• Хәлиқ вәкиллири — хәлиқ арисида
  • 13 Шілде, 2022

Мәҗлис депутати – Яркәнттә

Өткән җүмә күни Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Закирҗан Қузиев Алмута шәһиридики бирқатар учришишлардин кейин Панфилов наһийәсигә кәлди. Яркәнт шәһиридики Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң мәҗлисләр залида өткән учришишқа жут-җамаәтчилик вәкиллири, иш вә оқуш орунлириниң рәһбәрлири, муәллимләр коллективлири билән яшлар қатнашти.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

— Мән депутат болуп сайланғандин бери җай-җайларда болуп, аһали билән учришип, уларниң қолға кәлтүрүватқан утуқ-муваппәқийәтлири, муң-муһтаҗи билән йеқиндин тонушушқа муйәссәр болуватимән. Қазақстанлиқларниң һәммиси күч-қувитини елимизниң тәрәққияти үчүн сәрип қиливатқанлиғиға, миллитигә, диниға, етиқатиға бағлиқ һечқандақ камситиш әһваллириға дуч кәлмәй, достлуқта яшап, әмгәк қиливатқанлиғиниң гувачиси болуватимән. Елимиздики 130дин ошуқ милләт билән еләтниң бир чаңирақ астида достлуқта, инақлиқта яшаватқанлиғи бизниң әң чоң байлиғимиздур, – деди мәҗлис депутати. Җүмлидин Панфилов наһийәсидики 40тин ошуқ милләтниң өзара достлуғини, бир мәхсәттә әмгәк қиливатқанлиғини, инақлиғини тәкитлигүм келиду. Техи йеқиндила елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Пәрманиға мувапиқ референдум болуп өтти. Әйнә шу референдум һәққидә аһали арисида тәшвиқат ишлирини елип барғанларға миннәтдарлиғимизни ейтимиз. Җүмлидин бу ишта пешқәдәм устаз, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Реһимҗан Тохтахунов билән Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Азат Гайитовниң әмгиги жуқури баһалинип, ҚХАниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди, — дәп Реһимҗан Имироғли билән Азат Савутоғлиға мукапитини тапшурди. 
Мәҗлис депутати қобул қилинған қанунлар, шу қанунларниң ишлинишигә Қазақстан хәлқи Ассамблеясидин сайланған депутатлар топиниң актив арилишиватқанлиғини алаһидә тәкитләп өтти.
Шуниңдин кейин Парламент Мәҗлисиниң депутати Закирҗан Қузиев турғунларни шәхсий мәсилилири бойичә қобул қилди. Тәкитләш керәкки, бу қетим депутатқа мураҗиәт қилғанлар арисида нака балисини асраватқан, уларға өй елиш үчүн узун жиллардин бери новәттә турушқа мәҗбур болуватқан анилар, өй селиш үчүн өлчүк йәргә он жилдин бери новәт күтүватқанларни, шундақла Яркәнт шәһиридики йолларни җөндәш ишлири, тротуар, аватлаштуруш, газ, свет тартиш мәсилирини һәл қилиш үчүн ярдәм сорап алдин-ала йезилған турғунларни қобул қилди. 
Турғунларни диққәт билән тиңшап, соаллириға ениқ җавап бәргән депутат ейтилған мәсилиләрниң һәл болуши үчүн йәрлик башқуруш органлири рәһбәрлири билән бирликтә күч салидиғанлиғини тәкитлиди. 
Закирҗан Қузиевниң бу қетимқи сәпиригә Панфилов наһийәси һакиминиң орунбасари Қанат Досмайилов билән наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Марат Илипов һәмра болди.

Панфилов наһийәси.

533 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы