• Мәдәний мирас
  • 10 Қараша, 2021

Мәркизий Азия мәмликәтлиридә уйғур муқамлириниң тәтқиқ қилиниши

Уйғур музыка сәнъити, хусусән, униң классик түри болған “Он икки муқам” көпәсирлик тарихий тәрәққиятқа егә. Улар тоғрилиқ мәлуматларни биз қедимий мемарчилиқ ядикарлиқлиридики там рәсимлиридин, уйғурлар дияриға қәдәм тәшрип қилған көплигән дуния сайяһлириниң йезип қалдурған хатирилиридин, шундақла қедимий мәнбәләрдин тепишимиз мүмкин.
Муқамлар тарихи һәққидә сөз қозғисақ, у узақ өтмүшкә берип тирилиду. ХV әсирдә Яркәнт Сәидийә мәмликитидә Султан Абдурешитхан сарийида мәликә Аманнисахан вә мәшһур муқамчи-әлнәғмә Қидирхан Яркәндийниң уйғур муқамлирини жиғип, рәтлигәнлиги һәққидә мәлуматлар бизгә аян. ХIХ әсирдә яшап, иҗат қилған музыка билимдани, хотәнлик Молла Исмәтулла бинни мулла Немәтулла Мөҗиз өзиниң “Таварихи мусиқиюн” намлиқ рисалисидә мәшһур музыка устазлири, уларниң иҗади вә муқамлар тоғрисида көплигән қизиқарлиқ мәлуматларни қалдурған.
ХХ әсирниң иккинчи йеримидин башлап “Уйғур он икки муқамини” мунтәзим рәвиштә әмәлий вә илмий-нәзәрий үгиниш ишлири йолға қоюлди. Җүмлидин 1950-жиллири Үрүмчи шәһиридә уйғур муқамлириниң аҗралмас қисми болған “Қәшқәр муқамлири” мәшһур муқамчи Турдахун әлнәғмидин йезивелинди. Шуниң асасида Ваң Ту Шу муқамларни нотиға елиш ишлирини әмәлгә ашурди. Нәтиҗидә 1960-жили икки томлуқ Қәшқәр муқамлириниң нота китави нәширдин чиқти. Әйни вақитта Өзбәкстан вә Қазақстан мәмликәтлиридиму уйғур муқамлирини тәтқиқ қилиш ишлири қолға елинған. 
Көп җәһәттин умумий мәдәний мирасқа егә болған өзбәк вә уйғур хәлиқлириниң музыка сәнъитидиму көплигән умумийлиқларниң моҗутлуғини көрүшкә болиду. Хәлиқлиримиз музыка мирасиниң бир авазлиқ (монодик) тәриздә вуҗутқа келип, узақ өтмүштин, та һазирқи күнгичә устаздин шагиртқа ағзәки йол билән өтүп келиши, түрлүк жанр вә чалғулардики охшашлиқлар шулар җүмлисидиндур. 
Мәлумки, уйғур вә өзбәк хәлиқлириниң классик музыка мирасида муқамлар асасий орунни егиләйду. Бу жанрлар узақ өтмүштин буян бир-бири билан зич мунасивәттә болған һалда ронақ тапти. Шуниң үчүнму ушбу классик нәмуниларниң күй-аһаң, ритм-усул вә шәкил-қурулушидиму көплигән умумийлиқларни көрүшимиз мүмкин. 
Уйғур хәлқи өзиниң тарихий тәрәққияти давамида миллий музыка мәдәнийитини риваҗландуруп кәлди. 1961-жили Ташкәнттики Ахунбабаев мәдәнийәт өйидә уйғур сазәндә вә ханәндилиридин ибарәт ансамбль қурулди. 1967-жили ушбу иҗадий коллективниң бирқатар әзалири җумһурийәт дөләт телерадиокомитети йенидики “Уйғур ансамблиға” тәклип қилинди. Мәзкүр ансамбльниң асасий вәзипилиридин бири – хәлиқ нахша-сазлирини тәрғип қилиштин ибарәт болған. Аридин көп вақит өтмәй, йәни өткән әсирниң 70-жиллириниң башлирида “Уйғур он икки муқамини” тикләштәк муһим иҗадий вәзипә илгири сүрүлди. Уни әмәлгә ашуруш үчүн Өзбәкстан, Қирғизстан һәм Қазақстанда яшап, иҗат қиливатқан муқам устазлири вә сазәндилири тәклип қилинди. Нәтиҗидә 1970-жили “Или муқамлириниң” пухта билимдан устазлиридин Мәттайир Һасанов, Нурмуһәмәт Насиров, Ғопур Қадирһаҗиев, Султанмурат Рәзәмов вә Қадир Рази Муһәмәтов “Уйғур ансамбли” тәркивидә паалийәт елип беришкә башлиди. Тәкитләш лазимки, ансамбль қисқа вақит ичидә “Или муқамлирини” толуқ түркүм һалда магнит лентилириға чүширишкә, кейинирәк грампластинкиларға қачилашқа муваппәқ болди. Буниң һәммиси бүгүнки күндә радиокомитет фоноғәзнисидин мунасип орун алған. 
Әйни вақитта мәзкүр ансамбль җумһурийәт миқиясида өткүзүлгән көплигән фестиваль-көрүкләргә паал иштрак қилип, өз маһаритини жуқури сәвийәдә намайиш қилалиди. Болупму, 1978, 1983-жиллири Сәмәрқәнт шәһиридә болуп өткән музыкишунасларниң хәлиқара симпозиумлирида иҗра қилинған уйғур муқамлири вә сәнәмлири сәнъәт мухлислири қәлбидә чоңқур тәсират қалдурди. Мошу йәрдә ансамбльниң бу хилдики утуқларни қолға кәлтүрүшидә Юнус Рәҗәбий, Пәхриддин Садиқов, Һәлимә Насирова қатарлиқ өзбәк сәнъәткарлириниң қиммәтлик мәслиһәтлири билән йол-йоруқлириниңму роль ойниғанлиғини тәкитләш орунлуқ. 
Өзбәкстан дөләт радиокомитети йенидики ансамбль билән бир вақитта Қазақстандики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң “Нава” ансамбли, Қирғизстан уйғурлириниң бәдиий һәвәскарлар өмәклири уйғур нахша-сазлири вә муқамлирини кәң иҗра қилип, қедимий уйғур сәнъитини тикләпла қоймай, бәлки уни башқа милләт вәкиллиригә тонуталиди. 
Өткән әсирниң 60 – 70-жиллири Өзбәкстанда “Уйғур он икки муқами” икки йөнилиштә риваҗлинишқа башлиди. Бир тәрәптин радиокомитет уни өз ғәмхорлуғиға алса, иккинчи тәрәптин Ташкәнт дөләт консерваториясидә униң илмий-нәзәрийәвий асаслирини үгиниш ишлири йолға қоюлди. Бу җәһәттин профессор Пәйзулла Карамәтовниң тәшәббуси билән 1972-жили мәзкүр билим дәргаһида Шәриқ хәлиқлириниң қедимий музыка мәдәнийитини вә әнъәнилирини йеңи тарихий шараитта үгинип, тәрғип қилиш мәхситидә ечилған “Шәриқ музыкиси” кафедриси йетәкчи роль ойниди. Пәйзулла Музәппәроғли мәзкүр кафедриға консерваторияниң композиторлуқ кафедрисида тәһсил көрүватқан II курс студенти Абдуләзиз Һашимовни тәклип қилди. Тарихий Вәтинимизниң Ғулҗа шәһиридә туғулуп өскән бу әҗайип талант егиси балилиқ чеғидинла мәшһур муқамчи вә сазәндиләрдин Или музыка сәнъитини пухта үгәнгән еди. Кейинирәк у мәшһур музыка билимданлиридин уйғур сәнъитиниң қир-сирлирини чоңқур үгинип, нотиға чүшәрди вә уларниң үстидин илмий-тәтқиқат ишлирини елип барди. 
Умумән, Өзбәкстанда муқамлиримизниң күй-пәрдә асаслири, шәклий түзүлмилири, ритм-шеир мунасивәтлири һәм иҗрачилиқ услублири һәртәрәплимә тәтқиқ қилинишқа башлиди. Тәтқиқат ишлири нәтиҗисидә «Уйғур он икки муқаминиң» үч жирик мәһәллий (локал) түриниң — Қәшқәр, Долан вә Қумул муқамлириниң моҗутлуғи ениқланди. Өз новитидә, уларму бирнәччә түргә бөлүниду. Йәни Қәшқәр муқам гуруһиға – Қәшқәр, Или, Хотән, Кучар, Турпан муқамлири, Долан муқам гуруһиға Ақсу-Долан вә Яркәнт-Долан муқамлири мәнсүп. Һә, Қумул муқамлириниң улардин пәриқләнгән һалда риваҗланғанлиғи мәлум болди. Муқамларниң мундақ гуруһлиниш асаслири уларниң өзара йеқин, умумий вә пәриқлиқ амиллири билән изаһлиниду. Бу амилларни муқамниң нами, шәкиллик түзүлүши вә күй-аһаңлири тәшкил қилиду. Мәсилән, Қәшқәр муқамлири – Муқамбеши, Чоң нәғмә, Дастан нәғмә, Мәшрәп нәғмилиридин, Или муқамлири – Муқамбеши, Дастан нәғмә, Мәшрәп нәғмилиридин, Хотән муқамлири – Муқамбеши, Чоң нәғмидин, Куча муқамлири – Муқамбеши, Чоң нәғмидин ибарәт. Турпан муқамлири атилиши җәһәттин Қәшқәр муқамлириға охшап келиду. Амма уларниң арисидики 2-муқам – «Дәрдағ», 6-муқам – «Саба» вә 11-муқам «Долан» нами билән атилиду. 
Кейинки дәвирләрдә пәқәт Мәркизий Азиядила әмәс, бәлки Европа мәмликәтлиридиму уйғур муқамлириға болған қизиқиш барғансири ашмақта. Бу хошал боларлиқ әһвал болсиму, у мәлум дәриҗидә йеңи муәммаларни кәлтүрүп чиқмақта. Мәсилән, муқам беши 1960-жили Беҗинда нәширдин чиққан «Он икки муқам» китавида «Муқамниң башлиниши» дейилгән болса, кейинки нәширләрдә «Муқәддимә» дәп аталған. Сәнъәтшунас алим Тамара Әлибақиеваниң қәлимигә мәнсүп «Рак» ва «Чәпбаят» муқамлири һәққидә китапта «Муқам башлиниши» дәп шәрһиләнгән. Әнди француз музыкаэтнологи Жан Дюринг Долан муқамлириға аит мақалилирида уни «Баш муқам» дәп алған. Ташкәнттә илмий паалийәт елип барған Абдуләзиз Һашимов болса, бу бөлүмни «Муқамбеши» дәп аташ һәм уни «Чоң нәғмә» тәркивидә әмәс, бәлки алаһидә бөлүм сүпитидә қобул қилиш тәкливини бәргән. Чүнки у башқа бөлүмләрдин күй түзүлүши, әркин риваҗлиниши вә өзигә хас орунлиниши билән пәриқлинип туриду. Униңдин кейин Қәшқәрдә Чоң нәғмә бөлүми, Илида болса, Дастан нәғмә бөлүмлири иҗра қилиниду.
Жуқурида қәйт қилинған мәсилә бойичә мәнму өз тәкливимни беришни тоғра көрүватимән. Мәсилән, муқамниң «Дастан» бөлүмини «Дастан нәғмә» дәп аташ мәхсәткә мувапиқ. Чүнки алаһидә мустәқил әдәбий жанрни билдүридиған «дастан» сөзи мәзмунида муқамларниң чалғу-әйтим қисми көздә тутулиду. Шуниңдәк, «Мәшрәп» намлиқ бөлүми «Мәшрәп нәғмә» дәп аталғини мәнтиқигә уйғун келиду. Мәлумки, бу нам мәшһур шаирниң тәхәллуси «Мәшрәп» болуши билән биллә уйғур хәлқиниң һаятида алаһидә орун алидиған мәдәний көңүлачар тәдбирниң наминиму билдүриду. Шуңлашқиму жуқурида тәкрарланған һаләтләр мәзмуни арилишип кәтмәслиги үчүн гәп болуватқан бөлүмни «Мәшрәп нәғмә» дәп ипадиләш әқилгә мувапиқтур.
Мәхсус нам вә аталғуларға аит ейтилған пикир-тәклипләр муқамшунас алим Абдуләзиз Һашимов тәрипидин көп жиллар давамида жүргүзүлгән илмий издинишләр нәтиҗисидә барлиққа кәлгән. Муһими, алим-тәтқиқатчилар тәрипидин тәвсийә қилинған аталғуларниң көпчилиги бүгүнки күндә илмий муамилидә пайдилинилип кәлмәктә. Шуниң билән биллә шу асаста уйғур муқамлириға мунасивәтлик чүшәнчә вә аталғуларни илмий җәһәттин тизимлаштуруш имканийити туғулиду дегән сөз. Мошу йәрдә Абдуләзиз Һашимовниң өткән әсирниң 80-жиллири «Уйғур он икки муқаминиң» аҗралмас қисми болған «Или муқамлирини» нотиға елип, нәшриятқа тапшурғанлиғини, лекин, әпсус, униң һазирға қәдәр биз билән үз көрүшмигәнлигини ейтип өткүм келиду.
Ахирқи жилларда муқамларға аит елип бериливатқан кәңдаирилик ишлар диққәткә сазавардур. Җүмлидин улар һәққидә мәхсус топламлар нәшир қилинди, фильмлар чүширилди, мунтәзим рәвиштә илмий муһакимиләр өткүзүлди. Бу җәһәттин пәқәт музыкишунасларла әмәс, бәлки әдәбиятшунас вә тилшунас алимларму тәтқиқат ишлири билән җиддий шуғуллиниватиду. Бу изгү паалийәтләрниң әҗдатлиримиздин мирас қалған бебаһа қәдрийитимиз – муқамларни келәчәк әвлатларға беҗирим йәткүзүшкә имканийәт яритидиғанлиғи шүбһисиз. 

 Әкрәм ҺАШИМОВ,
тәтқиқатчи.

281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы