• Билип қоюң
  • 13 Мамыр, 2021

Нәқиш түрлири

Уйғур бенакарлиқ сәнъити таш дәвридин башлап шәкилләнгән. У дәсләп етиқат йүзисидин тағ чоққилириға рәмз қилинип, сизиқчә, ойма, әгмә шәкилләргә асасланған. Кейин асман җисимлири, нур мәнбәлири билән риваҗлинип, там сүрәтлири вә һәйкәлтарашлиққа улашқан. Тәрәққият җәриянида униң изналири мунар, гүмбәз, дәрвазиларда, ат-улақ вә турмуш буюмлирида, һәтта кийим-кечәкләрдә байқилишқа башлиған.
Уйғур бенакарлиқ сәнъити төвәндики алаһидиликләргә егә.
Рәңлик рәсимләр. Меһманхана ишиклиригә, тамларниң тәкчә, меһрап йенидики бош җайлириға, мечит-мәдрисиләрниң пешайван, айванлириға өзигә хас шәкил вә услубта һәрхил мәнзириләр, луңқа һәм гүлләр сизилиду.
Рәңлик нәқишләр. Сир билән сизилидиған рәңлик нәқишләргә гәж вә ойма нәқишләр асас қилиниду. Гәҗ ақ-силиқ келиду, кетиши тез, мәшғулати аддий болиду. Гәҗ ойма нәқишләр қедимида көпирәк шәһәр қурулушида ишлитилгән.
Хиштин чиқирилған нәқишләр. Хишларни тизип һәрхил геометриялик нәқиш һасил қилиш – уйғур бенакарлиғидики йәнә бир муһим алаһидилик болуп һесаплиниду. У адәттә ләмпә, пәләмпәйләргә үч бүҗәк, алтә бүҗәк вә часа шәкиллик хишлар тизилиш арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Мундақ усулни дәрвазиларни, мунар-гүмбәзләрни, там-супиларни безәштә пайдилиниду. Устилар гүл чиқирип қуюлған хишларни бир-биригә туташтуруп тизиш арқилиқму нәқишләрни чиқарған.
Каһиш. У мәхсус хумданда тәйярланған хиш болуп, рәңги өңмәйдиған хусусийәткә егә. Уйғур бенакарлиғида ишлитилидиған каһишлар асасән йешил вә зәңгәр рәңдә болиду. Шундақла бенәпшә, һал вә ақ рәңдики каһишларму моҗут. Каһишларниң бир алаһидилиги, улар қуяш нури чүшкәндә пақирап, бенаға бөләкчә бир гөзәллик һәдийә қилиду.
Уйғурлар әзәлдинла гүл-гияға, дәл-дәрәққә, мевә-көктатқа вә һәрхил зираәт-өсүмлүкләргә шәйда хәлиқ болғачқа, мошуниң һәммиси уларниң миллий нәқишлиридә өз ипадисини тапқан.

404 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы