• Иҗадий портрет
  • 28 Мамыр, 2021

Рәссам болуш – бәхит

Бәхтишат СОПИЕВ,
«Уйғур авази»

– Һәммә нәрсә кичигимдә акилиримниң бири маңа соға қилған рәңлик қериндашлар билән акварель бояқлиридин башланди, – дәйду Уйғур театриниң қойғучи-рәссами Гөзәл Мәмәдинова. – Балилиқта немә сизилиду? Әлвәттә, тәбиәт мәнзириси. Төрт пәсил... Мениң сәнъәттики дәсләпки қәдимим шуниңдин башланған. Бара-бара мени хәлқимизниң әҗайип таланти, наһайити бай мәдәнийити билән сәнъити, миллий әнъәнилири билән урпи-адәтлири илһамландурушқа башлиди. Кичигимдин мән мошундақ байлиғимиз билән пәхирлинип өстүм. Бу йәрдә ата-анам Аббасқари билән Гүлбикәниң ролиму чоң болди. Улар биз, алтә пәрзәндигә, чоңларни һөрмәтләшни, Вәтәнни сөйүшни, әтрапимиздики адәмләргә сәмимий мунасивәттә болушимизни үгәтти. Болупму бизниң аилидә сәнъәткә болған муһәббитимизниң орни бөләкчә еди.
Бала Гөзәлниң балилиғи адәттики уйғур қизлириға охшаш өчәк ойнаш билән өтти. У «театр» оюнини бәк яхши көрәтти. Хошниларниң қизлирини жиғивелип, уларға һәрхил кийимләрни кийдүрүп, концерт яки спектакльларни сәһниләштүрүшни яқтуратти. Шу пәйтләрдин у сәһниниң безилишигә, декорациягә алаһидә көңүл бөлидиған. Сәһнини «спектакльниң» мавзусиға қарап, һәрхил гүлләр, һайванатлар билән безәп, уни техиму «җанлиқ» қилишқа тиришатти. 
Бу балилиқ арман уни Алмутидики Гоголь намидики рәссамчилиқ училищесиға елип кәлди. 1980-жили уни тамамлап, Театр вә рәссамчилиқ институтидин «Сәһнә технологияси вә сәһниләштүрүш» мутәхәссислигини егиләп чиқиду.
– Институттин тамамлиғандин кейин Уйғур театриға  кәлдим. Хәлқимгә хизмәт көрситиш мениң балилиқ арминим еди. Бу йәрдә театрда ишләветип, Жүргенов намидики институтта вә Қурманғазы намидики консерваториядә сәһнә технологияси, грим, мойқәләм бойичә дәрис бәрдим. Студентлар билән ишләш мениң кәспий дәриҗәмни техиму ашурди. 1986-жилдин башлап, һаятим уйғур сәһнисидә өтүватиду. Устазим, театрниң илгәрки рәссами, СССРниң хизмәт көрсәткән әрбаби, мәрһум Пәйзирахман Ибрагимов һәққидә икки еғиз ейтип өтмисәм болмас. У жуқури мәдәнийәт егә, зиялий, кичик пейил инсан еди. Устазимдин көп нәрсиләрни үгәндим. Қириқ жилға йеқин вақит ичидә театрда йүзлигән спектакльларға декорация ясаптимән.
– Бәзиләр мениңдин “декорация дегән немә?” дәп сорайду...
–Тоғра. У немидин башлиниду? Мошу соалларға тәпсилий жавап беришкә тиришип көрәй.  Адәттә, режиссер сәһниләштүрүш үчүн қолға алған әсәрини өзи тонушуп болғандин кейин алди билән қойғучи- рәссамға муражиәт қилиду. Мән әсәр билән тонушуп, вақиә йүз бәргән дәвирни тәтқиқат қилимән. У қайси жиллар. Шу пәйттә адәмләр қандақ һаят кәчүргән, мошуларниң һәммисигә диққәт бөлүмән. Әгәр у тарихий әсәр болса, қандақ қуралларни пайдиланған. Униңға кийим-кечәк  эскизини сизимән. Мошуларниң һәммиси тәл-төкүз болғандила  биз, тамашибинларға һәқиқий мәнасида  роһий озуқ берәләймиз. Декорация у – әсәрниң сөлити. Бир туташ декорацияни ясап сәһнигә елип чиқиш үчүн сәһниниң арқисида мәхсус ишчилар әмгәк қилиду. Улар яғашчи, кәпшәлигүчи, тикинчи, бәзәлләндүргүчи рәссам, бутафор, реквизит, йоруқ бәргүчи, аваз бәргүчи, кийимләрни рәтлигүчи, пәдәзлигүчи, сәһнә ишчилири. Мана мошу хадимлар әмгәклириниң мевилик болуши үчүн уларға сәһниләштүрүш бөлүминиң башчиси рәһбәрлик қилиду. Спектакль сәһнигә чиққандин кейин, у театр йенидики бәдиий кеңәшкә өткүзүлиду. Кеңәштә һәр хил пикир-тәклипләр ейтилғандин кейин, у әсәр театрниң репертуариға киргүзилиду.  
Үчинчи қоңғурақ. Адәттә, қойғучи-рәссам Гөзәл Мәмәдинова тамашибин залида олтириду. Пәрдә ечилди. Спектакль башланди. Түгиди. Гүлдүрлигән алқишлар. Актерларниң һәммиси сәһнидә. Улар режиссерни, андин қойғучи-рәссамни сәһнигә тәклип қилиду. Әйнә шу чағдила тамашибин залида олтарған Гөзәл Аббасқизиниң «қолиға елип олтарған» жүриги орниға чүшкәндәк болиду вә өзини бәхитлик һис қилиду. Чүнки униң декорацияси асасида Уйғур сәһнисидә йәнә бир әсәр барлиққа кәлди.
– Мениң, коллективимға вә уйғур сәнъитигә болған муһәббитим чәксиз. Рәссам болуш  – у бир бәхит, – дәйду Гөзәл Аббасқизи сөһбитимизни йәкүнләп. 

478 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы