• Учришиш
  • 04 Мамыр, 2022

... һаким хәлиқни тиңшиди

«Биз келәчигимизниң парлақ болидиғанлиғиға вә шу келәчәкни өз қолумиз билән ясалайдиғанлиғимизға ишинимиз. Һәрбир пухраниң конституциялик һоқуқиниң толуқ сақлинишини тәминләймиз. Дөләт билән җәмийәтниң өзара ишәнчигә вә һөрмәткә асасланған йеңи сәясий мәдәнийәтни қелиплаштуримиз. Муһим қарарлар жутчилиқниң қатнишиши билән очуқ қобул қилиниду. Сәвәви, дөләт һәр пухраниң үнигә қулақ салиду. Адил әмгәк, озуқ билим вә үзлүксиз тәҗрибә һәрқачан жуқури баһалиниду. Мән йеңи Қазақстанниң мошундақ болғинини халаймән» дегән еди Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев өткәндә қазақстанлиқларға йоллиған «Йеңи Қазақстан: йеңилаш вә йеңилиниш» йоли намлиқ  Мәктүбидә. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Уйғур авази»

Шундақ, бизниң бүгүнки мәхситимиз – Йеңи Қазақстан қуруш. Президентимиз ейтқандәк, Йеңи Қазақстанниң асасий қаидиси – хәлиқ үнигә қулақ салидиған дөләт қелиплаштуруш. Шу әснада әнди барлиқ дәриҗидики һакимлар хәлиқ билән учришишларни жил бойи өткүзүп туридиған болди. 
Президентниң тапшурмисиға бенаән, наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов 2022-жилниң биринчи йеримиға планланған хәлиқ билән учришиш жиғинлирини рәт-рети билән өткүзүп келиватиду. Җүмлидин Чонҗа йезисиниң турғунлири билән учришиш өткән пәйшәнбә күни наһийәлик Мәдәнийәт өйидә өтти. Залдики хәлиқтин бөләк, жиғинға келәлмигән аһали һакимниң һесаватини наһийәлик һакимийәтниң инстаграм торбетидики (@uigur.zhetysu) эфири арқилиқ тиңшиди. 
Барлиқ саһа бойичә әмәлгә ашқан ишларға айрим-айрим тохталған Шөһрәт Турдахуноғли айрим камчилиқларниму тилға елип, нәтиҗиси чиқмиған ишларни тез-арида һәл қилиш йоллирини қараштуруватқанлиғини ейтти. Қисқиси, өткән жилниң нәтиҗиси яман әмәс, бийилқи жилниң утуқлириму хелә бар. 
Мәсилән, өткән жили наһийәдә аграрлиқ сектор бойичә һосулниң көләми 4,3 пайизға өсүп, 44 миллиард 227 тәңгини тәшкил қилди. 2021-жили барлиғи болуп 22 414 гектар йәргә йеза егилиги мәһсулатлири терилип, данлиқ зираәтләрдин 87 798 тонна һосул жиғилса, 144 миң тонна чөп тәйярланди. 25 дехан егилиги 106 гектар йәргә бағ бәрпа қилса, үч дехан егилиги 41 гектар йәргә үзүм көчитини тикти. Бүгүнки күндә наһийәдики умумий бағ көләми 304 145 гектарға йәтти, 637 гектар йәргә тамчилитип суғириш технологияси қоллинилмақта. Наһийәдә иш елип бериватқан алтә заманивий теплицидин җәми 1497 тонна үнүм елинип, униң 150 тонниси Россиягә экспортланди.
– Өткән жили көмүқонақ өстүрүш технологиясини сақлаш үчүн вилайәтлик бюджеттин 548 миллион тәңгә бөлүнгән. Наһийәдә «Алтын дән Шонжы» сервислиқ тәйярлаш мәркизи ечилип, униңға 39 данә һәр түрлүк йеза егилиги техникилири сетивелинди. Бултуқи жили сервислиқ тәйярлаш мәркизи 2100 гектар йәрни һайдап, һәр түрлүк зираәтләрни теришкә қатнашти. Буниңдин сирт, наһийә тиҗарәтчилири өз хираҗитигә 411 миллион тәңгилик 35 данә һәртүрлүк йеза егилиги техникилирини сетивалди, – деди һаким өз сөзидә. 
– Қурулуш ишлириниң умумий көләми 3 миллиард 712 миллион тәңгә болди. Атмиш пәтирлик турғун өйниң қурулуши билән инженерлик-коммуникация системилириниң қурулушиға 855 миллион тәңгә қараштурулуп, объект 2022-жили пайдилинишқа берилиду дәп күтүлмәктә. Мошу һәптидә биз җавапкәр шәхсләр билән учраштуқ. Қурулуш ишлири бир айға кечикиватиду. Әгәр, иш вақтида пүтмисә, тегишлик чариләрни қоллинимиз, әлвәттә. Амма мошу залдики мутәхәссисләрму гува, өйниң сүпәтлик селинғиниға көз жуммаймиз. Бизниң асасий мәхситимизму шу, – деди Ш.Турдахуноғли вә йәнә бир атмиш пәтирлик өйниң қурулушиниң лайиһә-сметилиқ һөҗҗәтлириниң тәйярланғанлиғини, әнди бюджет мәсилисиниң һәл қилинишини күтүватқанлиғини ейтти. 
Һакимниң докладида, наһийә бойичә 3500 адәмниң өй селиш үчүн йәргә новәткә йезилғанлиғи, униң толиси Чонҗа йезисиға тегишлик екәнлиги тәкитләнди. Буниңдин икки жил илгири инфрақурулум тартилған 174 гектар йәр пайдилинишқа берилгән еди. План бойичә 174 гектар йәрдә 750 турғун өй селиниши керәк болса, бүгүнки күндә бари-йоқи жигирмә өйниң қурулуши пүтүпту. Наһийә һакими, әгәр турғунлар йәрни вақтида пайдиланмиса, Чонҗа һакиминиң мәзкүр йәрләрни қанун асасида новәттә турған башқа турғунларға беришкә һоқуқлуқ екәнлигини әскәртти. Чүнки 174 йәр тилимини пайдиланмай туруп, наһийәгә инфрақурулумға ахча бөлүнмәйдиғанлиғини қәйт қилди һаким. 
 «Таза су» программиси бойичә 25 йезиниң 23и мәркәзләштүрүлгән таза ичимлик су билән тәмин етилгән. Һазирқи вақитта наһийә бойичә Рахат вә Узунтам йезилирида тамамән су системиси йоқ. Һә, Ават вә Сүмбә йезилирида су системиси болғини билән, заман тәливигә мувапиқ әмәс. Шу сәвәплик, мошу төрт мәлиниң лайиһә-сметилиқ һөҗҗәтлири ясилип, вилайәттин хираҗәт тәләп қилиниветипту. 
Билим саһаси бойичә, 2020–2021-оқуш жилини наһийә 12 037 оқуғучи билән йәкүнләп, билим сүпити 64,4 пайизни көрсәтти. 11-синипни 661 түләк тамамлиса, 67 учумкар «Алтун бәлгү», 40 учумкар қизил шаһадәтнамә саһиби атилипту. 661 учумкарниң 144и алий оқуш орунлириға грантқа оқушқа чүшсә, 2 учумкар вилайәт һакиминиң грантиға еришти. Буниңдин башқа, 192 учумкар колледжларға грантқа оқушқа қобул қилинса, 169 учумкар һәқлиқ билим еливатиду.
Уйғур наһийәсидики йәнә бир муһим мәсилә – Мәдәнийәт өйи вә йезилиқ клубларниң бүгүнки әһвали. Чүнки Қирғизсай, Шерин, Баһар, Довун, Узунтам йезилирида мәдәнийәт очақлири йоқ, бар дегәнләрниң тәңдин-толиси пайдилинишқа ярамсиз. Шуңа һәр жили һакимларниң һесават бериш жиғинлирида турғунлар тәрипидин клуб мәсилиси тәкрарлинип ейтилғини-ейтилған. 
Бүгүнки таңда наһийәдә 139 мутәхәссис ишләйдиған 39 мәдәнийәт мәһкимиси бар. 2021-жили мәдәнийәт мәһкимилириниң маддий-техникилиқ базисини яхшилашқа 32 миллион 500 тәңгә хираҗәт бөлүнүп, наһийәлик Мәдәнийәт өйигә — икки, Кәтмән Мәдәнийәт өйигә — сәккиз, «Қарадала» хәлиқ театриға икки штатлиқ бирлик берилипту. 2022-жилға Баһар йезилиқ клубиниң имаритигә 352 миллион тәңгә қараштурулуп, қурулуш ишлири башланмақчи екән. Шуниң билән биллә Чарин Мәдәнийәт өйиниң мурәккәп җөндәш ишлири үчүн лайиһә-сметилиқ һөҗҗәтлири тәйярлиниватиду. 
Йәнә бир проблемилиқ мәсилә наһийә мәркизигә селиниватқан спорт комплекси. 2020-жилниң ахирида пайдилинишқа берилиду дәп күтүлгән спорт комлексиниң бир бөлиги ишниң тәң йеримиға кәлгәндә ойлимиған йәрдин өрүлүп кетип, қурулуш ишлири тохтап қалған еди. Һазир бу мәсилә сот арқилиқ һәл қилиниветипту.
– Мошундақ спорт комплексиниң қурулушини бийил Кичик Дехан йезисида башлаймиз, пат-йеқинда қурулуш ишлири қолға елиниду, – деди һаким сөз арисида йәнә бир йеқимлиқ йеңилиғи билән бөлүшүп.
Хош, кейинки гәп саламәтлик саһаси һәққидә болди. 2020-жили наһийәдә 1193 бала туғулған болса, 2021-жили 1267 бала дунияға кәлди. Икки жилни селиштурғанда бала сани 74кә өскән. Бирақ «хәп» дегүзидиған бир йери бар. 2020-жили наһийәдә 15 бала өлүми вақиәси тиркәлгән болса, 2021-жили 19 бала өлүми, бир ана өлүми йүз берипту. Бу әһвалниң вилайәт һакиминиң назаритигә илинғанлиғини ейтқан Шөһрәт Турдахуноғли, бу мәсилидә карантинлиқ вәзийәтниңму сәлбий тәсири болғанлиғини чүшәндүрди. Андин наһийәлик мәркизий дохтурханиға мурәккәп җөндәш ишлирини жүргүзүш, Узунтам, Шошанай, Ардолата, Кепебулақ йезилириға дохтурлуқ амбулаториялик пункт селиш мәсилилириниң жиллиқ планға киргүзүлгәнлигини атап ейтти. 
Һакимниң докладидин кейин новәт турғунларниң соаллириға берилди. Учришишқа кәлгән аһали Чонҗа йезисиниң тазилиғи, әхләт төкидиған орун, 1-Чонҗа оттура мәктивиниң спорт зали, Интернет, йәр-су мәсилилирини қозғиди. Наһийә һакими қоюлған соалларға җавап берип болғандин кейин, наһийәниң һөрмәтлик ақсақили Ызғарбек Бектурсынов сөзгә чиқти. У, биринчидин, буниңдин икки-үч жил бурун пайдилинишқа берилгән участкилиқ полиция пунктлириниң бош турғанлиғиға наразилиғини билдүрди. Андин наһийә мәркизидики радиолокациялик станцияни хәлиқниң саламәтлиги үчүн йезиниң сиртиға көчириш проблемисиға тохтилип, аммивий спортни риваҗланлуруп, әлниң течлиғи үчүн тәртипни күчәйтиш мәсилиригә көңүл бөлүшимиз лазимлиғини сөз қилди. 
Хулләс, узаққа созулған учришишта нурғун мәсилә муһакимә қилинди. Ән муһими – хәлиқ һакимни, һаким хәлиқни тиңшиди. Һакимийәт хәлиқ алдидики жуқури җавапкәрликни һис қилса, хәлиқ дәстихан әтрапидила ейтилидиған мәсилә, ой-пикирлирини жуқуриға йәткүзди. Әндики гәп шу ейтилған гәпләрниң йәрдә қалмай, мәсилиләрниң вақтида һәл қилинишида... 

192 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы