• Иҗтимаий мәсилә
  • 26 Тамыз, 2021

Ярдәм пули қандақ бәлгүлиниду?

Қазақстанда анилар билән балилар дөләт тәрипидин қандақ ярдәмгә үмүт қилиши мүмкин? Ениқлап көрәйли. 
Анилиқ, атилиқ вә балилиқни һимайә қилиш мәсилилири «Нека (әр-аяллиқ) тоғрилиқ» Кодекста, «Қазақстан Җумһурийитидики бала һоқуқи тоғрилиқ», «Балилиқ аилиләргә дөләт ярдәм пули тоғрилиқ» қанунларда вә башқа нормативлиқ-һоқуқ һөҗҗәтлиридә йезилған.
Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги мутәхәссислириниң тәкитлишичә, мәмликәттә балилиқ аилиләрни иҗтимаий қоллап-қувәтләшниң пүтүнсүрүк системиси күчкә егә, у һамилдарлиқ вә туғут бойичә иҗтимаий төләмни, бала туғулғанда төлинидиған ярдәм пулини, көпбалилиқ аилиләргә, «Алтын алқа», «Күміс алқа» бәлгүлири билән мукапатланған көпбалилиқ аниларға төлинидиған ярдәм пулини, нака балини беқип-күтүш билән бәнт болуватқан ата-аниға, шундақла балилиқ вақтидин тартип биринчи топтики накани беқип-күтүш билән бәнт болуватқан ата-аниға төлинидиған ярдәм пулини өз ичигә алиду, улар аилә киримини һесапқа алмастин төлиниду.
Қазақстанда декрет отпускисиниң үч түри – һамилдарлиқ вә туғут бойичә отпуск; йеңи туғулған балини (балиларни) беқивалған хадимларға берилидиған отпуск; бала үч яшқа киргичә иш һәққини сақлимай берилидиған отпуск көздә тутулған. 
Һамилдарлиқ вә туғут бойичә отпускиниң давамлиғи 126 (туғутқичә 70 календарлиқ күн вә туғуттин кейин 56 календарлиқ күн) күнни тәшкил қилиду. Туғут еғир болса яки икки йә униңдин ошуқ бала туғулса, туғуттин кейин 70 күн отпуск берилиду.
Мәмликәттә шундақла иҗтимаий төләмләрниң бирнәччә түри күчкә егә.
1. Һамилдарлиққа вә туғутқа, бала (балилар) беқивелишқа бағлиқ киримдин айрилған әһвалда берилидиған иҗтимаий төләм

Мундақ төләм бир вақитлиқ вә у пәқәт ишләватқан аялларға төлиниду. Немишкә ундақ? Ишләватқан барлиқ гражданлар мәҗбурий иҗтимаий ғәмсизләндүрүш системисиниң қатнашқучиси болуп һесаплиниду, улар үчүн иш бәргүчи һәр айда Дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фондиға ахча бөлиду. Иҗтимаий ғәмсизләндүрүш системиси әмгәккә ярамлиғидин айрилиш, баққучисидин айрилиш, ишидин айрилиш, һамилдарлиқ вә туғут, бала беқивелиш, шундақла бала бир яшқа киргичә уни беқип-күтүшкә бағлиқ киримидин айрилиш охшаш бирнәччә иҗтимаий еһтималлиқларни өз ичигә алиду. 
Һамилдарлиққа бағлиқ киримидин айрилған әһвалда берилидиған бир вақитлиқ төләм миқдари кейинки 12 ай ичидики иҗтимаий аҗритилған мәбләғ бойичә һесаплиниду. У мундақ һесаплиниду: кейинки жилдики оттура айлиқ кирим 10 пайиз мөлчәридики пенсия бәдилини чиқириветип, әмгәккә ярамсиз күнләр коэффициентиға көпәйтилиду. 
Шуни билиш муһимки, бир вақитлиқ иҗтимаий төләм мөлчәри чәклик. Айлиқ киримниң йәттә әң аз иш һәққи (ӘАИҺ) мөлчәридә һесапланған чәк бар вә аял кишиниң иш һәққи мошу чәктин ешип кәтсә, у чағда төләм мөлчәри бәрибир мошу чәккә асаслинип һесаплиниду. ӘАИҺ мөлчәри – 42 500 тәңгә. Демәк, әгәр иш һәққи 297 500 тәңгидин (7 ӘАИҺ) ешип кәтсә, ярдәм пули нәқ 297 500 тәңгә бойичә һесаплиниду. мундақ төләмниң әң көп миқдари 1 124 550 тәңгә.
Немә үчүн мундақ чәк күчкә егә? Сәвәви мундақ чәк айлиқ иҗтимаий аҗритилидиған мәбләғ үчүн бәлгүләнгән, йәни 7 ӘАИҺтин ешип кетидиған миқдардин иҗтимаий мәбләғ аҗритилмайду.
Буниңда әгәр бу айрим әмгәк шәртнамисида көздә тутулған болса, иш бәргүчи пәриқниң орнини төләп бериши мүмкин.
Төләм бәлгүләш үчүн һөҗҗәтләрни электронлуқ һөкүмәт портали арқилиқ онлайн беришкә болиду.
 Көрситилидиған һөҗҗәтләр: һамилдарлиқ вә туғутқа бағлиқ киримдин айрилиши бойичә әризә. Шәхсни гуваландуридиған һөҗҗәт. Һамилдарлиққа вә туғутқа, йеңи туғулған бала (балилар) беқивелишиға бағлиқ берилгән вақитлиқ әмгәккә ярамсизлиғи тоғрилиқ қәғәз. Банкларда вә (яки) банк операциялириниң айрим түрлирини әмәлгә ашуридиған башқа тәшкилатларда ечилған банк һесап-чотиниң номери тоғрилиқ һөҗҗәт. Һесап-чотни Қазақстан Җумһурийитидики һәрқандақ иккинчи дәриҗилик банкта ечишқа болиду.
Мустәқил иши бәнт болуватқан гражданлар уларға қошумчә төвәндики бир түркүм һөҗҗәтләрни көрситиду:
Дөләт кирими органлирида хусусий тиҗарәтчи сүпитидә дөләт тәрипидин тиркәлгәнлиги тоғрилиқ мәлуматлар (дөләт әхбарат системилиридин елинидиған мәлуматлар). Селиқ төлигүчиниң шәхсий һесап-чотидин көчәрмә.
 2. Бала бир яшқа киргичә беқип-күтүш бойичә берилидиған иҗтимаий ярдәм пули/иҗтимаий төләм 
 
Ярдәмниң бу түри һәммисигә берилиду, бирақ униң мөлчәри мундақ төләмни алғучиниң ишлигәнлиги яки ишлимигәнлигигә бағлиқ болиду.
Мәсилән, ишләватқан аяллар вә әр кишиләр үчүн ярдәм пулиниң мөлчәри бәлгүләнгән вә һәр айда биринчи балиға – 5,76 АҺКни (16 802 тәңгә); иккинчи балиға – 6,8 АҺКни (19 865 тәңгә); үчинчи балиға – 7,85 АҺКни (22 899 тәңгә); төрт вә униңдин көп балиға 8,90 АҺКни (25 962 тәңгә) тәшкил қилиду. 2021-жилда Айлиқ һесап көрсәткүчи (АҺК) – 2 917 тәңгә. 
Ишләватқанлар үчүн бу төләмниң мөлчәри кирим миқдариға бағлиқ өзгирип туриду. Бирақ буниңдиму чәк моҗут: бала бир яшқа киргичә беқип-күтүш бойичә берилидиған айлиқ иҗтимаий төләм 2021-жилда 119 000 тәңгидин ошуқ болмаслиғи керәк. Бу йәттә ӘАИҺниң 40 пайизи. Буниңда төләм мөлчәри ишлимәйдиғанларға берилидиған ярдәм пулидин төвән болмаслиғи лазим. 
Бала бир яшқа киргичә беқип-күтүш бойичә берилидиған иҗтимаий төләмни бәлгүләш үчүн зөрүр һөҗҗәтләр:
Әризә. Шәхсни гуваландуридиған һөҗҗәт. Балиниң (балиларниң) туғулғанлиғи тоғрилиқ гуванамә яки туғулғанлиғи тоғрилиқ рәсмий һөҗҗәтниң көчәрмиси. Банкларда яки банк операциялирини әмәлгә ашуридиған башқа тәшкилатларда ечилған банк һесап-чотиниң номери тоғрилиқ һөҗҗәт һесап-чотни Қазақстан Җумһурийитидики һәрқандақ иккинчи дәриҗилик банкта яки «Қазпочта» акционерлиқ җәмийити охшаш банк операциялирини әмәлгә ашуридиған башқа тәшкилатларда ечишқа болиду.
3. Бала туғулғанда берилидиған бир вақитлиқ ярдәм пули 
 
Ярдәм пули дөләт бюджетидин аялларниң бала туғулғичә ишләп-ишлимигәнлигидин қәтъий нәзәр һәммисигә төлиниду. Бу ярдәм пулиниң мөлчәри бәлгүләнгән вә биринчи, иккинчи һәм үчинчи балиға 38 АҺКни (110 846 тәңгә), төртинчи вә униңдин көп балиға 63 АҺКни (183 771 тәңгә) тәшкил қилиду.
Мундақ ярдәм пулини елиш үчүн көрситилидиған һөҗҗәтләр: 
Әризә бәргүчиниң шәхсини гуваландуридиған һөҗҗәт. Қандас мәртивисигә егә шәхсләр бала туғулуши вә уни беқип-күтүш бойичә ярдәм пулини бәлгүләш үчүн мураҗиәт қилған әһвалда, мувапиқлаштуруш үчүн қандас гуванамиси көрситилиду. Бала туғулғанлиғи тоғрилиқ гуванамә (туғулғанлиғи тоғрилиқ рәсмий һөҗҗәт көчәрмиси яки гражданлиқ һаләтни тиркәш органлири бәргән гражданлиқ һаләтниң тиркәлгәнлиги тоғрилиқ ениқлима). Әризә бәргүчиниң мәлуматлири балиниң туғулғанлиғи тоғрилиқ гуванамә мәлуматлириға охшимай қалған әһвалда, нека түзүлгәнлиги (бекар қилинғанлиғи) тоғрилиқ гуванамә. Балиға ғәмхорлуқ (васийлиқ) бәлгүләнгән яки беқивалған әһвалда балиға ғәмхорлуқниң (васийлиқниң) бәлгүләнгәнлигини тәстиқләйдиған һөҗҗәт яки туғулғанлиғи тоғрилиқ рәсмий һөҗҗәттин беқивелинғанлиғи тоғрилиқ мәлуматлар.

4. Көпбалилиқ аилиләргә ярдәм

Қазақстанда төрт вә униңдин көп балағәткә йәтмигән балилири яки күндүзи оқуватқан 24 яшқичә болған балилири бар аилиләр көпбалилиқ һесаплиниду. Кирим мөлчәри буниң үчүн бәлгүләнгән ярдәм пулини елишқа тәсир қилмайду.
Буниңда төләмләр бала саниға қарап бәлгүлиниду: төрт балиға – 16, 03 АҺК (46 760 тәңгә), бәш балиға – 20,04 АҺК (58 457 тәңгә), алтә балиға –24,05 АҺК (70 154 тәңгә), йәттә балиға – 28,06 АҺК (81 852 тәңгә), сәккиз вә униңдин көп балиға – 28,06 АҺК (81 852 тәңгә) вә йәттинчи балидин кейин туғулған һәр балиға қошумчә 4 АҺК (11 668 тәңгә) төлиниду.
Шундақла көпбалилиқ аниларниң аброй-инавитини ашуруш үчүн дөләт ярдәм пули бәлгүлиниду, у «Алтын алқа» (йәттә вә униңдин көп бала туққанлар) вә «Күміс алқа» (алтә вә униңдин көп бала туққан) бәлгүлири билән мукапатланған көпбалилиқ аниларға, уларниң киримидин қәтъий нәзәр, төлиниду. Ярдәм пулиниң мөлчәри – 6,4 АҺК (18 669 тәңгә).

 5. Накалиғи бар балиларни тәрбийиләватқан аилиләргә ярдәм
Мундақ аилиләр үчүн накалиғи бойичә айлиқ дөләт ярдәм пулидин (бәлгүләнгән накалиқ топиға қарап) сирт, накалиғи бар балини беқиватқан ата-аниға, ғәмхорчиға вә беқивалғанларға бала балағәткә йәткичә дөләт ярдәм пули төлиниду. Мундақ ярдәм пулиниң мөлчәри яшаш минимуминиң 1,4 қисмини (48 023 тәңгә) тәшкил қилиду. 2021-жилда Қазақстанда яшаш минимуми – 34 032 тәңгә. Мундақ ярдәм пули бала вақтидин тартип биринчи топтики накани беқип-күтүватқан шәхсләргиму, нака адәмниң йешидин қәтъий нәзәр, төлиниду. 
Униңдин ташқири йәрлик вакаләтлик органларниң қарари билән өйдә билим еливатқан нака балиларниң ата-анисиға вә башқа қануний вәкиллиригә билим елишқа кәткән хираҗәт төлиниду.
Ярдәм пулини бәлгүләш үчүн әризә бәргүчи Аһалиға хизмәт қилиш мәркизигә (ЦОН) яки электронлуқ һөкүмәт сайтиға мураҗиәт қилиду. Балиға накалиқ дәсләпки қетим бәлгүләнгәндә яки бала вақтидин тартип биринчи топ накалиғи биринчи қетим бәлгүләнгәндә нака балини тәрбийиләватқан шәхс ярдәм пулини бәлгүләш үчүн турушлуқ җайи бойичә медицина-иҗтимаий экспертиза бөлүнмисигә әризә билән мураҗиәт қилиши керәк. 


 

204 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы