• Барикалла!
  • 18 Қараша, 2021

Биринчи орунни егилиди

Мәлумки, бийил қазақ хәлқиниң улуқ мәрипәтчиси Ибрай Алтынсаринниң туғулғиниға 180 жил толуватиду. Шуниңға мунасивәтлик елимиздә һәрхил чарә-тәдбирләр, конкурслар өтүватиду. 

Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА, 
«Уйғур авази»

 Мана йеқинда «Жас дарын» қабилийәтлик балилар мәркизиниң уюштуруши билән мәктәп оқуғучилири арисида «Өнер, білім, бәрі де оқуменен табылады» намлиқ җумһурийәтлик конкурс өтти. Униңда оқуғучилар һәрхил пәнләр, тәсвирий сәнъәт, музыка бойичә өз һүнәрлирини намайиш қилди. Шу конкурста тәсирий сәнъәт номинацияси бойичә уйғур балиси Искәндәр Шәймарданов (сүрәттә) Гран-при мукапитини йеңивалди. У ясиған тәбиәт мәнзирилириниң көрүнүши жюриларниң жуқури баһасиға еришти.
 Искәндәр Шәймарданов һазир «Қутлуқ» балилар мәркизидә тәсвирий сәнъәт бойичә қошумчә билим еливатиду. 
 Искәндәр «Қутлуқ-арт» студиясигә кәлгинигә үч айдин ашти, — дәйду Искәндәрниң устази Гүлназ Турсун. — Илгири өзи алдиға сүрәтләрни салаттекән. Бу йәргә кәлгәндә таланти ечилишқа башлиди. У наһайити талантлиқ бала. Мән көрсәткән, ейтип бәргән тапшурмини дәрһал қобул қиливалиду. Һазир сизиватқан рәсимлири өзиниң йешиға нисбәтән жуқури десәм болиду. Он бәш яшлиқ балидәк тәпәккүр қилиду. Қоли әплик, рәссамларниң тили билән ейтқанда перфекционист. Сизиватқан рәсимдики бирәр сизиғи дурус чиқмиғичә он қетим, жигирмә қетим қайтилап сизиши мүмкин. Амма униң шәклини, рәңни дәл тапиду.

Искәндәрниң йәнә бир алаһидилиги, рәңни наһайити инчикә һис қилиду. Әгәр балиниң қабилийити болмиса, рәңни һис қилишни үгитиш қийин. Униң мүҗәзиму еғир-бесиқ, йешиға қаримай, өз алдиға ишләшни билиду. Бәзи балилар бар, мән йениға кәлсәм ишләйду, кетип қалсам ойнап олтириши мүмкин. Искәндәр ундақ әмәс. Қиливатқан ишиға чоң җавапкәрлик билән қарайду. Әлвәттә, талантлиқ балилар көп. Амма тиришчан, ишләшни яхши көридиған, җавапкәрликни һис қилидиғанлар аз учришиду. Бизгә кәлгәндә балилар бир саат олтирип рәсим сизишқа киришиду. Бу он яшлиқ балилар үчүн қийин һәм һәрқандақ балиниң қолидин кәлмәйду. Болмиса таланти бар, амма сәл һорун болуп қалиду, зерикип қалиду. Искәндәр бу турғудин қариғанда қалған балиларға охшимайду. Униң келәчәктә чоң утуқларға йетидиғиниға ишәнчим камил. Униң талантиму, тиришчанлиғиму бар, мүҗәзиму шуниңға мас келип туриду. Келәчәктә чоң рәссам болиду дәп үмүт қилимән. 

118 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы