• Мәнавият
  • 13 Сәуір, 2022

Китап тонуштурулди

Йеқинда миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри, мәрипәтчи Музәппәр Зайитовниң «Арзулар түгимәйдиған һаят» намлиқ китави нәширдин чиқти. Тәкитләш керәкки, бу униң дәсләпки китави әмәс. Буниңдин илгири өзини проза жанридиму синап келиватқан пешқәдәм устазниң «Жут қойни — алтун бөшүк, «Истиқбалимиз — ана мәктәп», «Мәрипәт чириғини яққанлар» намлиқ китаплири йоруқ көргән еди.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Яркәнт шәһиридики Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивидә өткән иҗадий кәчниң уюштурулушиға  М.Зайитовниң сабиқ синипдашлири сәвәпкар болди. Униңға жут мөтивәрлири, муәллимләр, оқуғучилар қатнашти. 
Мәрасимда мәктәп оқуғучилири униң миллий маарип, ана жутиниң әмгәкчан адәмлири, һаятниң аччиғи билән татлиғи, еғири билән йениги, қараңғу билән йоруғини баштин кәчүргән урушниң җапалиқ жиллирида һаяти күрәш билән өткән инсанларниң тәғдири һәққидә йезилған әсәрлиридин үзүндиләрни вә бир түркүм шеирлиридин ипадилик оқуп бәрди. Ана жут, мәктәп, муәллим мавзулириға йезилған нахшиларни мәзкүр мәктәпниң музыка пәни муәллими Асимҗан Ибрагимов иҗра қилса, уссулчи қизлар миллий уссуллардин чачқа чачти. Андин оқуғучилар кәч қәһриманиға өзлирини қизиқтурған соалларни қоюп, униң балилиқ вә студентлиқ-яшлиқ дәвирлиридин, педагогикилиқ паалийитидин толуқ мәлуматларға еришти. 
Шуниңдин кейин Музәппәр Савутбәгоғлиға һәмра болуп кәлгән филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди аңлиқ һаятиниң 50 жилини маарип саһасиға беғишлиған пешқәдәм устазниң “Уйғур мәктәплирини қоллаш фонди” тәрипидин миллий маарипни тәрәққий әткүзүш йолида уюштурулған муһим чарә-тәдбирләргә мунасип һәссә қошқанлиғини тилға елип, униң әсәрлири һәққидә өз ой-пикирлирини билдүрди. Андин сөз новитини алған кәч қәһриманиниң сабиқ синипдашлири Мәһәмәтҗан Ниязов, Турған Розиев, «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара қазақ иҗадий бирләшмисиниң Панфилов наһийәсидики вәкили Аблеким Дамоллаев, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Азат Гайитов, “Интизар” журналиниң муһәррири Азнат Талипов өз тиләклирини изһар қилип, иҗадий утуқ тилиди. 
Филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди бу қетимму Яркәнткә қуруқ қол кәлмәпту. У Билал Назим намидики уйғур оттура мәкивиниң мудири Шеринай Һасанова билән бир топ муәллимләрни «Уйғур мәктәплирини қоллаш фондиниң» пәхрий ярлиқлири билән тәғдирлиди. 
Новәттә кәчниң һөрмәтлик меһманлири Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, пешқәдәм қурулушчи Турсун Семәтов, әмгәк ветерани Маһмут Ниязов, пешқәдәм  журналист Нурдөләт Мурадилов йеңи әсәрниң рәмзлик лентисини қийди.
 Ахирида сөзгә чиққан Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивиниң мудири Шеринай Һасанова пешқәдәм устазға вә униңға һәмра болуп Алмутидин қәдәм тәшрип қилған меһманларға, жут мөтивәрлиригә миннәтдарлиғини изһар қилди. 

Панфилов наһийәси.
Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ 
чүшәргән сүрәт. 

 
 

144 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы