• Мәдәний мирас
  • 03 Маусым, 2021

«Дивану луғәтит түрк» вә түркий хәлиқләрниң еғиз әдәбият нәмунилири

Һәрбир хәлиқниң әсирләр бойи топлиған мәнивий байлиғи, биринчи новәттә, униң еғиз иҗадийити билән чәмбәрчас бағлиқтур. Еғиз әдәбиятниң барлиқ түрлиридә хәлиқниң һаяти, күндилик тирикчилиги вә күриши өзиниң ярқин ипадисини тапқан һәм бу хусусийәт әрәп, славян, ирантиллиқ һәм түркийтиллиқ хәлиқләрниң барлиғиға хас. Амма һәрбир хәлиқниң еғиз иҗадийитидә у һәрхил жанр һәм мавзуларда, һәрхил образ һәм мотивларда, һәрхил сюжет һәм композицияләрдә әкис етилгән. Хәлиқ еғиз әдәбияти инсанийәт тарихида йезиқ техи пәйда болмиған һәм етирап қилинмиған қедимий дәвирләрдә мәйданға кәлгән болуп, һәрхил тарихий шараитларда риваҗлинип, һәрбир дәвирниң сәясий, мәдәний, мәиший вә мәнивий саһалиридики өзгиришлирини өзигә сиңдүргән.
Хәлиқниң еғиз иҗадийити униң тарихи, миллий хусусийәтлири, урпи-адәтлири билән бирликтә тәрәққий етиду. Һәрқандақ хәлиқниң бешиға еғир синақлар чүшкәндә, мәсилән, дүшмән бесип кирип, әлни талан-таражға салғанда, хәлиққә азап елип кәлгәндә, өзара ихтилаплар нәтиҗисидә, падишалар аброй қазинип, бегуна хәлиқ икки от арисида қалғанда, тәбиий апәтләр йүз берип, макан-җайлар вәйран болғанда биринчи болуп мәйданға еғиз әдәбият әсәрлири кәлгән. Өз новитидә бу әсәрләр еғиздин-еғизға көчүп, кейинки әвлатлар уларни ядқа алған вә бара-бара техиму әвҗигә йәткүзүп, бейитқан. Улар пәқәт тарихий мәнбә сүпитидила әмәс, бәлки тәрбийәвий мәнбә сүпитидиму хизмәт қилған.
Еғиз иҗадийәттә хәлиқ аммисиниң өтмүши, униң арзу-арманлири, истәклири, яманлиққа болған нәприти, яхшилиққа болған тәлпүнүши әкис етилгән. Еғиз әдәбият нәмунилиридә һәрқандақ җәмийәтниң һәл қилғучи күчи болған әмгәкчи, җапакәш, тиришчан, үмүтвар вә қәһриман хәлиқниң обризи биринчи орунда туриду. Бу хәлиқниң алдинқи қатарида болса, униң ғуруриға айланған, еғир әһвалларда униңға яр-йөләк болған қорқумсиз палванлар, хәлиқпәрвәр вә меһнәтпәрвәр шәхсләр туриду. Славянларниң Святогори, Илья Муромеци, Алеша Поповичи, ирантиллиқ хәлиқләрниң Хосрови, Рустими, Сухраби, Сиявуши, түркий хәлиқләрниң Атилласи, Оғузхани, Афрасияби, Билгә қағани вә башқилар шулар җүмлисидин болуп, улар хәлқиниң муң-зари вә хошаллиғини өз бойида муҗәссәмләштүргән. Уларниң образлири хәлиқ еғиз иҗадийитиниң күчлүк тәсири астида язма әдәбияттиму өз әксини тапқандур. Хәлиқ ичидин һәм түрлүк тәбәқә қатламлиридин чиққан, шуниң билән бир қатарда пүткүл дуния мәдәнийитигә тонулған Гомер, Есхил, Еврипид, Фирдәвси, Рудаки, Сәәди, Һапиз, Маһмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һаҗип, Әхмәт Йәссави, Нәсирдин Рәбғузи, Әлишер Наваий охшаш грек, иран, түркий хәлиқләр әдиплири өз иҗадийитидә еғиз әдәбият үлгилирини кәң түрдә пайдиланған. Бу әнъәнә һәрхил тилдики, диндики, йөнилиштики әдипләргә хас болуп, улар Шәриқ вә Ғәрип мәдәнийәтлирини бағлаштурғучи амил хизмитини атқурған. Еғиз әдәбиятиниң тәсирисиз Фирдәвси — «Шаһнамәни», Маһмут Қәшқәрий —  «Дивану луғәтит түркни», Йүсүп Хас Һаҗип — «Қутадғу биликни», Рәбғузи —  «Қиссәс-ул-әнбияни», Низами вә Наваийлар «Хәмсәлирини» яриталматти яки мунчилик атаққа еришәлмәтти. Демәк, хәлиқ еғиз иҗадийити — язма әдәбиятниң түгимәс мәнбәси, аҗралмас қисмидур.
Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, еғиз әдәбияти миңлиған жиллар давамида риваҗлинип, мавзулири, сюжетлири, мотивлири, образлири җәһәттин дайим йеңилинип һәм толуқтурулуп турди. Униң бай нәмунилирини сақлашта, болупму хәлиқ алаһидә роль ойниди. Хәлиқ шуниң билән яшиди, мәғрурланди, бәхиткә үмүт артти. Бу улуқ әнъәнини әҗдатлиримиз җәң мәйданлирида дүшмән билән елишқандиму, тирикчилик қилғандиму, дәм алғандиму бир дәқиқиму ташлимиди, унтумиди. Кейинки әвлатлар шу бай мәнивий ғәзнидин пайдилинип, өзлириниң аң-сәвийәсини шәкилләндүрди һәм ойғатти, җәмийәтлирини қурди, әвлатлирини тәрбийилиди.
Мәлумки, Маһмут Қәшқәрийниң асасий җәһәттин хәлиқ еғиз иҗадийити нәмунилири муҗәссәмләнгән «Дивану луғәтит түрк» әсәри — Мәркизий Азиядә қелиплашқан сәясий вәзийәтниң әң мурәккәп дәвридә мәйданға кәлгән ядикарлиқтур. Әдип Қараханийларниң шу дәвирдики вәзийитини чүшәнгән һалда достлуқ, иттипақлиқ, меһриванлиқ, адаләтлик, инсанпәрвәрлик мотивлирини бойиға сиңдүргән, йүзлигән, миңлиған жиллар мабайнида тоқулуп кәлгән һаят вә күрәш сюжетлирини, әҗдатлиримиз еғизида дастанға вә ғурурға айланған мәшһур әпсанивий һәм һәққаний қәһриманлар образлирини өз ичигә алған мақал-тәмсилләрни, қошақларни, шеирий парчиларни мәзкүр топлимиға киргүзди. Хәлиқ еғиз иҗадийитиниң бу нәмунилиридә Мәркизий Азия, Поволжье, Орал әтрапида яшиған түркий қәбилиләр вә хәлиқләрниң тили, тарихи, урпи-адәтлири, тирикчилиги, макан-җайлири һәққидә бай мәлумат берилгән. «Дивандики» фольклор нәмунилири шу хәлиқләрниң язма әдәбиятиниң мәйданға келишидә йетәкчи роль ойниди. Униң йәнә бир муһим тәрипи шуниңдики, Маһмут Қәшқәрий түркий хәлиқләрниң мәнивий байлиғини көрситиш арқилиқ алдиға түркий тилниң байлиғини, хилму-хиллиғи вә әвришимлигини намайиш қилиш вәзиписини қойған. Шуниң үчүнму әдип бу китапни «түрк тилиниң әрәп тили билән бәйгигә чүшкән икки атқа охшаш тәң чепип кетиватқанлиғини ениқ көрситиш үчүн...» язғанлиғини алаһидә тәкитлигән.
Диванда орун алған үч йүзгә йеқин мақал-тәмсилдә түркий хәлиқләрниң әмгәккә, турмушқа, һаятқа, шундақла тәбиәт һадисилиригә, җәмийәт өзгиришлиригә болған көзқарашлириниң риваҗлиниш җәриянидики миллий аң-сезими, һис-туйғуси, ой-пикри ипадиләнгән. Һәрқандақ җәмийәттә учрайдиған иҗабий вә сәлбий әһваллар, җәмийәт қатламлири вәкиллириниң жүрүш-турушлирида, ой-пикирлиридә орун алған һәрхил көрүнүшләр вә инсаний хусусийәтләр мақал-тәмсилләрниң мәзмунини техиму бейитқан. «Дивандики» мақал-тәмсилләр мәзмуниға қарап, төвәндики түрләргә бөлүниду: қәһриманлиқ, тил, билим, бирлик, достлуқ, меһриванлиқ, яхшилиқ, инсаплиқ, паклиқ, садақәт, сәгәклик, меһмандостлуқ, әмгәк, һөрмәт, адаләтлик, әқил-парасәт, сәвир-тақәтлик һәққидә. Буниңдин ташқири, инсан характеридики махтанчақлиқ, алдирақсанлиқ, питнә-пасатлиқ, һелигәрлик, көрәлмәслик, дүшмәнлик, ачкөзлүк, қорқанчақлиқ, сатқунлуқ охшаш илләтләр һәққидики мақал-тәмсилләрму учрайду. Мәзкүр мәзмундики мақал-тәмсилләр бүгүнки күндә қазақ, татар, өзбәк, уйғур, қирғиз охшаш түркий хәлиқләрниң күндилик турмушида, уларниң язма әдәбиятида кәң түрдә қоллинилмақта. Мәсилән, әмгәкниң адәм балисиға бәхит-саадәт елип келидиғанлиғи, күн көрүшниң, өмүр сүрүшниң бирдин-бир қурали екәнлиги әзәлдин етирап қилинип кәлгән еди. Һәқиқәтәнму, «әмгәк — һаятниң баш амили» дегән чүшәнчә дунияниң барлиқ хәлиқлиридә моҗут. Әмгәк пәқәт мақал-тәмсилләрдила әмәс, бәлки еғиз әдәбиятниң барлиқ түрлиридә, һәтта дунияниң мәшһур әдиплириниң әсәрлиридиму дайим мәдһийилинип кәлгән.
Әмгәк «Диванда» орун алған қошақлардиму пат-патла тилға елиниду. Бу йәрдә у хәлиқниң, падишаларниң күндилик тирикчилиги, йәни овчилиқ, белиқчилиқ, чарвичилиқ паалийәтлири билән бағлаштурулиду. Мәлумки, Қараханийлар дөлити территориясидики қәбилиләр шу вақитларда олтирақлашқан һаят обризини елип барған болсиму, амма қедимидин ташлимай кәлгән овчилиқ, чарвичилиқ тирикчилигини давам қилған еди. Шуниң үчүн, «Диванда» овчилиқ һәққидә қошақларму учрайду. Қошақлар — еғиздин-еғизға көчүп кәлгән хәлиқ иҗадийитиниң бир шәклидур. Қазақ, қирғиз, татар, башқурт, қарақалпақ охшаш түркий хәлиқләрниң жырлирида, уйғурларниң тарихий қошақлирида уларниң турмуш-тирикчилиги, күриши, арзу-арманлири, һис-туйғулири тәсвирләнди.
«Дивану луғәтит түрктә» орун алған қошақлардики йәнә бир муһим мавзу – җәң көрүнүшлирини тәсвирләйдиған әдәбий парчилардур. Мәзкүр қошақларда түркий хәлиқләрниң болупму таңғутларға қарши елип барған урушлири, ислам динини қобул қилған уйғур, түркмән, басмил, татар вә башқиму қәбилиләрниң будда динидики уйғурлар, йәни Турпан Идиқути билән болған қанлиқ җәңлири, шундақла өзара һәрбий тоқунушлар вә башқилар һәққидә сюжетлар тәсвирләнгән.
Мәзкүр қошақларда алаһидә көзгә чүшидиған йәнә бир нәрсә – җәң мәйданидики маһарәт, уруш тактикиси, һәрбий әсирләргә болған мунасивәт, һәрбий қоманданлар вә улар арисидики әһваллар шу дәвирдә йүз бәргән урушлардин, тарихий фактлардин дерәк бериду. Бу сюжетларда җәңчиләрниң, әскәр башлиқлириниң қәһриманлиғи, қорқумсизлиғи, тапқурлуғи билән бирликтә улардики сатқунлуқ, роһсизлиқ, үмүтсизлик охшаш хусусийәтлири қатарму-қатар әкис етилгән.
Хәлиқ еғиз иҗадийити нәмунилиридә тәбиәт мәнзирилири, һадисилири вә жил пәсиллири тәсвирләнмәкчи болған вақиәләрниң маһийитини чоңқур ечиш, қәһриманларниң иш-һәрикәтлирини вә уларниң ой-пикирлирини ашкарилаш, шундақла әсәргә лирикилиқ нәпәс бериш үчүн пайдилинилған. Бәдиий тәсвирләшниң бу усулини қедимий вә оттура әсир, шундақла һазирқи дәвир әдиплириму дайим қоллинип кәлгән. Мәсилән, «Дивандики» яз билән қиш пәслиниң муназириси арқилиқ, биринчидин, икки пәсилниң өзигә хас алаһидиликлири тәсвирләнсә, иккинчидин, бу қошақларға лирикилиқ йөнилиш нуқтәий нәзәридин қарайдиған болсақ, шу арқилиқ қошақтики қәһриман обризини көримиз, униң кәйпиятини чүшинимиз.
«Диванда» берилгән қошақларда һәрбир пәсилниң өзигә хас хусусийәтлири әкис етилгән болуп, улардики тәсвирләш усуллири, поэтикилиқ васитиләр, стилистикилиқ алаһидиликләр қедимий түркий еғиз әдәбияти нәмунилириниң һәқиқәтәнму бай екәнлигини көрситиду. Болупму баһар пәслиниң лирикилиқ кәйпиятта тәсвирлиниши бу пәсилниң келиши билән пүткүл җаһанниң ойғинишини, қуш-җаниварларниң җанлинишини, етиз ишлириниң башлинишини намайиш қилиду. Мундақ қошақларниң тоқулуши баһарниң жирақ әҗдатлар тәрипидин һәқиқәтәнму алаһидә қәдирлинип кәлгәнлигидин дерәк бериду. Мәзкүр мәзмундики қошақ вә шеир нәмунилириниң бәдиий түзүлүши вә хусусийәтлиридин әдип яхши хәвәрдар болуш керәк, шуңлашқа у хәлиқ еғизидин әң яхши фольклор вә язма әдәбият үлгилирини йезивалған. Маһмут Қәшқәрий өз «Диванида» Қизил дәрияси һәққидики қошақтин үзүндә бәргән. Бу дәрия Қәшқәр шәһириниң җәнубида, йәни һазирқи Қәшқәрниң Кона шәһәр қисмида орунлашқан. Қизил дәрияси вә униң тәбиитиниң әкис етилиши Қәшқәрниң әзәлдинла өзиниң гөзәллиги билән сәяһәтчиләрниң қизиқишини пәйда қилғанлиғини билдүриду.
 «Дивану луғәтит түрктики» қошақларда муһәббәт мотивлириму алаһидә  орунни егиләйду. Муһәббәт — адәм балиси төрәлгәндин буян униң қәлбидә вә чүшәнчисидә қелиплашқан әң назук, қиммәт вә йеқимлиқ сезимдур. Униң отида пәйғәмбәрләрниңму, падишаларниңму, шаирларниңму, деханларниңму көйгәнлигини чөчәкләрдин, мақал-тәмсилләрдин, қошақлардин, дастанлардин билимиз. Муһәббәт түркий, иран, славян вә башқиму хәлиқләрниң еғиз иҗадийитидә әң кәң таралған вә риваҗланған мавзуларниң бири болуп, улар һәрхил мәзмун вә услубта тәсвирләнгән. «Диванда» орун алған қошақлардики муһәббәт мотивлири арқилиқ гөзәллик, вападарлиқ, сәмимийлик охшаш инсаний пәзиләтләрниң маһийити ечип берилгән. Муһәббәт қошақлири мәзмуниниң чоңқурлуғи һәм тәсирликлиги, лирик һиссиятқа толуп-ташқанлиғи, образлиқлиғи, тилиниң әвришимлиги вә гөзәллиги билән характерлиниду.
«Дивану луғәтит түрктә» Шәриқ вә Ғәрип еғиз әдәбиятида шәкилләнгән вә тәрәққий әткән әнъәнивий образларға алаһидә көңүл бөлүнгән. Болупму Афрасияб вә Искәндәр Зулқәрнәйн һәққидә мәлуматларниң берилиши бу икки тарихий шәхс образлириниң түркий хәлиқләр әдәбиятидиму кәң таралғанлиғини намайиш қилиду. Түркий хәлиқләр еғиз әдәбиятида асасий орунни егилигән Афрасияб, йәни Алп Әр Туңа обризи «Диванда» Қараханийлар хақанлириниң қедимий әҗдади һәм рәһбири сүпитидә тәсвирләнгән. Афрасияб ирантиллиқ хәлиқләрниңму еғиз вә язма әдәбиятида өзигә хас орун егилигән қәһриманларниң бири болуп, униң исми дәсләпки қетим қедимий иран әдәбиятиниң әң кона ядикарлиғи, муқәддәс мәтинләр топлими «Авестида» пәйда болған, кейинирәк болса, мәшһур иран шаири Әбулқасим Фирдәвсиниң улуқ «Шаһнамә» эпосидики асасий образларниң бири сүпитидә яритилған. Дастанда Алп Әр Туңа Туран дөлитиниң падишаси сүпитидә Иран падишалиғиға қарши қоюлған болуп, иранлиқлар уни «Афрасияб» дәп атиған.
«Дивану луғәтит түрктә» орун алған йәнә бир муһим образ – Искәндәр Зулқәрнәйн йәни Александр Македонский. Искәндәр — иран вә түркийтиллиқ хәлиқләрниң еғиз иҗадийитидә кәң таралған ривайәтләр, әпсанивий китаплар вә хәлиқ эпослиридики мәлуматлар асасида қелиплашқан тарихий шәхс обризи. Бу мәлуматларниң көпчилиги хиялий-фантастикилиқ мәзмунға егә. Улуқ грек қомандани Александр Македонский он жиллиқ һәрбий жүрүш давамида Азияниң бесим қисмини егиләвелип, һазирқи Европидики Дунай дәриясидин Һиндстандики Һинд дәриясиғичә болған тәрриториядә улуқ империя қурған. Атиси Филипп II македонлуқ болуп, Грекияниң падишаси еди. Кичигидинла мәшһур грек философи Аристотельниң тәрбийисини алған Александр 21 йешида атисидин айрилған. Дадисиниң өлүмидин кейин униң тәхтигә олтарған һәм 334-жили шәриққә қарап һәрбий жүрүш башлиған. Александрниң жүрүшлири нәтиҗисидә Шәриқ вә Ғәрип оттурисидики сода алақилири тез сүръәттә тәрәққий әткән, түрлүк хәлиқләр мәдәнийити, динлар идеологияси бир-бири билән арилишип кәткән.
«Диванда» Искәндәр асасән уйғурларға мунасивәтлик тарихларда әскә елиниду. Уларда Искәндәрниң уйғур йеригә йеқинлашқанда түрк қағаниниң униңға қарши төрт миң әскәр әвәткәнлиги, шундақла униң түрк қағани билән бирлишип, Сулма, Кужу, Җанбалиқ, Бәшбалиқ вә Йеңибалиқ қатарлиқ шәһәрләрни салғанлиғи һәққидә мәлуматлар берилгән. Мәзкүр мәлуматларни бериштә Маһмут Қәшқәрий уйғурлар арисида кәң таралған Искәндәр ривайәтлирини пайдиланған.
Хуласиләп ейтқанда, Маһмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әсәри — еғиз әдәбият нәмунилири муҗәссәмләнгән улуқ мирастур. Бу нәмуниләрниң өз маһийитини йоқатмай, кейинки әвлатларниңму дуния көзқаришиниң шәкиллинишини, миллий аң-сезиминиң ойғинишини тәминлиши сөзсиз. 

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ, 
Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити.

478 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы