• 12-апрель – Авиация вә космонавтика күни
  • 13 Сәуір, 2022

Йеңи басқучни ачти

12-апрельда пүткүл дуния җамаәтчилиги Авиация вә космонавтика күнини нишанлайду. Нәқ Қазақстан йеридин, 1961-жили 12-апрельда кеңәш космонавти Юрий Алексеевич Гагарин «Восток-1» космос кораблида «Байқоңур» космодромидин пәзаға көтирилип, дунияда тунҗа қетим Йәр шарини айлинип чиқти. 

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

Униң учуши 108 минут давамлашти. Космонавтика күни мана он жилдин буян хәлиқара мәйрәм сүпитидә нишанлинип кәлмәктә. Юрий Гагаринниң космосқа учқиниға 50 жил толғанда, БДТ Баш ассамблеяси Хәлиқара адәмниң космосқа учқан күнини тәсис қилди. Бу йәрдә гезитханда «Немә үчүн Юрий Гагарин биринчи космонавт сүпитидә таллавелинди?» дегән соалниң пәйда болуши тәбиий. Шуңлашқа өтмүшкә бираз чекинишни тоғра көрүватимиз.
Тарихтин билимизки, өткән әсирниң әллигинчи жиллириниң ахирида СССРда пәқәт һәрбий учқучларни мәхпий һалда таллавелиш башланди. Әлвәттә, мәмликәтниң әң яхши учқучлири қандақ вәзипиниң тәйярлиниватқанлиғини вә уларниң ишини кимләрниң қарап чиқидиғанлиғини билмиди. Сөһбәтләр вә таллавелиш басқучи аяқлашқандин кейин 352 адәмдин пәқәт жигирмисила қалди. Бир жилдин кейин нурғунлиған синақлардин уларниң пәқәт алтисила өтәлиди. Әйнә шулар сәйяриниң тунҗа космонавти унваниға үмүткарлардин болди. 
Нәқ Юрий Гагарин учқуч башқуридиған кеңәш космос программиси үчүн җавапкәр мутәхәссисләр диққәт ағдурған 352 қирғучи-учқучниң бири болди. У жуқурида тәкитләнгәндәк, биринчи космонавтлар отрядиға кириш үчүн медицинилиқ тәкшүрүштин утуқлуқ өтти. Кейинирәк биринчи учушқа тәвсийә қилинған әң яхши алтә үмүткарниң ичидә биринчи орунни егилиди. 
Шундақ қилип, немә үчүн Юрий Гагарин биринчи космонавт болди, униң қандақ хусусийәтлири һәл қилғучи роль ойниди вә ахирқи пәйттә уни ким алмаштуруши мүмкин? 
«Восток» кораблида космосқа учуш үчүн космонавтларни таллавелиш вә тәйярлаш тоғрилиқ қарар 1959-жили 5-январьда қобул қилинди. 
Баш ракета-космос техникисиниң конструктори Сергей Королев космонавтларни таллиғанда, космосқа биринчи қетим учқанда пәйда болидиған күтүлмигән әһвалларға бәрдашлиқ берәләйдиған саламәтлиги наһайити пухта яш һәрбий учқучларға диққәт ағдурди. 
Синақлар наһайити еғир болди. Мәсилән, үмүткар қишлиқ кийимдә 90 градус иссиқлиқта кам дегәндә 75 минут олтириши керәк болди. Буниңда улар олтиридиған йәрни «Восток» кораблиниң һәҗимигичә чәклиди. Уларниң бойиниң егизлиги 170 сантиметр, салмиғи 70 килограммғичә, 35 яшқичә болуши керәк еди. Биринчи космонавтлар отрядида әң чоңи Павел Беляев 34 яшта, әң кичиги Валентин Бондаренко 23 яшта болған. Барлиқ үмүткарлар – қирғучи-учқучлар. 
Ейтмақчи, АҚШта астронавтлар отрядиға таллиғанда, асасән, тәҗрибилик учқучларға диққәт ағдурупту. Әнди мәлуматларға қариғанда, Гагаринниң учуш тәҗрибиси аз болуп, у МиГ-15бис самолетида бари-йоқи 265 саат учқан еди. Бирақ қалған барлиқ көрсәткүчлири әҗайип –саламәтлиги наһайити пухта, интизами күчлүк, баһалири әла.
«Гагаринни нәқ Сергей Королевниң өзи таллавалған», дегән пикир моҗут. Барлиқ намзатларниң тәйярлиғи наһайити яхши болған. Бирақ Гагаринға мунасивәтлик униң славянларға хас көркәм ташқи қияпити, хушхойлуғи вә исим-шәрипиниң қулаққа йеқимлиқ аңлиниши қошумчә роль ойниди. 
«Юра – һәқиқий рус жигити: адил, вижданлиқ, хушхой-дилкәш, әржүрәк, талантлиқ вә адәмләрни наһайити яхши көриду», дәп тәсвирләйду тунҗа космонавтни баш конструктор өз әслимилиридә. 
Һәқиқәтәнму Сергей Королевқа Гагаринниң адиллиғи вә очуқлуғи яқатти. Мәсилән, космонавтика тоғрилиқ қизиқарлиқ мәлуматларни оқуғанда, мундақ фактларниму учритишқа болиду: баш конструктор космонавтларни муһим синақларниң күтүватқанлиғи тоғрилиқ агаһландуриду вә уларниң тәйярлиғиниң қандақ екәнлигини сорайду. Һәммиси синаққа тәйяр екәнлигини ейтиду, бирақ Гагаринла «Әтигәндин бери бешим ағрип туриду, амма тапшурмини орунлашқа тәйярмән», дәп очуғини ейтиду. 
Кейинирәк Сергей Королев нашта алдида уларға баш ағриғини пәйда қилидиған мәхсус препаратниң берилгәнлигини ейтиду. Отрядта һәммиси өзини беарам һис қилиду, бирақ пәқәт Гагаринла етирап қилиду. Әслидә улар мәхпий синақ алдида тави азираққина начарлашсиму, доклад қилиш мәҗбурийитини алған еди.
Дәсләпки космонавтларни таллавелиш тарихини варақлиғанда, «тәғдирниң язмишиниму» учритишқа болиду. Мәлуматларға асаслансақ, учушқа тоққуз ай қалғанда, космонавтлар отрядини «Восток» корабли билән тонуштурушқа елип келиду. Шу чағда Королев кимниң учқуч орнида олтирип көргүси келидиғанлиғини сорайду. Биринчи болуп Гагарин чиқиду вә бәтинкисини йешип қоюп, кабиниға чиқиду. Шу чағда баш конструктор орунбасариға «нәқ мошу биринчи болуп учса керәк», дәп пичирлиған екән. 
Әнди «Гагаринни кимниң алмаштуруши мүмкин еди?» дегән мәсилигә кәлсәк, синақлар аяқлашқандин кейин қобул қилиш комиссияси һөҗҗәттә мундақ дәп язиду: «Космонавтларни пайдилинишниң төвәндики новитини тәвсийә қилимиз: Гагарин, Титов, Нелюбов, Николаев, Быковский, Попович». 
Ривайәтләргә асаслансақ, КПСС Мәркизий Комитетиниң биринчи кативи Никита Хрущев Королевниң сәпдиши академик Валентин Глушкони чақиртип, униңдин космосқа кимни биринчи атландуруш керәклигини тоғрилиқ сориғанда, у: «Әгәр иш үчүн болса, әң яхшиси Титовқа тохтилиш керәк. Әнди сәясий җәһәттин елип қариғанда – Гагарин. Униң тәбәссүмигә нәзәр ағдуруңа. Күлүмсиришиниң өзила бизниң барлиқ дипломатлиримизға қариғанда, нурғун ишни әмәлгә ашуриду», дәп җавап бәргән екән.  
Шундақ қилип, таллаш нәтиҗисидә үзүл-кесил қарар Гагаринниң пайдисиға чиқирилиду – у ташқи қияпити көркәм вә үлгилик «ишчи-дехан» синипидин еди. 
Дублёрлар кейинирәк учиду. Нәқ Герман Титов Гагаринниң дублёри болди. Һәтта учуш алдида һәммә нәрсиниң өзгириши мүмкин – биринчи космонавтниң өзини һәрқандақ беарам сезиши тарихни қайтидин йезиши мүмкин еди. Шуңлашқа учуштин авал кеңәш хәлқи үчүн үч мураҗиәт йезилиду – биринчисини Гагарин тәйярлайду, қалған иккисини – Титов билән Нелюбов. 
1961-жили 12-апрельда «Байқоңур» космодроминиң учириш мәйданиға Юрий Гагарин билән Герман Титов бир автобуста келиду. Гагаринни кинохроника үчүн чүширишкә башлиғанда, күзәт офицери мәхсус орнидин туруп, дублёрниң кадрда көрүнүп қалмаслиғи үчүн Титовни тосап турған екән. 
Герман Титов сәл кейинирәк – шу жили 6-августта космосқа атлинип, иккинчи кеңәш космонавти атилиду. Умумән, барлиғи болуп, дәсләпки алтә намзатниң бәши – Гагарин вә Титовтин кейин Андриян Николаев, Павел Попович вә Валерий Быковский орбитида болуп қайтиду. Пәқәт ялғуз дублёр – Григорий Нелюбовла космонавт аталмайду, уни мәлум сәвәпләр түпәйли отрядтин чиқириветиду.
Шундақ қилип, Гагарин 108 минутлуқ учуши билән космосни өзләштүрүшкә кәң йол ечип бериду. Андин кейин дәсләпки аял Валентина Терешкова космосқа учиду, Алексей Леонов тунҗа қетим очуқ космосқа чиқиду... Умумән, мошу кәмгичә 600гә йеқин адәм космоста болуп, тәтқиқат ишлирини жүргүзди. 
Һәммигә мәлумки, Қазақстан космос кәңлигини бойсундуруш тарихи билән чәмбәрчас бағлиқ. Җумһурийәт территориясидә ривайәткә айланған «Байқоңур» космодроми бар. 
Байқоңур – бу ракета учириш бойичә жирик комплекс, дуниядики биринчи вә әң чоң космодром. У 1957-жили вуҗутқа кәлди. Җумһурийитимизниң Қизилорда вилайитигә орунлашқан, мәйдани 6717 миң квадрат километрни егиләйду. «Байқоңур» космодромида №1 учириш мәйдани, йәни Гагарин учқан мәйдан әң баш объект болуп һесаплиниду. Униңдин ракетилар 600 қетим космосқа учирилди, у бүгүнки күндиму шундақ мәхсәттә пайдилинилмақта. 
«Байқоңур» космодромидин учқуч башқуридиған «Восток», «Восход», «Союз» космос корабльлиридин ташқири қитъәләрара баллистикилиқ ракетиларниң түрлүк әвлатлири (Р-9, Р-36, УР-200, УР-100 ), ракета-елип чиққучилар вә уларниң түрлири, «Луна», «Марс», «Венера», «Вега-1» вә «Вега-2» сәйяриләрара станциялири, «Космос», «Метеор», «Экран», «Радуга», «Горизонт», «Молния» вә башқиму түрлүк спутниклар учирилди.
1988-жили космодромдин «Энергия» ракетисиниң ярдими билән көп қетим ишлитилидиған «Буран» корабли учирилди. Бу учириш бирла қетим әмәлгә ашурулди, андин кейин программа тохтитилди. У Йәрни икки қетим айлинип, космодром территориясигә қонди. Учуш экипажсиз әмәлгә ашурулди, униң узақлиғи 205 минутни тәшкил қилди. «Буран» Йәргә автоматлиқ рәвиштә қонған тарихтики биринчи космос корабли болди.
«Байқоңур» космодромидин шундақла «Салют» космос станциялири, «Мир» орбитал комплекси, Хәлиқара космос станцияси учирилди.
Космодром Ленин, Қизил Юлтуз вә Октябрь Инқилави орденлири билән мукапатланди. 
«Байқоңур» космодроми қурулған пәйттин тартип СССР Мудапиә министрлигиниң қурулумиға кирди. Кейин Россия Мудапиә министрлигиниң башқурушида болди. 1991-жили Кеңәш Иттипақи парчиланғандин кейин Қазақстанниң мүлкигә айланди.
1994-жили 28-мартта Қазақстан вә Россия президентлири имзалиған келишимгә һәм 1994-жил 10-декабрьдики иҗарә тоғрилиқ шәртнамигә мувапиқ космодром 20 жиллиқ қәрәлгә Россиягә иҗаригә берилди. 2004-жили иҗарә қәрәли 2050-жилғичә узартилди. Жиллиқ иҗарә һәққи 115 миллион АҚШ доллирини тәшкил қилиду.
Жуқурида пүткүл инсанийәттин 600гә йеқин адәмниң космоста болғанлиғини тәкитләп өттуқ. Һәммимиз яхши билимизки, уларниң арисида жутдашлиримиз – қазақстанлиқ космонавтларму бар. Мәсилән, Тоқтар Әубәкиров, Талғат Мусабаев вә Айдын Айимбетов шулар җүмлисидиндур. 
Тоқтар Әубәкиров 1946-жили 27-июльда Қариғанда вилайитидә туғулди. 1991-жили 2-октябрьда «Союз ТМ-13» кораблида космосқа атланди. 10-октябрьғичә «Мир» орбитал станциясидә космонавт-тәтқиқатчи сүпитидә «Ғарыш – Қазақстан» космос программиси бойичә тәтқиқатларни жүргүзди. Орбитида 7 тәвлүк 22 саат 12 минут 40 секунд болди. Ахирқи СССР учқуч-космонавти. 
Қазақстан Җумһурийитиниң тунҗа космонавти Талғат Мусабаев 1951-жили 7-январьда Алмута вилайитидә туғулди. Космоста үч қетим (умумий вақти 341 күн вә 9 сааттин ошуқ) болуп қайтти. Талғат Мусабаев пәзаға тарихта дәсләпки қетим мустәқил Қазақстан байриғини, Байқоңур топриғини вә муқәддәс Қуръан китавини елип чиқти.
Қазақстан Җумһурийитиниң учқуч-космонавти Айдын Айимбетов 1972-жили 27-июньда Талдиқорған вилайитидә дунияға кәлди. 2015-жили 2 –12-сентябрь арилиғида «Союз ТМА-18М» космос кемисиниң борт-инженери сүпитидә космосқа учти. Сәйяриниң 545-космонавти. Орбитида 9 тәвлүк 20 саат 136 минут 51 секунд болди. 
Шундақла СССР космонавтлар отрядида Шималий Қазақстан вилайитидә туғулған Владимир Александрович Шаталов билән Александр Степанович Викторенко болди. Владимир Шаталов – кеңәш космонавти, авиация генерал-лейтенанти, икки қетим Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани. Александр Викторенко – кеңәш вә Росссия космонавти, полковник. 
Булардин ташқири Виктор Иванович Пацаевму Қазақстанда туғулған. СССР учқуч-космонавти, Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани (вапатидин кейин). Йәр атмосферисидин сирт ишлигән дуниядики тунҗа астроном. 1971-жили 6-июньда «Союз-11» кораблида космосқа учуп, орбитида 23 тәвлүк, 18 саат 21 минут 43 секунд болиду. 30-июньда корабль Йәргә қонуватқанда, чүшириш аппаратиға һава кирип кетип, космонавтлар Георгий Добровольский, Владислав Волков вә Виктор Пацаев һалак болди.
Жутдишимизниң исми әбәдийләштүрүлүп, Айдики кратер, Patsayev №1791-кичик сәйярә, Ақтөбә, Сәтбаев, Калининград, Калуга, Дондики Ростов, Пенза, Орск шәһәрлириниң кочилири, «Космонавт Виктор Пацаев» илмий тәтқиқат кемиси, Ақтөбидики яш учқучлар мәктиви униң исми билән аталди, Ақтөбидә бюсти орнитилди вә башқиму чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулди. 
Һазир территориясигә биринчи космодром орунлашқан Қазақстан өзиниң космос программисини әмәлгә ашуруватиду. Җумһурийәттә пүткүл космос саһасини Рәқәмлик тәрәққият, инновацияләр вә аэрокосмос санаити министрлигиниң Аэрокосмос комитети уйғунлаштурмақта. 
Умумән, Қазақстан космос паалийитини тәрәққий әткүзүштә көплигән әлләр үчүн онлиған жилларға баравәр йолни бесип өтти. Җүмлидин мустәқиллик жиллирида мәмликәтниң моҗут космос инфрақурулуми бир йәргә җәмлинип уюштурулди, космос паалийитини тәрәққий әткүзүшниң барлиқ стратегиялик йөнилишлири бойичә карханилар қурулди. Космос саһаси карханилириниң квалификациялик илмий вә инженер кадрлири йетилип чиқти, космос техникисиниң мәхсус конструкторлуқ-технологиялик бюроси қурулди, йеқин вә жирақ чәт әлләрниң йетәкчи алий оқуш орунлирида космос техникиси вә технологияси бойичә мутәхәссисләрни тәйярлаш уюштурулди. Қазақстанда космос аппаратлириниң икки орбитал топи – икки «Kazsat-2», «Kazsat-3» алақә спутнигидин ибарәт топ вә «KazEOSat-1» вә «KazEOSat-2» жирақтин тавуш чиқириш топи вуҗутқа кәлтүрүлүп, учирилди вә утуқлуқ пайдилинишқа берилди. Мустәқил космос системисиниң йәр үсти комплекслири – «Kazsat» телекоммуникация вә алақә системиси һәм ДЗЗ системиси пайдилинишқа берилди. Үч илмий институтни бирләштүридиған «Миллий космос тәтқиқатлири вә технологияләр мәркизи» акционерлиқ җәмийити ишләватиду. «Ғарыш-экология» илмий тәтқиқат мәркизи паалийәт елип бериватиду. Алмута, Байқоңур вә Жезқазған шәһәрлиридики лабораторияләрдин ташқири ракета елип чиққучиларниң бөлүнгән қисимлири чүшидиған йәрләрдә ишләш үчүн көчмә лабораторияләр ишқа қошулди. Йетәкчи космос дөләтлири, җүмлидин Россия, Франция, Германия, Хитай, Бүйүк Британия, Исраил, Япония, Җәнубий Корея вә башқа әлләр билән космос бошлуғини течлиқ мәхсәтләрдә тәтқиқ қилиш һәм пайдилиниш саһасида хәлиқара һәмкарлиқ орнитилди.
Ахирида шуни тәкитләймизки, Юрий Гагаринниң космос бошлуғида 108 минут болуши инсанийәт тәрәққиятида йеңи басқучни ечип, дунияни космосни бойсундурушниң умумий идеяси билән бирләштүрди, аләмшумул алақә васитилирини тәрәққий әткүзди. 
Мәлумки, космос кәңлигини өзләштүрүш вә космос тәтқиқатлири пән-техникилиқ тәрәққиятниң асасий йөнилишлириниң бири болуп һесаплиниду. Униңдин ташқири, һечким үчүн сир әмәски, космос паалийитиниң тәрәққий етиши көп җәһәттин һәрқандақ заманивий дөләтниң сәясий абройини, униң ихтисадий, пән-техникилиқ вә мудапиә иқтидарини бәлгүләйду. Шуниң билән биллә ениқ чүшиниш лазимки, космос – пәқәт миллий абройла әмәс, бәлки илғар технологияләр, Қазақстан ихтисадиниң риқабәткә тақабиллиғиниң вә бехәтәрлигиниң асаси, җумһурийитимиз утуқ-муваппәқийәтлириниң тәркивий қисми вә Қазақстанни дунияниң жуқури тәрәққий әткән дөләтлириниң қатариға елип баридиған йол болуп һесаплиниду.


 

126 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы