• Хәлиқ вәкиллири — хәлиқ арисида
  • 14 Шілде, 2021

Депутатлар Яркәнткә кәлди

Мәлумки, бу күнләрдә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутатлири җай-җайларда болуп, сайлам алдидики программиларниң орунлиниши, тәвәләрниң иҗтимаий вә ихтисадий тәрәққияти тоғрисида турғунлар билән сөһбәтләшмәктә.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Җүмлидин Яркәнт тәвәсигә қәдәм тәшрип қилған Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутатлири Жанарбек Әшимжан вә Жанна Телпекбаева дәсләп чарвичилар, андин мәдәнийәт саһасиниң хадимлири билән учрашти. Уларға Панфилов наһийәсиниң һакими Талғат Әбеноғли һәмра болди. 
Иш сәпирини «Көктал-агро» ҖЧЙ товарлиқ-сүт фермисиниң паалийити билән тонушуштин башлиған депутатлар Көктал йезисидики Мәдәнийәт өйидә болди. Бу йәрдә улар Данеш Рақышев намидики Хәлиқ театри хадимлириниң пикир-тәклиплирини тиңшиди. Жанна Тилеубекқызы пат-йеқинда театр хадимлири айлиқ маашиниң өсидиғанлиғини йәткүзди. Учришиш давамида яркәнтликләр «Данеш Рақышевниң туғулғиниға 95 жил толушиниң өз дәриҗисидә атап өтүлсә», дегән тәклипни оттуриға қойди. Депутат уларни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билдүрди.
Андин хәлиқ вәкиллири «Қурғақ порт» вә «Феникс фид миллс» охшаш чоң лайиһиләр билән тонушуп қайтти. 
 
Панфилов наһийәси.
( Сүрити бар ! )
 

283 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы