• Учришиш
  • 11 Мамыр, 2022

Сәмимийлик вә өзара ишәнчә — үмүтварлиқ капалити

Өткән жилниң май ейида ҖУЭМ йенида тәшкил қилинған «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» аналитикилиқ мәркизиниң иш-паалийити көпчилик аммиға яхши аян. Тәкрар қәйт қилиш лазимки, мәзкүр Аналитикилиқ мәркәз анатиллиқ мәктәплиримиздики оқуғучилар саниниң кәскин қисқирап кетиш сәвәплирини ениқлаш, моҗут мәсилиләрни иҗабий һәл қилишниң чиқиш йоллирини тепиш вә мәктәплиримизниң паалийәтлирини җанландурушта җай-җайлардики билим дәргаһлири мәмурийәтлири вә у йәрләрдики муәллимләр һәм ата-анилар билән йеқин мунасивәт бағлап, һәртәрәплимә һәм муқум һәмкарлиқ орнитишни асасий мәхсәт сүпитидә алдиға қойған еди. 
Дәсләп, булту май ейида кәспий йөнилиш бойичә барлиқ мәктәпләрни арилап, умумий әһвал билән тонушуп чиқиш болди вә ахирида онлайн-форматта Алмутидики бирнәччә йетәкчи алий оқуш дәргаһлириниң оқутқучилириниң қатнишиши билән мәктәп учумкарлириға зөрүр әхбарат вә муқум мәслиһәтләр берилди.  Алмутидики М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивидә вә Талғир наһийәсиниң Гүлдала вә Бесағаш йезилиридики билим дәргаһлирида алимлар, шаирлар, рәссамлар, журналистлар, спортчилар вә сәнъәткарларниң қатнишиши билән саһалар бойичә маһарәт дәрислири өткүзүлди. Әпсуски, пандемия чәкләшлиригә бағлиқ, бу хил чарә-тәдбирләр башқа наһийәләрдә өткүзүлмиди. Шундақла мәктәпалди вә 1-синипларға бала топлашқа сәпәрвәрлик тәдбирлири қизғин жүргүзүлүп, «Мәктәпкә — йол» акцияси даирисидә йетишмәйдиған оқуш қураллирини нәшриятларниң китап дуканлиридин һамийларниң ярдимидә сетивелип, уларға муһтаҗ мәктәпләргә өз вақтида  йәткүзүлди. Бу паалийәтләрдин ташқири Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң қазақстанлиқларға йоллиған бийилқи Мәктүбидә алға сүрүлгән Йеңи Қазақстан қуруш ғайиси даирисидә мәктәпләрни қайта арилап, оқуғучилар арисида өзара достлуқ вә қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини күчәйтиш бойичә чарә-тәдбирләр, дөләт тилиниң мәртивисини ашуруш вә уни йетүк үгиниш, билиш мәҗбурийити даирисидә Уйғур вә Әмгәкчиқазақ наһийәлириниң бирқатар мәктәплиридә «Дөләт тилиға һөрмәт, Ана тилға садақәт» мавзусида әдәбий-поэзиялик кәчләр өткүзүлди.  Әнди мәктәпләрни арилаш вә муәллимләр һәм ата-анилар билән өткүзүлгән сөһбәтләр беришида ениқланған мәсилиләрни тәһлил қилип, йәттә пункттин ибарәт тәклип-илтимаслар мувапиқ идариләр рәһбәрлигигә Алмутида өткән ҚХА Рәисиниң орунбасари — Кативат рәһбири Марат Әзилханов билән болған онлайн-учришишта рәсмий қоюлуши наһайити муһим әһмийәткә егә дәп ойлаймиз. Алдимиздики асасий вәзипә – жуқурида қәйт қилинған мәсилиләр даирисидә һәм мәктәпләр вә җамаәтчилик билән болған мунасивәт, паалийәтләрни техиму изчил вә турақлиқ давамлаштуруш һәм рәсмий идариләр билән болған алақә вә һәмкарлиқларни техиму күчәйтиштин ибарәт.
 Йеқинда «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» Аналитикилиқ мәркизиниң рәиси, «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров башлиған бир топ зиялилар — Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти йенидики Уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов, «Уйғур авази» гезитиниң бөлүм муһәррири, филология пәнлириниң намзити Шәмшидин Аюпов вә мәзкүр қурларниң муәллипи Алмута вилайитиниң мәркизи Талдиқорған шәһиригә берип, вилайәтлик Билим башқармисиниң башлиғи Жаңыл Сүлейменова билән учрашти
Умумий тонушуштин кейин дәсләпки сөз новитини алған Карлин Нурдуноғли Аналитикилиқ мәркәзниң тәшкиллиниш сәвәви вә алға қойған мәхсәтлиригә тохталған һалда, бир жил мабайнида қилинған ишлар һәққидә қисқичә әхбарат бәрди. Жуқури сәмимийлик, өзара һөрмәт-ишәнчә вә иллиқ достанә шараитта өткән бу учришишта Жаңыл Мағданқизи йерим миллиончә мәктәп оқуғучилири билим вә тәрбийә еливатқан һәм миңлиған муәллимләр ишләватқан ейтарлиқ чоң вилайәтлик Билим башқармисиниң бүгүнки һаят нәпәси, иш-паалийәтлири вә йеқин келәчәктә әмәлгә ашуруш көздә тутулуватқан иш-реҗилири һәққидә баян қилди. У яқ шундақла уйғур тилида билим вә тәрбийә бериватқан вилайәттики 57 мәктәпниң тәғдиригә бепәрва қаримай, униң паалийитини җанландуруш вә толуқ һәл қилинмайватқан бәзи мәсилиләрниң сәвәплирини ениқлаш вә уларни иҗабий һәл қилиш йолида ат чепип, тиришиватқан Аналитикилиқ мәркәз хадимлири билән тонушқанлиғиға болған хошаллиғини йошурмай, биллә, йеқин һәмкарлиқта ишләшкә тәйяр екәнлигини һәм бу хил изгү башланмиларни дайим қоллайдиғанлиғини билдүрди. Болупму пүткүл вилайәт мәктәплиридики билим вә вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериш сүпитини ашуруш, январь паҗиәлиридин мувапиқ савақ елиш, хуласә чиқириш, муәллимләрниң кәспий салаһийитини җиддий тәкшүрүштин өткүзүш, мәктәпләрни оқуш қураллири билән толуқ тәминләш мәсилилирини қаттиқ назарәт қилиш охшаш муһим мәсилиләргә әтраплиқ тохталди вә оқуш қураллири билән тәминләшкә Һөкүмәт тәрипидин йетәрлик мәбләғ бөлүнүватқанлиғини һәм униңға буйрутма беришкә наһийәлик билим бөлүмлири вә мәктәп мудирлириниң наһайити җавапкәрлик билән қараш зөрүрлүгини алаһидә тәкитлиди. Шундақла Жаңыл Мағданқизи уйғур тили вә әдәбияти бойичә илгәркидәк җумһурийәтлик Олимпиадиларни турақлиқ һалда өткүзүп турушқа наһийәлик Билим бөлүмлири вә пән муәллимлири өз қизиқиш вә мәнпийәтдарлиғини билдүрсә, вилайәтлик Билим башқармиси тәрипидин дайим қоллайдиғанлиғини тәкитлиди. Мошу вә башқиму мәсилиләр әтрапида болған қанаәтлинәрлик сөһбәттин кейин, вилайәтлик Билим башқармисиниң ишлириға утуқ тиләп, хошлаштуқ.
 Шу күнила, төмүрни қизиғида соқуш мәхситидә, Яркәнт шәһиригә берип, Панфилов наһийәлик Билим бөлүминиң башлиғи Турар Рақишоғли Қастеев вә Уйғур наһийәлик Билим бөлүминиң башлиғи Адилҗан Мутлахуноғли Һаширов билән учраштуқ. Аталған наһийәлик Билим бөлүмлириниң башлиқлириға вилайәтлик Билим башқармисида болған учришиш тәпсилатлирини йәткүзүп, сәмимий сөһбәтләштуқ, уларму келәчәктә техиму зич мунасивәт вә өзара һәмкарлиқта ишләшкә мәнпийәтдарлиғини билдүрүп, сөз болған мәсилиләрни җиддий назарәт қилидиғанлиғини тәкитләшти вә, өз новитидә, наһийә мәктәплириниң нәпәси һәққидә қисқичә әхбарат бәрди. Болупму оқуш қураллириға тираж топлаш, йәни буйрутма бериш мәсилисигә дайим җиддий қарайдиғанлиғини, наһийәләрдиму оқуш қураллири үчүн йетәрлик мәбләғ аҗритиливатқанлиғини алаһидә тәкитләшти. Болупму китапхана фонди үчүнму 3-5 данидин қошумчә буйрутма беришкә болидиған яки болмайдиғанлиқ мәсилиси тоғрилиқ соалимизға А.Һаширов мундақ җавап бәрди: «Әлвәттә, болиду, қетип қалған һечнемә йоқ. Пәқәт мәктәп мудирлири буйрутма бериш мәсилисигә кәлгәндә интайин мәсъулийәтчан болуши керәк. Мәсилән, 2-3 бала көчүп келиши яки башқа яқларға кетиши мүмкин. Мундақ әһвалларда биз мәктәпләрара өзара китапларни елип-берип туридиған тәҗрибимиз бар. Асасий мәсилә башланғуч, ениғирағи, 1-синипларға бағлиқ. Бийил, мәсилән, 15 бала кәлсә, келәси жили 25 — 30 бала болушиму еһтимал. Бирақ шу йеза мәктивидики мудирлар өз жутида келәр жили 1-синипқа келидиғанларниң умумий санини билмәмду? Бу – бепәрвалиқ. Һәрқандақ медпунктта һәр жили туғулған балиларниң тизими бар. Шуңлашқа җавапкәрликни яхши чүшинип, оқуш қураллири билән тәминләш мәсилисигә җиддий қариғинимиз тоғра. Һөкүмәт тәрипидин йетәрлик мәбләғ бөлүнмәктә. Безәндүрүш мәсилилиридиму дөләт тили билән қатар мәктәпләрдә уйғур тилини пайдиланса – униңға ким қарши болуватиду? Қуруқ сөздин – әмәлий ишқа көчәйли. Ахирида ейтарим, қанун даирисидики һәрқандақ қануний тәләплиримизни әмәлгә ашуруш пәқәтла өзимизниң тиришчанлиғиға бағлиқ. 
Алмута вилайәтлик Билим башқармисиниң вә аталған икки наһийәлик Билим бөлүмлириниң башлиқлири билән болған учришишлар мошундақ өзара ишәнчә вә сәмимийәтлик илкидә өтүп, сөз болған мәсилиләрниң йеқин келәчәктә сөзсиз иҗабий һәл қилинишиға болған үмүт-ишәнчимизни техиму күчәйтти.
 
Рәхмәтҗан ҒОҖАМБӘРДИЕВ,
«Мектеп» нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи, 
Қазақстан Журналистлар 
иттипақиниң әзаси. 

318 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы