• Билип қоюң
  • 30 Қыркүйек, 2021

Йезилмиған қаидә-йосунлиримизниң әһмийити

Йезилмиған қаидә-йосунлар – әвлаттин-әвлатқа зәнҗирсиман һалда йетип кәлгән әдәп-әхлақ вә қаидә-принциплар болуп, кишиләр оқумастин вә үгәнмәстинму тәбиий һалда өзлиридә йетилдүрүп кәлгән есил қиммәтләрдур. Әҗдатлар буларниң һәммисини «бу яхши», «бу яман» дегән икки җүмлә сөзгә наһайити һекмәтлик һалда сиғдурған вә тәрбийини өзлириниң әмәлийити билән елип барған. Мәктәп көрмигән, оқуш вә йезишни билмәйдиған кишиләрму пәрзәнтлирини өзлиридики йезилмиған қаидә-йосунларниң сайисида, иманлиқ, әдәп-әхлақлиқ қилип йетиштүргән. Гәрчә, уларда заманимиздикидәк үгиниш, билиш йоллири вә шараит йетәрлик болсиму, улар билгәнлиригә вә аңлиғанлириға толуқ әмәл қилиишни билгән. 
Заманимиз учур дәври болғанлиқтин, билиш вә үгиниш йоллири көп, шараитлар толуқтур. Һазир билиш вә үгиниш қийинчилиғи йоқ десәкму болиду. Чүнки һәрқандақ адәм билмәкчи вә үгәнмәкчи болғанлирини бемалал үгинәләйду, издинип тапалайду. Амма өтмүштә мундақ пурсәт вә бу шараит йоқ еди.
Заманимиздики асаслиқ боһран  билмигәнликтин вә үгинәлмигәнликтин әмәс, бәлки әмәл қилмиғанлиқтин болуватиду. Чүнки кишиләр неминиң һәқ вә неминиң батил, немиң тоғра вә неминиң хаталиғини билмәйдиған дәриҗидә әмәс. Пәқәт билгәнлиригә әмәл қилмаслиқ боһрини ичидә қалмақта. Мундақ болушиниң сәвәплири көп болуши мүмкин. Шу сәвәпләрниң бири – аилиләрниң бурунқидәк чоң бир аилә һаятидин кичик-кичик аилиләр һаятиға өткәнлиги үчүн, балиларниң чоң ата (бова) вә чоң ана (мома) тәрбийисидин мәһрум һалда чоң болғанлиғи дейишкә болиду. Чүнки яш ата-аниларму чоңларниң йетәклишигә муһтаҗ болған йәрдә, уларниң өз пәрзәнтлиригә чоңларниң беридиғанлирини берәлмәйдиғанлиғи бир реаллиқтур. Чүнки инсан өзидә болмиғанни башқиларға берәлмәйду.
Заманимизда иҗтимаий учур васитилириниң тәрәққий қилиши, бәзи дөләтләрдики радио, телевизия тәшвиқатлири, интернет бәтлиридики мәлуматларниң көпийиши билән инсанлар  издигән нәрсилирини тезла тапалайдиған вә билмәкчи болғанлирини оңайла билидиған дәриҗигә йәтти. Гөзәл әхлақ һәммила йәрдә ейтилип туриду, исламий дәвәтләр яңрап туриду. Амма инсанлардики әхлақ чекиниши, билгәнгә әмәл қилмаслиқ боһрини күнсайин ешип бармақта. Келиватқан һәрбир күн алдинқи күндин начар болуп маңмақта. Чүнки заманимизда тәлим-тәрбийә нәзәрийәгила мәркәзлишип қалған болуп, әмәлий мәшиқтин, әмәлиятчанлиқтин жирақлишип қалған.
Билгәнгә әмәл қилиш, өзи тоғра көрүп, қайил болған принципта чиң туруш – нәтиҗә қазинишниң вә ғәлибә қилишниң кепилидур. Инсанийәт үчүн әң мукәммәл үлгә – бизниң пәйғәмбиримиз һәзрити Муһәммәд әләйһиссалам екәнлигидә қилчә шәк йоқ. Муһәммәд әләйһиссалам билгинигә әмәл қилған, әқидисидә мустәһкәм турған, саһабилириғиму шундақ қилишни үгәткән зат еди. Аллаһ тааланиң униңға: «аиләңдикиләрни намазға буйриғин вә өзәңму уни ада қилишта чидамчан болғин» дәп әмир қилиш арқилиқ дин вә дуниялиқ барлиқ ишлар үммитигә үлгә болушни вә буйриғанлирини авал өзи қилишни үгәткән. Саһабиларму билгәнлиригә әмәл қилип маңған. Һәтта бәзи саһабилар: «биз он айәтни үгинип, униңға әмәл қилишни билип болғандин кейин, йәнә он айәт үгәндуқ» дегән. Динимизниң барлиқ тәлиматлири йезиқ биләнла әмәс, мошундақ үлгә болуш вә әмәлдә көрситиш арқилиқ давамлишип кәлгән.
Биз, уйғурлар, исламий тәлиматлар билән миллий әнъәниси бирлишип кәткән бир илғар милләт. Шуңа биздә миллий җәһәттин пәзиләт саналған ишлар динимиздиму пәзиләт санилиду. Миллий җәһәттә әйип саналған ишлар динимиздиму гуна санилиду. Буниң мисаллири интайин көптур. Әҗдатлиримиз нурғун гуна вә әйип ишларни «яман болиду» дегән бир сөз биләнла ипадиләп, әвлатлирини әмәлий җәһәттин тәрбийиләп чиқишта ғәлибә қилған. Бизниң йезилмиған қаидә-йосунлиримиз – бизниң диний вә миллий қиммәтлиримиздур. Бу қиммәтләрни бизгә ата қилған әҗдатлар уларни өз әмәлийити билән көрситип, миллитимизниң роһиға йәрләштүргән еди. Әпсуски, кейинки вақитларда мусулманлардики умумйүзлүк чөкүш вә арқиға чекиниш дәври башлиниши билән бизму чекиндуқ вә нурғунлиған қиммәтлиримиздин айрилип қалдуқ.

Муһәммәд ЙҮСҮП.
Сәүдийә Әрәпстани.
 

192 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы