• Учришиш
  • 14 Желтоқсан, 2021

«Елимниң мустәқиллиги — хәлқимниң әркинлиги»

Өткән һәптидә Алмута шәһиридики М.Һәмраев намидики 150- уйғур оттура мәктивидә 5-синип йетәкчиси Қәлбинур Амутованиң уюштуруши билән «Елимниң мустәқиллиги – хәлқимниң әркинлиги» мавзусида 1986-жилқи Желтоқсан вақиәсиниң қатнашқучиси Әбәйдуллам Розиев (сүрәттә оттурида) билән учришиш болуп өтти. Униңға мәктәп мәмурийити, муәллимләр билән оқуғучилар қатнашти.
— Декабрь вақиәси йүз бәргән жили мән Алмута шәһиридики Киров намидики машина ясаш заводида ишчи болуп ишләвататтим. Бу күн һечқачан ядимдин кәтмәйду. Биз адәттикидәк иштин чиқип, кәчтә дәм еливатқан едуқ, – дәп сөзини башлиди мәктивимизгә алаһидә тәклип қилинған һөрмәтлик меһминимиз Әбәйдуллам ака. – Ятақханиға кәлгән натонуш жигитләр бөлмә-бөлмиләргә кирип, барлиғимизниң төвәнки қәвәткә чүшүшимизни илтимас қилди. Бөлмиләрдики ишчилар толуқ дегидәк чиқтуқ. Чирайлири җиддий жигитләр жиғин өткүзди. Улар Қазақстанни узун жиллар давамида башқурған Динмухамед Қонаевниң Мәркизий Комитет тәрипидин бир күнниң ичидила хизмитидин елинип, униң орниға Россияниң Ульяновск вилайитидә биринчи катип болған Геннадий Колбинниң тайинланғанлиғи, буниңға яшларниң қаршилиқ билдүрүп, мәйданға чиққанлиғи вә уларниң бу һәрикити дөләт органлири хадимлири тәрипидин бастурулуватқанлиғи һәққидә ейтти. «Шуңлашқа бизму өз наразилиғимизни билдүрүп, течлиқ митингиға чиқайли», деди улар бизгә. Бизму Мәркизий Комитетниң бу қарариға қошулмайдиғанлиғимизни билдүрүп, әтиси чоқум мәйданға чиқидиғанлиғимизни ейттуқ. Әтиси, келишкинимиздәк, һечқайсимиз ишқа бармай, мәйданға қарап йол туттуқ. 17-декабрь күни саат ондин кейин яшлар мәйданға жиғилди. Яшлар вәтәнпәрвәрлик нахша вә шиарлирини ейтип, өз тәләплирини билдүрмәктә еди. Яшларниң бу һәрикити кәчки саат бәшләргичә давамлашти. Кәчтә болса, һәрбийләр билән курсантлар мәйданға чиқип, бизни уруп-соқушқа башлиди. Һәрбийләр намайишчиларни қоршавелип, мәйданниң мәркизигә һайдиди. Мән трибуниға йеқин йәрдә тураттим. Шу арилиқта мән милиция хадимлириниң қолиға чүшүп қалдим. Улар мени калтәклири билән уруп, қоллиримни қайрип, трибуниниң кәйнидә турған машиниға олтарғузди. Бир түркүм яшлар Калинин наһийәлик ички ишлар башқармисиға кәлтүрүлдуқ. Бу йәрдә бизни хелә қийин-қистаққа алди. Амма һеч нәтиҗә чиқмиди. Мән өз пикримдин қайтмидим. Һәрбийләр җавап алалмиғандин кейин 2-январь күни, йәни 15 күндин кейин, мени қамақтин бошитивәтти. Әркинликкә чиқип, топ-тоғра ятақханиға қарап йол туттум. Бирақ ятақханиниң ишик-деризилири сунуп, чеқилған болуп, ичидин бирму тирик җан тепилмиди. Мән шәһәрдики уруқ-туққанлиримниң өйигә бардим. «Болған иш болди, өтти, кәтти» дәп, һечбир әндишисиз ишләвататтим. Март ейиниң ахирқи күнлириниң биридә заводқа бир адәм келип: «Розиев Әбәйдуллам барму?» дәп сориди. «Бар» дәп чиқишимға алдиға селип, елип кәтти. Маңа кәлгәнләр дөләт бехәтәрлик комитетиниң адәмлири екән. Улар мени 16-17-декабрь күнлири мәйданға чиққан башқиму яшлар билән қошуп, түрмигә солиди. Башта Гурьев шәһиридә, андин Маңғишлақта түрмидә олтардим. Кейин Кемерово вилайитигә қариғай кесишкә әвәтти. 3,5 жил шу яқта болдум. Түрмидә олтарғинимда, мени баққан момам вә дадам қайтиш бопту. Апамму жиғлап, дуниядин өтүп кәтти. Шуңлашқиму бу күнләрни һәргиз унтумаймән. 
...Вақит өтүп, «Желтоқсан вақиәсигә» қатнашқан яшлар ақланди. Уларниң арисида мәнму болдум. Шуниңдин кейин мени завод рәһбәрлиги қайтидин ишқа чақиртти. Бирақ мән бармидим. Йезида қелип, қурулушта ишлидим, көпчиликкә охшаш тамака пәрвиш қилдим. Көктат, йәл-йемиш өстүрдүм. Өйлинип, өй-очақлиқ болдум. Пәрзәнт сөйүп, нәврә қучтум. 1998-жили дөләт тәрипидин Челәктин өй берилди. Һәр жили Мустәқиллик күни мәйрими һарписида мени йезидики вә Алмута шәһиридики мәктәпләрниң рәһбәрлири синип саатлириға чақирип туриду. Бүгүн көрнәклик алим Мурат Һәмраев намидики билим дәргаһиға учришишқа чақирғиниңларға түмән тазим.
Учришишта Желтоқсан көтирилишидә вақиәләрниң қайнимида болуп, наһәқтин әйиплинип, әркинлигидин айрилған, түрмиләрдә дәрт-әзийәтләрни чәккән шу бир еғир күнләрни тәвриниш илкидә есигә еливатқан Әбәйдуллам Розиевниң ләвзидин қизиқарлиқ хелә мәлуматларни елишқа буйриди. Меһманниң ейтқанлири муәллимләр билән оқуғучиларда алаһидә бир тәсират қалдуруп, ойларға салди. Чачлири күмүч рәңгә боялсиму, үзлиригә қоруқлар из селишқа башлиған болсиму, буниңдин аз кам 35 жил муқәддәм йүз бәргән вақиәләрни әсләп, гәп қозғиғанда, униң көзлиридә янған отлири шу нәвқиран яшлиғиниң роһини әслитәтти. 
Учришиш давамида шу қистаң заманда, җенини айимай, намайиш қайнимида болған, Желтоқсан вақиәсиниң қурванлири Қайрат Рысқулбеков, Ләззәт Асанова вә башқиму қәһриман яшлар һәққидиму сөз болуп, улар тоғрилиқ оқуғучиларға әтраплиқ мәлуматлар берилди.
 Учришиш ахирида мәктәп мудириниң вәзиписини атқурғучи Муһидин Имашев оқуғучиларниң мәзмунлуқ өткән бу учришиштин чоңқур тәсират, илһам алғанлиғини тәкитлигәч, Әбәйдуллам Розиевқа мустәһкәм саламәтлик, узақ өмүр тилиди. «Кейинки әвлатлар силәрниң илғар ой-пикриңларни һәргиз унтумайду! Қәһриманлиғиңлар һәммигә үлгә болғуси!» дәп, меһманға мәктәп мәмурийити намидин хатирә соға вә «Тәшәккүрнамә» тапшурди. 

Ялқун МӨМҮНОВ, 
 мудирниң тәрбийә ишлири 
бойичә орунбасари. 

Алмута шәһири.

282 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы