• Мәрипәт беғиниң бағвәнлири
  • 27 Қазан, 2021

Муәллимгә һөрмәт — милләткә һөрмәт

Йәттисудики дәсләпки билим дәргаһлиридин һесапланған, тарихи Сопи Зәрват мәктивидин башланған Панфилов педагогика училищеси һазир Яркәнт алий гуманитарлиқ техникилиқ колледжи болуп өзгәрсиму, йәнила шу башланғуч синип муәллимлири билән уйғур, қазақ, рус, инглиз тили пәнлири муәллимлири, шуниңдәк заман тәливигә мувапиқ туризм саһаси, информатика пәни мутәхәссислирини тәйярлайду. Бүгүнки күнгичә миңлиған келәчәк устазлар йетилип чиққан оқуш орнида өз кәспиниң маһири, алимлар, пән намзатлири, магистрлар вә алий дәриҗилик устазлар оқутқучилиқ қилмақта. Йеқинда әйнә шундақ устазларниң устази, педагогика вә психология пәнлириниң оқутқучиси Реһимәм Надирқизи Исламованиң 60 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған иҗадий кәч болуп өтти. 

 Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң оқутқучиси, шаир Молутҗан Тохтахуновниң тәшәббуси билән уюштурулған кәчкә устазлар билән Реһимәм Надирқизиниң қолида тәлим алған колледждин һәрхил жилларда учум болған шагиртлири тәклип қилинди.
Бирдинла шуни тәкитләш керәкки, иҗадий кәч өзгичә бир услубта уюштурулған. Қелиплишип қалған кәч қәһриманиниң тәрҗимиһали тоғрисида доклад оқуш билән әмәс, бәлки устазиниң һаяти вә әмгәк паалийити тоғрисида 205-уйғур тили вә әдәбияти пәнлири һәм келәчәк башланғуч синип муәллимлири мутәхәссислиги бойичә билим еливатқан студентлар шеирий мисралар арқилиқ тонуштуруп чиқти. Шуниңдин кейин риясәтчиләр Муһәммәд Мәмиров билән Гүлзоһра Реһимҗанова устази Реһимәм Надирқизи билән соал-сорақ, сөһбәт, психологиялик оюнлар услубида давамлаштурди. Кәчтә колледж студентлири устазини тәбрикләп иҗра қилған нахша-уссуллири һәммини қайил қилди. Уларниң сәһнидә өзлирини, худди кәспий сәнъәткарлардәк һис қилишидин, устазлар тоғрисида оқуған монолог, даналарниң дана сөзлиридин келәчәк егилириниң һәртәрәплимә қабилийәтлик устазлардин болуп йетилип чиқишиға ишәнчимизни ашурди. 
 Реһимәм Надирқизини педагогикилиқ паалийити тоғрисида колледж мудири Баян Саурамбаева, кәсипдиши Рәнагүл Ваҗитова һәм Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәиси хизмитини атқуруватқан Азат Гайитов тохтилип, тәвәллуди билән тәбрикләп гүлдәстиләр тутти. Колледж мудири Баян Несипбекқизи меһманларни һәрхил милләт вәкиллири тәһсил көрүватқан колледж нәпәси билән  тонуштурди. Миллий мәктәпләрдә устазлиқ қилиш армини билән оқуватқан студент яшларниң достлуғи, бирлиги һәққидә ейтип өтти. Бүгүнки яшларниң қабилийити, интилиши вә қизиқиши билән уларға яритиливатқан шараитларға тәпсилий тохталди. 
— Реһимәм Надирқизи охшаш өз кәспиниң маһири, устазлар устазиниң коллективта тутқан орни алаһидә. Яшларниң ғәмхорчиси, студентларниң иккинчи аниси сүпитидә уларға билим вә тәрбийә бериштә психологиялик маһаритини намайиш қилип, һәрқайси билән алаһидә муамилә қилишни билидиған Реһимәм Надирқизи бизниң пәхримиз. Йеши атмишқа кәлсиму, биз устаздин мүмкинчилигиниң баричә йәниму шагирт тәрбийиләштәк шәрәплик ишқа сәрип қилишини сораймиз. Һә, бүгүнки чарини уюштуруватқан Молутҗан инимизниң тапқурлуғиға қайил болуватимиз. Бүгүнки студентлар оқуған шеир, монолог, ейтқан нахша, орунланған миллий уссуллардин бәһримән болдуқ. Устаз дегән бәзидә артист, шаир болуш арқилиқ балилар қәлбигә йол тапиду әмәсму?! Һә, ким болушимиздин қәтъий нәзәр, биз мошундақ есил инсанларниң қолидин билим-тәлим алимиз, — деди колледж мудири Баян Саурамбаева.
 Ахирида Молутҗан Тохтахунов бу хилдики әнъәнивий кәчләрниң давамлаштуруш устазларға болған һөрмәтниң нишани екәнлигини тәкитлиди. 
 Биз Реһимәм Надирқизи тоғрисида гәп қилимизкән, у өзи тәһсил көргән колледжни қизил дипломға тамамлап, Талдиқорған шәһиридики И.Жансүгиров намидики вә Алмутидики Қизлар педагогикилиқ университетлириниң педагогика вә психология пәнлири бөлүмлиридә оқуп, әмгәк паалийитини мошу қутлуқ дәргаһтин башлиди. Мана шуниңдин бери 37 жил давамида студентларға тәлим-тәрбийә беришта ялиққан әмәс. Әксичә: «Әгәрдә сиз муәллим болмиған болсиңиз, қайси кәсипни таллиған болар едиңиз?», дегән соалға у һеч иккиләнмәйла: «Йәнила шу муәллимлик кәспини егилигән болар едим. Чүнки бу – мениң анамниң мәслиһити. Анам мени мошундақ бүйүк кәсипни егилишимгә дәвәт қилип, зәмин яратқан екән, мәнму балилиримниң муәллим болушни халидим» дәп җавап бәрди. 

Панфилов наһийәси. 

241 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы