• Кәсипдаш һәққидә сөз
  • 13 Мамыр, 2021

Арманлири рояпқа чиққан устаз

Ядимда, тоққуз-он яшлиримда яз пәсиллиридә, мениң кичиккинә йезам — Довун бөләкчила аватлишип кетәтти. Немишкә демәмсиз? Сәвәви, мошу кичик жутта өсүп, чоң шәһәрләрниң алий билим дәраһлирида тәһсил көрүватқан ака-һәдилирим язлиқ тәтилгә келәтти. Уларниң ичидә өзәмниң ялғуз һәдәмниңму Алмутидин тәтилгә келиши, мениң үчүн чоң бир бәхит еди. Улар, йәни биз үчүн интайин һөрмәтлик болған бу инсанлар жутимизға қәдәм тәшрип қилғинида, йезиниң сөлитила әмәс, һәтта һавасиғичә өзгирип кәткәндәк туюлатти. Биз улардин бир тәрәптин әймәнгән һалда, зоқлинип қарап, келәчәктә шулардәк адәм болушни арман қилаттуқ. Шу ака-һәдилирим оқушлирини тамамлап, жутиға билим билән «қураллинип» қайтқанда, бири икки болуп, Алла қошқан җүптилири билән йезамни техиму хошаллиққа бөләп, той үстигә тойлар қизип кетәтти.
Бүгүн мән пешқәдәм мәтбәәчи Зеривахун Молотовниң рәпиқиси, йәни довунлуқларниң инавәтлик келини, мениң кәсипдаш һәдәм Баһарәм Рәхмитуллаева һәққидә тохтилип өтмәксөз қозғимақчимән. Баһарәм һәдиниң йоруқ дунияға келиши Улуқ Вәтән уруш жиллириға тоғра кәлди. Униң кичигидинла муәллим болуш армининиң рояпқа чиқишиға, Челәк йезиси С.Киров намидики оттура мәктәп сәвәп болди. Шу чағларда оқутқан Зина Бакирова, Майимхан Һошурова, Гүлҗаһан Тохтиева, Яқупҗан Рахматуллин кәби устазлириниң әҗридин қәлби су ичип, пухта билим вә тәрбийә алди. «Мәктәптә оқуп жүргән чағлиримда география пәнидин дәрис беридиған устазим Майимхан Һошурованиң һәртәрәплимә қошумчә материаллар билән қизиқарлиқ өткән дәрислири мени өзигә мәһлия қиливалатти. Болупму, Хотән, Турпан, Қәшқәр вә башқиму шәһәрләр тоғрилиқ сөзлигәндә, мән хиялән йәр шарини айлинип, сәпәр чекәттим. У йәрләрниң алаһидиликлирини, климатини өзләштүрүп, мошу күнгичә ечилмиған сирлирини ачсам, дәп арзу қилаттим», дәп әсләйду пешқәдәм устаз өзиниң оқуғучилиқ дәвирлирини. Бирақ урушта нака болуп, дохтурларниң шипасини алған дадиси Абдуллам билән аниси Гүләмхан қизиниң дохтур болушини халиди. Мәктәпни әла баһалар билән тамамлиған шагиртини Алмутида учритип қалған устази Гүлҗаһан һәдә, униң һөҗҗәтлирини медицина училищесиға тапшурғанлиғидин вақип болғандин кейин, кайиған һалда, униң һөҗҗәтлирини қайтуруп алғузуп, қолидин йетиләп дегидәк, КазПИға елип кәлди. Баһарәм һәдә һөҗҗәтлирини өзи арман қилған география факультетиға тапшурмақчи болуп турғанда, бир топ уйғур қиз- жигитлириниң филология факультети уйғур тили һәм әдәбияти вә тарих бөлүминиң тәләпкарлири екәнлигини аңлапла, униңда шу қандашлири билән биллә оқуш истиги пәйда болди. Буниңға ата-анисиму қарши болмай, қоллап- қувәтлиди. Емтиһанлардин сүрүнмәй өтүп, студент аталған қиз, тиришип оқуш билән биллә институт ичидики җәмийәтлик ишларғиму паал қатнашти. Қолиға дипломини алғандин кейин, Челәк наһийәсиниң Қаратуруқ йезисидики мәктәп-интернатқа ишқа орунлашти. У йәрдә көплигән тәҗрибилик муәллимләр ишләтти. Шуларниң бири — һели мәрһум Һенипахун ака Баратов чоң тәрбийичи еди. У өзиниң иш-тәҗрибилирини яшларға үгитиштин һеч зерикмәтти. Баһарәм һәдиму муәллимликниң қир-сирини әйнә шу тәҗрибилик устазидин үгәнди.
Баһарәм Рәхмитуллаева аиләвий шараитиға бағлиқ, 1964-1965-жиллири Уйғур наһийәсиниң Чарин йезисидики оттура мәктәптә муәллимлик паалийитини давамлаштуриду. 
Бу мәктәптә атақлиқ шаир Һезим Искәндәров билән биллә ишләшкә муйәссәр болдум. Исми хәлқимизгә тонулған шаир билән кәсипдаш болушниң өзи чоң бәхит әмәсму!?», — дәйду гәпара устаз. — Һезим ака мәктәп мудири еди. Шаир акимиз дадамни тонаттекән. У Зерип иккимизни иллиқ қарши елип, мону гәпләрни ейтқини зади ядимдин чиқмайду: «Силәр, яш муәллимләр, алий билим алдиңлар. Күч-қувитиңлар йетәрлик. Мәктәпниң немә екәнлигини чүшиниш, чоңқур һис қилиш үчүн паалийитиңларни төвәндин башлиғиниңлар тоғра. Сәвәви, билим асаси — башланғучта», дәп мени башланғуч синип муәллими сүпитидә ишқа қобул қилди.
Баһарәм Рәхмитуллаева Чарин йезисида һәқиқий мәнада устазлиқ мәктивидин өтти. Бирақ, йәнә шу аиләвий шараитқа бағлиқ, 1967-жили август ейида Алмута шәһириниң Достлуқ мәһәллисигә көчүп келип, мәзкүр жуттики А.Розибақиев намидики уйғур оттура мәктивигә ишқа орунлашти. Мана шуниңдин кейин бир мәһәллә, бир мәктәптә 35 жил аңлиқ һаяти өтүпту. 
Яшлар — бизниң келәчигимиз. Уларни вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик роһида тәрбийиләш очиғи —  мәктәп. Муәллим һәртәрәплимә билимлик болуши керәк. Униң үчүн униңдин заман еқими билән тәң үзүп, көп издиниш, йеңилиқларни җарий қилиш тәләп қилиниду. Мениңчә, Баһарәм һәдә мошуларниң һәммисини өзиниң устазлиқ һаятида пайдилинип, дәрисләрниң техиму җанлиқ, сапалиқ болуши үчүн дәристин сирт һәртүрлүк мүмкинчиликләрни пайдилинип, атақлиқ язғучи-шаирлар билән учришишларни, кәчләрни уюштуратти. Болупму, көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаби, бүйүк композитор Қуддус Ғоҗамияров, медицина пәнлириниң доктори Санийәм Қарабаева кәби намайәндилиримиз билән өткән дидар ғенимәт дәмлири  шу дәвирниң оқуғучилириниң қәлбидә мәңгү қалғанлиғиға шәк-шүбһә йоқ. Баһарәм һәдә шундақла кәсипдиши Ризван һәдә Сабирова билән бирликтә оқуғучиларни сабиқ Кеңәш Иттипақиниң Москва, Ленинград қатарлиқ қәһриман шәһәрлирини, Оттура Азия җумһурийәтлирини вә Уйғур наһийәсиниң Бағкәтмән йезисидики гөзәллик һәм қәһриманлиқ символи — Назугумниң өңкүрини зиярәт қилдурған пәйтлирини алаһидә бир сеғиниш илкидә әсләйду. Әйнә шундақ җапалиқ һәм мевилик ишларниң нәтиҗисидә устаз ата-аниларниң, оқуғучиларниң, жутниң һөрмитигә сазавәр болди дәп ойлаймән. Устаз өзиниң оқутқан шагиртлири билән һәқлиқ йосунда пәхирлиниду. Бүгүнки күндә униң шагиртлири — һәр түрлүк мутәхәссис егилири.
Шуни мәмнунийәт билән тәкитләш лазимки, «Қазақстан маарип әлачиси», «Әмгәк ветерани», көплигән пәхрий ярлиқларниң саһиби Баһарәм Рәхмитуллаева йеңи әвлат дәрисликлириниң вуҗутқа келишигә салмақлиқ төһпә қошти. Ш.Кебиров А.Нәсәков, Р.Арзиев билән һәмкарлиқта йезилған «Уйғур тили» (8-синип), Ш.Баратов, Ә.Қайдаров билән бирликтә язған «Уйғур тили» ( 9-синип), «Изаһәтләр топлими» (11-синип), «Дидактикилиқ материаллар» (11-синип), «Көнүкмиләр топлими» (11-синип), «Уйғур тили бойичә методикилиқ қолланма» (8-синип), «Уйғур әдәбияти бойичә методикилиқ қолланма» ( 11-синип) охшаш дәрисликләр билән қолланмилар шуниң ярқин мисалидур. Униңдин ташқири башқа тилдики пәнләр дәрисликлирини уйғур тилиға тәрҗимә қилишқиму актив қатнашти. 
Бүгүнки күндә Баһарәм һәдә һөрмәтлик дәм елишта жүргән пешқәдәм устазларниң бешини қошуп, уларни айда бир учраштуруп, һалидин хәвәр алиду. Униңдин сирт, гезит-журналларға муштири болуш мәвсүми башланғанда, мәһәллидә қизғин иш елип бариду. Умумән мәһәллимиздики һечбир чарә-тәдбир пешқәдәм устазниң қатнишисиз өтмәйду, десәм ашуруп ейтқанлиқ болмайду. 
Баһарәм һәдә аилисидә бәхитлик ана, әзиз яр, көйүмчан мома. Өмүрлүк йолдиши Зеривахун ака Молотовму кәспи бойичә педагог. Муәллим, мәктәп мудири, йеза Кеңишиниң рәиси, һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә «Мектеп» нәшриятидики Уйғур редакциясиниң башлиғи болуп ишлиди. Оғуллири Адилҗан билән Рустәм һаятта өз орнини тепип, биркишилик хизмәтлири билән бәнт. Қизи Адаләт — чәт тилларни яхши өзләштүргән тәрҗиман. Баһар һәдиниң «географ болуп дунияни көрсәм», дегән балилиқ арминини пәрзәнтлири рояпқа чиқарди. У тарихий Вәтинимиздин ташқири Түркия, Бирләшкән Әрәп Әмирликлири, Мисир, Таиланд охшаш мәмликәтләрни зиярәт қилип, алаһидә тәсиратларға чөкүп кәлди. 
Баһарда дунияға кәлгән, гүлхумар Баһар һәдә, бүгүнки күндә өй ичидики һәм һойлисидики өзи пәрвиш қилған яңза-яңза гүллиригә көңли толған һалда, 80 жиллиқ өмүр таҗисини өзигә яраштуруп кийип олтириду. Баһарәм һәдә! Сизниң устазлиқ паалийитиңиз бошқа кәтмиди. Cиз сүпәтлик билим бәргән шагиртлириңиз сизниң алдиңизда һәрқачан баш егиду. Биз, сизниң кәсипдашлириңиз, шанлиқ тәвәллудиңиз билән қизғин тәбрикләп, һаятиңизниң хатирҗәмликтә өтүшини тиләймиз! 

 Рабиләм МӘХСҮТОВА, 
 пешқәдәм устаз.
Алмута шәһири. 

328 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы