• Мәнавият
  • 16 Маусым, 2022

Әйипни өзимиздин издәйли

Қутлуқ қәләм саһиблири бар екән, китаплиримиз нәширләрдин йоруқ көргини-көргән. Әнди шу чиқиватқан китаплиримиз әтрапида һәрхил пикирләр билән тәклипләрниң болидиғанлиғи ениқ. Ундақ болуши тәбиий, сәвәви, чиққан китапқа лайиқ баһа керәк. 
Хош, китап дегидәк баһалиқ уқумға толуқ җавап бәрмисиму, балилиқ һәвәсим билән 2008-жили «Қәлбим баһари» намлиқ шеирлар топлимимни нәшир қилдим. Хаталиғимдин қечиватқиним әмәс, баһарда тикилгән көчәтниң шу баһардила мол йемиш бериши әсли мүмкин әмәсқу. Талантлиқ қәләм саһиби Әхмәтҗан Исрапиловниң тунҗа топлимимға немишкә шундақ нам бәргинини кейин чүшәндим. Арида қәләмдашлирим Вильям Молотов билән Молутҗан Тохтахуновниң вә мениң тунҗа топламлиримизға аит атақлиқ язғучимиз, һели мәрһум Аблиз ака Һезим «Һаятниң өзи риқабәт» намлиқ тәнқидий мақалисида кәткән камчилиқлиримизни ениқ көрситип бәрди. 
Йошуридиғини йоқ, шуниңдин кейин қолумға қәләм алмаймәнмекин дәп ойлиған едим. Лекин язмасқа қәлбиң чидамду? Ичиңдин орғуп турған ойлириңни илһам бәрибир бир күни сиртқа чиқиридекән. Арилиқта, йәни 10 жил ичидә һәрбир язғинимни Җәмшит Розахунов, Әхмәтҗан Исрапилов, Тельман Нурахунов қатарлиқ устазлиримға көрситип, пикир елип жүрдүм. Йәни алдинқисидәк китавимни мүмкинқәдәр чапсанирақ чиқиришқа тиришмидим. Чүнки ичидә иливалғидәк бирәр әсәриң йоқ болса, ундақ китапниң һечкимгә кериги йоқлуғини толуқ чүшәнгән едим.
Йошуридиғини йоқ, көплигән иҗаткарлиримиз нәширдин йеңи китап-топламлири чиққанда, «көпчиликниң арисида жүрисәнғу, сетип бәргинә» дәп мураҗиәт қилишиду. Мундақ пәйттә, бир тәрәптин, новәттики әсәрниң йоруқ көргинигә хуш болимән. Әнди уни өткүзүшниң қийинчилиқ туғдуридиғанлиғини ойлисам... Мәсилән, ейтайлуқ, мошу икки-үч жил ичидә жигирмидин ошуқ китап вә журналларниң сетилишиға күч саптимән. Шәхсән өзәм яхши йезилған поэзия билән прозини яқтуримән. Һәркимниң өз талғими бар дегәндәк, бәзи оқурмәнләр поэзияни, йәнә бирлири прозини әвзәл көриду. Айримлири «Бу китапниң үзүндисини гезиттин оқудуқ, көңлүмдин чиқмиди» дәп сетивелишни халимайду. Ойлинип көрәйличу, өзигә яқмиған әсәрни оқурмәнгә қандақ сетивал дәйсиз? Һә, тамамән китап оқумайдиған адәмни китап елишқа қандақ мәҗбурлайсиз? Мана мошундақ пәйтләрдә бәк хиҗаләт болимиз. Һә, әһвални чүшәндүрсиңиз, муәллип рәнҗийду. Шу чағда у яки бу қәләмдишимизниң китавини оқурмән оқушқа халимиса, биз әйипликму? Шундақ китапларни толуқ саталмай, биразини қайтурувәтсәм, бәзи муәллипләр рәхмәт ейтиш бу яқта турсун, аччиқ қилип, маңа тәтүр қарап жүриду һелиғичә, товва...
Айрим иҗаткарлиримиз «Китавимни муәллимләргә өткүзүп бериңлар, улар китап оқумиса, ким оқуйду?» дегән пикирни ейтишиду. Кәсипдашлиримни яқлаватқиним әмәс, әлвәттә, мошу йәрдә мундақ соал туғулиду: нәширдин чиққан китапларниң һәммисини муәллимләр елиши шәртму? Шәрәплик кәсип егилириниңму китапқа нисбәтән өз талғими бар әмәсму? Муәлллимләрму башқа саһа хадимлири охшашла адәмғу. Яки җәмийәттә муәллимләрдин башқиси китап оқумаслиғи керәкму? Умумән, мәктәп мәмурийити китап вә гезит-журналлиримизни өткүзүп беришкә миннәтликму? 
Йеқинда «Ғулҗа йоли» мәшрәп әһли вә «Варис» әдәбий-бирләшмиси тәрипидин миллий мәдәнийитимиз билән әдәбиятимизниң җанкөйәри Муһидин Розахуновниң хатирисигә беғишланған «Тағдәк егиз хатирәң» намлиқ китапни нәширдин чиқирип, уни мәрһумни тонуйдиғанларға, иккинчидин, китапниң қәдрини чүшинидиғанларғила тарқитивәттуқ. Болмиса, бекарға алимән дегәнләр көп болди... 
Бийил мәктәпләрдә «Оқушқа хуштар мәктәп» лаһийиси бойичә чарә-тәдбирләр изчил өткүзүлди. Лаһийиниң асасий мәхсити – яш әвлатни китап оқушқа қизиқтуруш, китапханиға җәлип қилиш, китапларниң қәдир-қиммитини чүшәндүрүш вә, әлвәттә, уларниң иҗаткарлар билән мунасивәтни мустәһкәмләш. Мәсилән, өзәм хизмәт қиливатқан Исмайил Саттаров намидики оттура мәктәптә лаһийә даирисидә башланғуч синиплири арисида «20 минутлуқ оқуш» реҗиси түзүлүп, балиларни чөчәк-ривайәтләрни оқушқа үгитиш ишини қолға алдуқ. Буниңдин ташқири «Китапханиға китап һәдийә қил» акцияси бир жил давамида өткүзүлди. Бу җәһәттин йәнила шу муәллимләр, ата-анилар вә оқуғучилар паалийәтчанлиқ көрсәтти. Шундақла мәктивимиз китапханисиға Алмутида тәшкил қилинған «Мәрипәт» мәшрәп әһлидин дәрисликләр келип чүшти. Пурсәттин пайдилинип, уларға сәмимий миннәтдарлиғимизни билдүримиз.
Хошал қилидиғини, «Оқушқа хуштар мәктәп» лайиһиси давамида башланғуч синиплири арисида китап оқушқа иштияқ бағлиғучилар саниниң көпәйгини байқалди. Сөзүмгә испат ретидә, өткәндә башланғуч синип муәллимлири «Балиларға беғишланған шеирлар топлими яки чөчәкләр китави нәширдин чиқипту, алсақ болатти» дәп илтимас қилди. Әлвәттә, ундақ тәклипни бирдин орунлашқа интилимиз. Мәсилән, шаир Вильям Молотовниң «Бәхит байриғи» шеирлар, язғучи Авут Мәсимовниң «Бурун, бурун, бурунда...» намлиқ чөчәкләр топлимини муәллипләргә өзимиз чиқип, соравалдуқ. «Ғунчә» журналини болса, балилар сөйүп оқуйду. У һазир балиларниң роһий һәмрайиға айланди.
Мошу мақалидин кейин «Абдулҗан өзи иҗаткар болғанлиқтин, қутлуқ қәләм егилириниң бүгүнки һалини яхши чүшиниду. Өзиниң әтә-өгүн нәширдин чиқидиған китаплири һәққидә немишкә ойлимайду?» дегән соалниң туғулуши еһтималдин жирақ әмәс. Ундақ ойдики оқурмәнлиримиз бу тәрипидин вайим қилмисиму болиду. Чүнки мән өзәмниң китаплиримғиму тәнқидий көзқарашта. Мәсилән, «Яшлиқ лирикилири», «Жүрәк альбоми» намлиқ топламлирим нәширдин чиққанда, пәқәт мураҗиәт қилған мәктәпләр билән жутларғила апирип бәрдим. Униңға китаплиримни өткүзүп беришкә ярдәм қилған замандашлирим, кәсипдашлирим гува. Әнди өтмигән китаплиримни унчуқмастин қайтурувалдим. Бу җәһәттин әйипни оқурмәндин әмәс, өзәмдин издидим, әлвәттә. Кәлгүсидиму шундақ болиду. 

Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.
 

214 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы