• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 02 Ақпан, 2022

Достлуқниң күйчиси

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази» 

Яркәнтлик Реһимҗан Тохтахуновни тонумайдиғанлар камдин-кам. Чоң-кичикниң һәммисила уни “Достлуқ күйчиси” дәп тәриплишиду. Ундақ болуши Реһимҗан Имироғли Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини жигирмә жилдин ошуқ вақит башқуруп, көпмилләтлик тәвә турғунлириниң достлуғи билән милләтләрара разимәнлигини сақлаш вә риваҗдандурушта аз тәр төкмиди. Җәмийәтлик ишларниң бешида болуш билән биллә у барлиқ аңлиқ һаятини педагогика саһасиға беғишлиди. Йәнә келип, балиларни саз сәнъитигә шәйда қилиштәк шәрәплик кәсип егиси болди. У әмгәк паалийитини Яркәнттики Чайковский намидики «Сәнъәт» мәктивидә (һазирқи «Реһимҗан» сәнъәт мәктиви) миллий саз әсваплар муәллими болуштин башлап, музыка пәниниң йетүк мутәхәссиси, маһир тәшкилатчиси сүпитидә сәнъәтни сөйгән мухлисларға кәспий билим беришкә қириқ жилдин ошуқ һаятини сәрип қилди.
 Мана шундақ тәшкилатчи һәм сәнъәткар Реһимҗан Тохтахуновниң иҗадий паалийитигә беғишланған кәч йеқинда шәһәрдики «Асыл ғасыр» ресторанида болуп өтти. Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, ҚХА әзаси, ҚХА «Бірлік» алтун медалиниң, шуниңдәк «Шапағат» медалиниң саһиби, тәҗрибилик педагогниң 75 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған чарә-тәдбир адәттикидәк доклад, кишини зериктүридиған мәдһийиләшләр билән әмәс, бәлки нарәсмий һалда башлинип, қизғин давамлашти.
Бу күни әттәйләп Алмутидин қәдәм тәшрип қилған Гүлҗаһан Муратова дәсләп униң билән бирликтә тәвәдики Уйғур этномәдәнийәт мәркизидә елип барған ишлирини әскә алди. Һазир Алмутида яшаватқан, ҖУЭМ йенидики «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан ана җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ш.Нурумовниң тәбригини йәткүзди. Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Азат Гайитов, орунбасари Маһинур Аюпова, жигитбашлири намидин Аблеким Қурбанов, Ғлаждин Бақиев, тәдбирчан ханим Тилабүви Мәңсүрова изгү тиләклирини изһар қилип, у башқурған жилларда елип берилған ишларни атап өтти. Әндиликтә һөрмәтлик дәм елишта жүрсиму, пәхрий рәис сүпитидә мәсләкдаш, ғәмхорчи болушини тиләп, тәвә жут-җамәтчилиги намидин чапан йепип, допа кийгүзди. ҖУЭМ тәсис қилған «Сахавәт» медалини тәнтәнилик рәвиштә тапшурди. Новәт шагиртлириға берилгәндә Яркәнт гуманитарлиқ- техникилиқ колледж оқутқучилири шаир Молутҗан Тохтахунов устазиға беғишлап иҗат қилған шеирини оқуп бәрсә, йәнә бир шагирти тонулған хореограф Саһинур Рәхмидинова «Саһинур» уссулчилар топи билән бирликтә миллий уссулларни иҗра қилип бәрди. 
 Әквәрҗан Исмайилҗановниң риясәтчилигидә өткән чарә-тәдбирдә Реһимҗан Имироғли билән бир сәптә ишләп, тәвәниң ихтисади билән иҗтимаий саһаси тәрәққиятиға үлүшини қошқан сәпдаш, дост-ярәнлири Һүсән Еләмов, Қурван Худайбәрдиев, Болат Хусаинов, Турсун Садиров жут мөтивәрлири Алимҗан Ташметов, Камиләм Ваҗитова вә башқилар униң көпқирлиқ паалийитигә жуқури баһасини бәрди. Нахша-сазларға улашқан кәчтә истедатлиқ сәнъәткар Имәрҗан Йүсүпов, Руслан Җамалдинов билән Алийәм Тайирова, Банум Рәхмидинова нахшилардин чачқа чачти. «Қәшқәр» уссулчилар ансамбли әзалири тәбригини шох уссуллири арқилиқ йәткүзди. Сөз алған Реһимҗан Тохтахунов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидә қандақла чарә-тәдбир уюштурулмисун, у көпмилләтлик тәвә турғунлири достлуғиниң арқисида әмәлгә ашқанлиғини тилға алди. Тәвә җамаәтчилиги билән ишларни уюштурушта елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Н.Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш мақалисидики «Туған жер», «Йүз исим» вә башқиму лайиһиләргә әмәлий җавап сүпитидә туғулуп өскән йериниң идир-қирини қәдирлигән, униң ихтисади, мәдәнийитини, иҗтимаий саһасини риваҗландурушқа биркишилик һәссисини қошқан жутдашларни мәдһийиләп, әвлаттин-әвлатқа қалдуруш һәрбир чарә-тәдбирниң мәхсити болғанлиғини тәкитлиди. Әнди уларниң исимлирини тәвәдә әбәдийләштүрүштиму тәшәббускар болғанлиғини йошурмиди. 
Сәнъәткар дегән сәнъәткардә, иҗадий кәчтин илһамлинип, бу күни у өзи иҗат қилған нахшиларни иҗра қилип, көпчиликкә арамбәхш дәмләрни беғишлиди.

 Панфилов наһийәси. 

(сүрити бар!) 

6442 рет

көрсетілді

248

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы