу йешиң мубарәк болсун! Сән Қазақстан уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятида салмақлиқ төһпәңни қошуп, наһайити нурғун ишларни әмәлгә ашурдуң. Шуңлашқиму биз сениңдин чәксиз рази! Илим саһасида болсун, әдәбият саһасида болсун, буниңдин кейинму саңа утуқ тиләймиз. Бу йолда барлиқ иҗтиһат вә илһамиңни сәпәрвәр қиларсән дәп үмүт қилимиз.
Андин шаир алимға беғишланған шеирини оқуп бәрди. 
– Өз хәлқиниң мәдәнийити, тили, әдәбияти вә тарихи үчүн сәкпарә болуп, ана тилидики маарипниң риваҗлиниши, яш әвлатниң ана тилида билим елип, өсмүрләрниң өз тилида иҗат қилишқа болған қизиқишини һасил қилишта күч-ғәйритини һеч айимай ишләватқан алим билән паалийәт елип бериш – наһийәлик маарип үчүнму чоң утуқ. Балилиримизға болған ғәмхорлуғиңиз үчүн миннәтдарлиқ вә келәчәктиму қоюқ паалийәт елип беришқа болған үмүтимизни изһар қилғач, тәвәллудиңиз билән тәбрикләймиз, – деди әнҗуманға қатнашқан наһийәлик маарип бөлүми уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң методисти Айжан Бухарова.
Андин кейин сөз алған И.Саттаров намидики оттура мәктивиниң мудири Әзимҗан Мәрүпов мундақ деди:
– Алимҗан ака өзиниң илим саһасиға қошуватқан әмгигидин башқа миллий мәктәплиримизниң иқбали үчүн конкурс, мусабиқиләрни уюштуруп, балилиримизға роһий озуқ берип келиватиду. Мәсилән, у уюштуруп келиватқан «Баһар қайтиду» мусабиқилиридә И.Саттаров намидики оттура мәктәпниң оқуғучилири Шаһзат Асим, Руфина Мәсмахунова, Фазиля Абдурахимова кәби онлиған шагиртлиримиз алдинқи қатарлиқ орунлардин көрүнүп, ана тилимиз билән әдәбиятимизға дегән қизиқишини ашурди. Муәллимлиримизму мукапатлинип, роһланди. Униңдин ташқири оқуғучиларниң бош вақтини үнүмлүк өткүзүши үчүн мәхсус тәшкилатларниң ярдими билән мәктәплиримизни тикинчилик машинкилири билән тәминлиди. Буниңдин бирнәччә жил бурун Заря Востока мәһәллисидики Мурат Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивидә хизмәт қиливатқинимда, Алимҗан ака башқуруватқан «Уйғур мәктәплирини қоллаш» фондиниң уюштурушида билим дәргаһида билим вә пән фестивали өткән. Униңдин кейинки балиларниң үстүн кәйпияти һелиму ядимда. Андин мундақ мусабиқиләр башқиму мәктәпләрдә өтти. Қарап турсақ, буниң һәммиси асан иш әмәс. Шуңлашқиму маарипимизниң җанкөйәри, шәйдаси вә ғәмхорчиси ретидә Алимҗан акимизниң сиңдүрүватқан әмгиги бебаһа. Адәм балиси қанчә жил өмүр сүргини билән әмәс, бәлки қилған әмгиги арқилиқ баһалинидекән. Шундақ екән, бүгүнки тәвәллуд егиси 60 яшқичә талай ишларни атқуруп, пүткүл хәлқимизниң иззәт-еһтирамиға бөләнди. Буниңдин кейинму акимизға узақ өмур, тән саламәтлик, ишиға утуқ, муваппәқийәт, аилисигә хатирҗәмлик тиләймиз.
Новәттики натиқлар –  алимә Шаирәм Баратова, муәллимләр Турсунҗан Садиров, Бүвинур Ғоҗәмбәрдиева, Хәйринсахан Иминова, Бүвинур Үсәнова, Гүлмира Җәлилова, Бәхитҗан Разиев, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири Абдулҗан Азнибақиев билән Вильям Молотов вә башқилар Алимҗан Тиливалдиниң атқуруватқан ишлириниң бебаһа екәнлигини тәкитлиди. Уйғур маарип саһасиға бүгүнки технологияләрдин пайдилинип, йеңилиқ киргүзүштә, йәни онлайн-системиси арқилиқ оқуғучиларниң билим дәриҗисини ениқлашта бәргән пайдилиқ мәслиһәтлирини атап өтти. Устаз ретидә бәргән вә һелиму давамлишип келиватқан ярдими вә ғәмхорлуғи үчүн шагиртлиқ миннәтдарлиқлирини изһар қилип, жүрәк қетидин чиққан тиләклирини билдүрди. “Баһар қайтиду” намлиқ шеирийәт фестивалиниң ғалиби, И.Тайиров намидики мәктәпниң оқуғучиси Сумбат Сәйдуллаева алимға атап язған шеирини оқуп бәрди. 
Ахирида Алимҗан Тиливалди барлиқ меһманларға, җүмлидин ушбу чарә-тәдбирниң уюштурғучилириға чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди. Муәллимләрниң мәшәқәтлик, бирақ шәрәплик әмгигини атап, уларға бәрдашлиқ тилиди. Алимлар, муәллимләр, ата-анилар, җәмийәтлик ишларниң активистлири, җүмлидин ана тилимиз билән миллий маарип җанкөйәрлириниң алдидики мәхсәтлик ишларға тохтилип, келәчәк үчүн уларни рояпқа чиқиришта күч-җигәримизни айимай, бирлик вә өмлүктә ишләшкә чақирди.
Һә, «әр қәдрини әл билиду» дегән дана сөзләр бар хәлиқтә. Алимҗан Тиливалдиниң һөрмитигә уюштурулған ушбу чарә-тәдбиргә қатнашқан иштракчиларниң тәбрик, пикирлирини аңлиғандин кейин алимниң «жиңнә билән қудуқ қезиш» билән баравәр жиғип-тәргән әмгигиниң беһөддә әмәс екәнлигини чүшәндуқ. Шундақ екән, миллий тәрәққиятимизниң ғемини йәп келиватқан қериндашлиримизниң барлиғиға, җүмлидин алим Алимҗан акимизға сағлам саламәтлик, йәниму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашмиз. 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

897 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы