• Китап – билим булиғи
  • 31 Наурыз, 2022

Нийәт – иҗаткарларни қоллаш

Кейинки вақитларда «китап оқумайдиғанлар көпийип кәтти», дегәнгә охшаш сөзләрни пат-пат гезит-журналлардин оқуйдиған, аңлайдиған болдуқ. Һәқиқитидә шундақму?..
Мошу мәсилигә мунасивәтлик гезит оқурмәнлири билән азирақ болсиму пикир елишишни мувапиқ көрдүм. Бирдинла шуни тәкитләймәнки, илгири шаир-язғучиларға алаһидә көңүл бөлүнәтти. Язғиниға қарап дөләт тәрипидин қәләмһәққи төлинәтти. Китаплири дуканларниң, китапханиларниң тәкчилиридин орун елип, иҗаткарлар билән учришишлар барлиқ җайларда дегидәк өткүзүләтти. Қисқиси, иҗат адәмлири үчүн һәртәрәплимә шараит моҗут еди.
 Мустәқилликниң дәсләпки жиллирида дөлитимиз асасән ихтисадий мәсилиләргә көпирәк көңүл бөлүп кәттидә, иҗаткарларға нисбәтән диққәт-нәзәр суслишип қалди. Шуниң ақивитидин, мениң көзқаришимчә, айрим қәләм саһиблири «җан бақмақ – пәриз» демәкчи, башқа саһаларға кетишкә мәҗбур болди. Һәқиқий талантлар болса, йәнила қәләмни өмүрлүк һәмра қилип, түнләрни таңларға улап, әсәр йезишни тохтатмиди.
 Әдәбиятни улуқлимиған, қоллимиған, қәдирлимигән милләтниң ақивәттә маңқуртлуқ әһвалға йүзлинидиғанлиғини әндиликтә сезип, биливатимиз. Кишини хошал қилидиған йери шуки, һазирқи вақитта китап оқушқа хуштарлиқ, қизиқиш пәйдин-пәй күндилик һаятимиздин өз ипадисини тепиватқандәк! Муһими, буниңға қанаәт қилмай, тәшвиқат-тәрғибат ишлирини йәнила җанландурулуши лазим, дәп ойлаймән.
 Мошу мәхсәттә мән балилар язғучиси Авут Мәсимовниң қаракөзлиримизгә беғишланған йеңидин нәширдин чиққан «Бурун, бурун, бурунда» намлиқ 30 китавиға буйрутма берип, синиптики оқуғучиларға тараттим. Роһий-мәнивий озуқ беғишлашни милләт пәрзәнди сүпитидә қолға елишни мәхсәт қилдим. Нийәт – иҗаткарларни қоллаш!..
 Яш әвлат – дөлитимизниң, миллитимизниң келәчиги. Бир сөз билән ейтсақ, саватлиқ, көзи очуқ, ихтидарлиқ яшлар қанчә көп болса, әтики таңлиримизниң йоруқ, рошән болидиғанлиғиға ишәнчим камил!
 
Адаләт НУРХАЛИҚОВА, 
 И.Тайиров намидики Байсейит оттура мәктивиниң башланғуч синип муәллими.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.
 

105 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы