• Учришиш
  • 11 Мамыр, 2022

Сәнъәткарни йоқлиди

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Йеқинда Қазақстанниң хәлиқ артисти, миллий театримизниң ветерани Қурванҗан Абдурасулов 90 яшқа толди. Шу мунасивәт билән өткән һәптидә сәнъәткарниң бир топ жутдашлири уни ушбу мубарәк тойи билән тәбрикләп барди.
Алмута шәһиридә истиқамәт қиливатқан чоңақсулуқлардин Әли Әхмәтов, Әршәм Шәмшидинов, Зәйнидин Сайитов, Бәкрәм Мирзаев вә Гүлнарә Һошурова сәнъәткарни сәмимий тәбрикләп, бир чинә чай үстидә узақ муңдашти. Қурванҗан Абдурасулов йешиниң бир йәргә барғиниға қаримай, жутдашлириниң зияритидин бәкму мәмнун болған һалда, уларниң теги-тәктини сүрүштүрди. Меһманлар новәт билән миллий сәнъитимизниң тәрәққиятиға салмақлиқ һәссә қошқан бу шәхскә иллиқ тиләклирини ейтқач, атиған соғисини тапшурди. Өз новитидә, сәнъәткар өзи ишлигән дәвирдики паалийитидин учур берип, кәсипдашлириниң тәңдин-толисиниң бақилиқ болуп кәткәнлигигә ечинидиғанлиғини вә уларни пат-пат сеғинип әсләйдиғанлиғини йәткүзди. Шундақла у йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики академиялик дөләт Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң рәһбәрлигиму тәбрикләп келип, өзини хошаллиққа бөлигәнлигини ейтип бәрди.
Ахирида чоңақсулуқ меһманлар жутдиши, бүйүк сәнъәткар билән хатирә сүрәткә чүшти.

184 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы