• Дин вә җәмийәт
  • 29 Маусым, 2022

Һәҗ сәпиригә атлиниш башланди

Июль ейиниң бешида пүткүл дуниядин миллионлиған мусулманлар муқәддәс Мәдинигә һәҗ-тавап қилиш үчүн жиғилиду. Һәҗ – җан вә тән үчүн чоң синақ.
Қазақстан Мусулманлири диний башқармиси (ҚМДБ) Һәҗ бөлүминиң рәһбири Жандилла Бекжигитовниң хәвәр қилишичә, дәсләптә бийил һәҗ сәпиригә үч миң қазақстанлиқниң атлинидиғанлиғи планланған еди. Бирақ кейин униңға түзитиш киргүзүлүп, һәҗ-тавап қилғучилар сани төрт миң адәмгичә көпәйтилди. 
Шундақла уларниң һәҗгә атлиниш күнлириму қайта қаралди. Мәсилән, Сәүдия Әрәпстаниға биринчи рейс, илгири бәлгүләнгәндәк, 27-июньда әмәс, бәлки 28-июньда Чимкәнттин жүрүп кәтти. Кейин 3-июльғичә төрт шәһәрдин, йәни Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт вә Ақтавдин һәр күни һәҗ-тавап қилғучилар топлири атлиниду. 
ҚМДБ вәкилиниң сөзичә, һәҗ сәпиригә атланғучиларниң 50 пайизи Flynas авиакомпаниясиниң, қалған 50 пайизи Air Astana авиакомпаниясиниң самолетлири билән йәткүзүлиду. 
Қазақстанлиқ һәҗ-тавап қилғучиларға елимизниң 14 туристик фирмиси хизмәт қилиду. Уларниң һәрбиридә өз врачи бар. Униңдин ташқири үч врач Қазақстанниң Һәҗ миссияси тәркивигә киргүзүлди. Барлиғи болуп Қазақстандин һәҗ сәпиригә атланғанларға 17 врач һәмра болиду. Улар йолда яки һәҗ вақтида мағдири үзүлүп қалғанларға медицинилиқ ярдәм қилиш үчүн зөрүр болидиған барлиқ дора-дәрмәк вә препаратларни өзлири елип бариду. 
Сәүдийә Әрәпстанида таҗсиман вирус пандемиясигә бағлиқ карантинлиқ чариләрниң бекар қилинғиниға қаримай, Сәүдийә Әрәпстани Корольлуғи Һәҗ вә өмрә министрлигиниң тәливи бойичә һәҗ-тавап қилғучилар бехәтәрлик мәхситидә һәҗ вақтида санитарлиқ нормиларға вә еһтият чарилиригә әмәл қилиши шәрт. 
Бийил һәҗ-тавап қилишқа илгәркидәк икки-үч миллион әмәс, бәлки бир миллион адәм тәклип қилиниватиду. Иккинчидин, бу қетим һәҗ сәпирини әмәлгә ашуруш пәқәт 65 яшқичә болған мусулманларғила, йәни 1957-жили 1-июльдин кейин туғулғанларғила вә COVID-19 инфекциясигә қарши вакцина салдурғанларғила рухсәт қилинди. 
Һәҗ-тавап қилғучилар Сәүдийә Корольлуғиға атлиништин 72 саат авал COVID-19 вирусиға тапшурулған сәлбий тест нәтиҗисини көрситиши, шундақла менингокок инфекциясигә қарши Менсевакс (ACWY) вә Нименрикс (ACWY) вакцинилириниму салдуруши шәрт. 
Мәлумки, таҗсиман вирус пандемияси кесиридин 2020-2021-жилларда һәҗ-тавап қилиш вақитлиқ тохтитилған еди. Чүнки Сәүдийә Әрәпстани Корольлуғи карантинлиқ чариләр күчкә егә вақитта чәтәллик гражданларниң мәмликәткә келишини мәньий қилди. Пандемия вақтида Сәүдийә Әрәпстани Корольлуғи Һәҗ вә өмрә министрлиги өз гражданлириниң чәклик саниғила һәҗ-тавап қилишқа рухсәт бәрди. Башқа әлләрниң, җүмлидин Қазақстан гражданлири үчүн ундақ рухсәтнамә берилмиди. Бийил барлиқ әлләрдә карантинлиқ чәклимиләрниң елип ташлинишиға бағлиқ, һәҗ-тавап қилиш мәвсүми ечилди. У 7 – 12-июль күнлири өтиду. Улар 15 – 21-июль арилиғида қайтиду. 
 

567 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы