• Достлуқ риштилири
  • 19 Тамыз, 2021

Уйғурлар вә 100 яшлиқ момай

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Талғирлиқ уйғурлар башқа милләт вәкиллири билән толиму инақ-иҗил. Улар дайим бир-биригә һәмра. Болупму, миллитимиз вәкиллириниң өзгиләргә болған һөрмити башқилар тәрипидин алаһидә тилға елиниду. Миллий әнъәнилиримизгә бәзидә һәйран қалидиғанларму йоқ әмәс. Һә, талғирлиқлар әйнә шу миллий алаһидиликлиримизни туғ қилип, көпчиликкә, болупму яш әвлатқа үлгә болуп келиватиду.
Мәсилән, йеқинда улар бу күнләрдә 100 яшлиқ тойини нишанлаватқан Мария Дмитриевна Сахарова исимлиқ рус момийини тәбрикләп барди. Гәпниң расти, Талғир шәһириниң уйғур җамаәтчилиги бу момайниң өйигә биринчи қетим келиватқини йоқ. Мария Дмитриевнаниң маңлай хошниси, җәмийәтлик ишларниң активисти Һәмра Өмәров момайниң турмушидин убдан хәвири болғачқа, (момай туғулушидин нака қизи билән яшайду — ред.) у яққа ярдәмлишиш тоғрилиқ пикрини җамаәтчиликкә ейтиду. Көпчилик, әлвәттә, буни дәрһал қоллап-қувәтләйду. Шу-шу болдидә, қериндашлиримиз Мария Дмитриевнани пат-пат йоқлап, мәйрәм күнлири соға-салимини йәткүзүп туридиған болди. 
Шундақ қилип, талғирлиқ уйғурлар мәйрәм күнлири рус момийини йоқлап турушни әнъәнигә айландурди. Ундақ пәйтләрдә Мария Дмитриевнаниң беши көккә йетиду. Хошаллиғини йошуралмай талай көз яш қилған пәйтләрму болди. Һәқиқәтәнму, бир әсир гувачисиға бир дәқиқә болсиму, адәмләр билән муңдишип, пуғанини қандуруштәк бәхиттин башқа немә керәк. Униң чирайидики мискинликниң бирдин йоқап, худди алтун тепивалғандәк, жуқури кәйпиятқа чөмгән момайниң бу һалитини көргән меһманлар өзлириниң бу ишидин бәһирлинип қалиду, халас.
Бу қетимму шундақ болди. Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахунов, шәһәрниң баш жигитбеши Ярмуһәмәт Қабулов, имам Һәмра Өмәров, Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Пидахмәт Йүсүпов, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Бүвихеличәм Оразахунова, Талғир шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Гөзәл Һасановадин тәркип тапқан топ момайни туғулған күни билән тәбрикләп, бешиға ромал салғинида, у яқниң хошаллиғида чәк болмиди. Меһманлар, әлвәттә, униңға иллиқ тиләклирини ейтип, атиған соғилирини тапшурди. Улар 100 яшниң үзини көргән  аниға түгимәс хошаллиқ кәйпиятини һәдийә қилғанлиғидин мәғрурлинип кәтти. Һә, мундақ ишларниң йүз бериши, бүгүнкидәк еғир вәзийәт һөкүм сүрүватқан бир пәйттә, кимдила болмисун иллиқ һиссиятларни қозғайдиғанлиғи ениқ. Демәк, ишәшлик ейтишқа болидуки, бу күни талғирлиқ уйғурлар әҗдатлиримиздин келиватқан миллий әнъәнилиримиз асасида өзлириниң сахавәтлик ишлири билән хәлқимизниң абройини  йәнә бир қетим егиз көтиривәтти.
Уйғур җамаәтчилиги билән узақ муңдашқан Мария Дмитриевна қериндашлиримиздин чәксиз миннәтдар екәнлигини йәткүзгәч, «Һәрқайсиңлар мениң йешимға йетиңлар. Бала-чақилириңлар билән бәхтияр яшаңлар» дәп анилиқ дуасини бәрди. 

201 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы